Архип
2010-02-28
Русийиниң санктпетербург шәһиридики мәлум бир оттура мәктәпниң муавин директори һәмраҗан әпәнди вә башқиларниң тәшәббускарлиқи билән йеқинда дуня ана тили күни мунасивити билән санктпетербург шәһиридики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, " ана тил байлиқим" дегән нам астида уйғур тилини қәдирләш вә уни өгиниш мурасими өткүзгән.
2010-02-28
27 - Феврал күни йүз бәргән латин америкиси чили дөлитидики йәр тәврәштә икки милйон адәмниң апәткә учриғанлиқи һәм өлгәнләрниң саниниң 300 дин ашқанлиқи мәлум.
2010-02-28
Йәкшәнбә күни русийиниң новосибирск шәһиридә рус иҗтимаий паалийәтчилири вә демократлири тәрипидин фашистларға қарши намайиш өткүзүлгән болуп, бу намайишниң түп нишани йеқинда барнаул шәһиридә бир корийилик оқуғучиниң тақирбашлар дәп аталған фашист тәшкилатиниң адәмлири тәрипидин өлтүрүветилишигә наразилиқ билдүрүш болуп һесаблиниду.
2010-02-28
Қирғизистанлиқ тарихчи пәнлири доктори, профессор асанқаноф қирғизистанниң бишкәк шәһиридики дөләтлик тарихий музейда "хитай қирғизлири" намида бир фото сүрәт көргәзмиси ачқан болуп, бу паалийәткә қирғизистанниң бир қисим илим саһәсидики әрбаблири, парламент башлиқи һәмдә хитай - қирғизистан достлуқ җәмийитиниң әзалири вә амма қатнишип, фото сүрәтләрни көргән.
2010-02-28
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, иран өктичи рәһбири һүсәйин мусави шәнбә күни баянат елан қилип, һөкүмәткә қарши наразилиқ намайишлири өткүзүп, өктичиләрниң күчини йәнә көрситидиғанлиқини билдүргән.
2010-02-27
Хитай йәрлик даирилири хизмәтчи қобул қилишта очуқ ашкара һалда ирқи айримичилиқ сиясити йүргүзүп келиватқан болуп, җәнуби хитай сәһәр гезитидә көрситишичә, бу хил әһвал уйғур елидә бир қәдәр еғир икән.
2010-02-27
Хитай баш министири вен җябав шәнбә күни хитайдики тор әһлигә бәргән җавабида 2010 - йилида америка хитай мунасивәтлириниң тинч тәрәққий қилишини арзу қилидиғанлиқини билдүргән.
2010-02-27
Тәйвәнниң һакимийәт бешидики партийә гоминдаң партийиси тәйвәнниң бир қисим шәһәрлиридики сайламда тәйвән демократийә илгириләш партийисигә уттуруп қоюшқа башлиған.
2010-02-27
Нато вә афған қошунлири марҗаһ йезисидики талибан қалдуқлириниң ахирқи базилирини тазилап болған. Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, марҗаһ йезисиниң мәркизидин илгириләп 4 күн йүрүш қилған америка вә афған қошунлири йезиниң шимал қисмидики районларни игиләп туруватқан америка қошунлири билән учрашқан.
2010-02-27
Хитайниң шаңхәй шәһиридә өткүзүлидиған дуня йәрмәнкиси ечилиши һарписида, хитай мәхпий сақчилири хитайниң йиву қатарлиқ шәһәрлиридики мусулман аммиси, болупму йиву шәһиридики бир қәдәр көп уйғур җамаәтчиликини көзитишни күчәйткән.
2010-02-26
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғини 26 - феврал мюнхинда башланди. Һәрқайси дөләтләрдин кәлгән шәрқий түркистан тәшкилатлири вәкиллири шундақла сиясий әрбаблири қатнашқан мәзкур йиғин, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң доклати билән башланди.
2010-02-26
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, шветсарийидә ечилған` 4 - нөвәтлик хәлқаралиқ дуня өлүм җазасиға қарши туруш` йиғинида сөз қилди. У йиғинда қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни өлүм җазаси бериш арқилиқ өлтүрүпла қалмастин, түрмиләрдә, сақчи идарилирида қийнапму өлтүрүватқанлиқини ейтқан.
2010-02-26
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң муқимлиқни баһанә қилип, уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини күчәйтиш билән биллә, уйғур аптоном районида елип бериватқан " 3 хил күчләргә зәрбә бериш нәмуничилиридин өгиниш долқуни", " милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси" қатарлиқлар хәлқараниң диққитини қозғаш билән биллә қаттиқ тәнқидләнмәктә.
2010-02-26
Хитайда сәһийә министирлиқи билән қурулуш министирлиқи су һоқуқи үчүн көрәш қиливатқили 50 йилдин ашти, 20 нәччә йилдин буян ичидиған су сүпитини яхшилаш һәққидә бир нәччә қетим йеңи өлчәм оттуриға қоюлди, әмма һечқайси иҗра қилинмиди. Һазир хитайда, хәлқара өлчәм буйичә ейтқанда, адәм ичишкә лайиқ пакизә су йоқ.