Архип
2010-11-25
2010-Йили 23-ноябир, голландийә ташқи ишлар министирлиқидики петир де лаңғе (Peter de Lange) әпәндиниң тәклипи билән дәнһах шәһиридики ташқи ишлар министирлиқида, уйғурларниң вәтән ичи-сиртидики бүгүнки әһвали тоғрисида музакирә елип берилди.
2010-11-25
25- Ноябир күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза алтә дөләтниң баш министирлириниң 9-қетимлиқ йиғини таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә өткүзүлди .
2010-11-25
Камбоджа һөкүмити 25-ноябир күнини су чечиш байримида дәссилип қаза қилған адәмләргә тәзийә билдүрүш күни қилип бекитип, пүтүн мәмликәт бойичә тәзийә билдүрүш паалийити өткүзди. Баш министир хуң сән башлиқ барлиқ камбоджа алий рәһбәрлири тәзийә билдүрүш паалийитигә қатнашти.
2010-11-25
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни америка билән җәнубий корийиниң йәкшәнбә күни сериқ деңизда елип баридиған һәрбий маневириға инкас қайтуруп, маневир елип беришқа қарши икәнликини елан қилди.
2010-11-25
Җәнубий корийә дөләт мудапиә министири ким теюң шималий корийиниң буниңдин икки күн бурун җәнубий корийә һәрбий базисини топқа тутуп, 4 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған қораллиқ иғвагәрчиликигә инкас қайтурушта бошаңлиқ қилиш билән тәнқидкә учрап вәзиписидин истипа бәрди.
2010-11-25
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилиридин җаза муддити тошуш алдидики ички моңғуллуқ журналист вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси хаданиң җаза муддити тошқан һаман дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди.
2010-11-25
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилиридин җаза муддити тошуш алдидики ички моңғуллуқ журналист вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси хаданиң җаза муддити тошқан һаман дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди.
2010-11-25
Қаримай шәһәрлик маарип идариси билән шәһәрлик кадирлар идариси 11- айниң оттурилиридин башлап, хитайдики 5 алий мәктәптә хизмәткә қобул қилиш понкити қуруп, келәр йили алий мәктәп пүттүридиған хитай оқуғучилардин қаримайдики оттура - башланғуч мәктәпләргә "қош тиллиқ маарип "ни өз ичигә алған оқутқучи қобул қилишқа башлиған.
2010-11-25
Талантлиқ рәссам тәләт миррәхимоф йеқинда, қирғизистан буйичә хизмәт көрсәткән бир түркүм сәнәтчиләр вә рәссамлар қатарида президент роза отунбайива тәрипидин дөләт мукапати билән тәқдирләнди һәмдә униңға дөләтлик хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаби унвани берилди.
2010-11-25
Қазақистанда яшаватқан уйғурлар 22 - ноябир күни алматадики дөләтлик уйғур тиятирида пешқәдәм сәнәтчи турдибүви аблизива ханимниң 60 яшқа толғанлиқини мунасивити билән әдәбият - сәнәт кичилики өткүзди.
2010-11-24
Мәшрәп бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мунасивәтлик тармақлири тәрипидин җиддий қоғдашқа еһтияҗлиқ ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә рәсмий киргүзүлди
2010-11-24
Үрүмчидә хитай тиҗарәтчиләрниң миллий кәмситиш характеридики тил һақарәт һуҗумиға учриғанлиқи сәвәблик, бейҗиңға әрз үчүн кәлгән шаирә гөһәр мәмәт алдинқи күни бир гуруппа уйғур әрздарлар билән бирликтә тйәнәнмен мәйданиға намайиш үчүн барғанда бейҗиң сақчилири тәрипидин тутуп кетилип, бейҗиңдики әрздарларни йиғивелиш мәркизигә икки күн қамап қоюлған.
2010-11-24
Қирғизистанниң җәнубидики ош вә җалал-абад обалстлирида йүз бәргән өзбекләр билән қирғизлар арисидики тоқунушта 400 дин артуқ адәмниң өлгән
2010-11-24
Америкиниң бир әмәлдари , америка билән җәнубий корийә бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневирға америка авиаматкисиниңму қатнишидиғанлиқини билдүргән.
2010-11-24
Шәрқий җәнубий асия әллириниң су чечиш байриминиң ахирқи күни камбодҗада көврүк чүшүп кетиш һадисиси йүз берип, 456 адәм өлгән вә 700 дин артуқ адәм яриланған