Архип
2010-07-31
Қәшқәр вилайити конашәһәр наһийиси ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәш сиясити бойичә бу йил ичидә 10 миңға йеқин әмгәкчи үстидин тәрбийиләш елип барған.
2010-07-31
Ақсу вилайити куча наһийиси тәвәсидә 29 - июл чүштә еғир сәл апити йүз бәргән. Тәңритағ торида бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситишичә, апәт йәрлик амма вә бир қисим саяһәтчиләрниң һаятиға тәһдит салған. Әмма, хәвәрдә өлүм - йетим әһвали вә апәт кәлтүрүп чиқарған зиян һәққидә учур берилмигән. Хәвәргә қариғанда қутқузуш әтрити 30 - июлғичә нәқ мәйданға йетип келәлмигән.
2010-07-31
Бир қисим даңлиқ хитай паалийәтчиләр уйғур журналист ғәйрәт ниязниң 15 йиллиқ кесилгәнликигә наразилиқ билдүрүш вә униң қоюп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн имза топлашқа башлиған. Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, мәзкур имза топлаш паалийити хитай ичидә елип берилған болуп, хәткә нөвәттә 23 нәпәр хитай зиялийси имза қойған. Хәт хитайдин хоңкоңға елхәт арқилиқ йолланған вә җүмә күни хоңкоңда елан қилинған.
2010-07-31
Хитай һәрбий даирилири уйғур елниң җәнубидики чегра әтрапида семиз алақә сигналлири вә електр долқунлириниң чегра ичидики районларға кириш әһвални тәкшүргән. Тәкшүрүш нәтиҗиси вә анализлар архиплаштурулған. Тәкшүрүш қәшқәр, ақсу, хотән вә қизилсу районлириниң чәтәлләр билән тутишидиған җайлирида елип берилған. Тәкшүрүшни хитайниң җәнубий уйғур елидә турушлуқ һәрбий қисми радио долқунлирини башқуруш әтрити үстигә алған.
2010-07-31
Шәнбә күни һиндистан контроллуқидики кәшмир районида һөкүмәткә қарши намайиш йүз бәрди. Намайишта бир өсмүр өлди вә 20 дин артуқ адәм яриланди. Ройтерста көрситишичә, өткән бир айдин буян кәшмирдики мусулманлар мустәқиллиқи тәләп қилип намайиш өткүзүп кәлмәктә иди. Намайиш җәрянида 22 адәм өлгәнлики илгири сүрүлгән.
2010-07-30
Чаршәнбә күни " диярим тор бети"ниң чәтәлдики тор башқурғучилиридин бири болған, диярим тор бети саһиби дилшат пәрһатниң акиси дилмурат пәрһат иниси дилшат пәрһат, ниҗат азад, нурәли обулқасим қатарлиқ уйғур тор бәт башқурғучилириниң үрүмчидики мәлум сот тәрипидин мәхпий сотланғанлиқини радиомиз арқилиқ дуняға аңлатқан иди.
2010-07-30
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит уйғур елиниң җәнубидики мәктәп балилириниң бу язлиқ тәтилдики арам күнлириниң хитайниң сиясий идийиви тәрбийисиниң паракәндичиликигә учраватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән иди, бу учурға асасән, уйғур елиниң җәнубидики йезиларға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин,язлиқ тәтил башланғандин буян уйғур оттура вә башланғуч мәктәпләрдики оқутқучи, оқуғучиларниң һәр һәптидә бир күн, үч хил күчләргә қарши туруш һәмдә милләтләр иттипақлиқини қоғдаш һәққидә сиясий өгинишкә мәҗбурлиниватқанлиқидәк әһваллар ашкариланди.
2010-07-30
Үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилири тактика өзгәртип "хәлқ турмушини яхшилаш вә бу арқилиқ мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш" дәйдиған шуар бойичә хәлқ турмуши қурулушини йолға қойди. Хитай даирилири буниңда алди билән ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш шуарини қаттиқ товлап, "бир аилидә әң аз дегәндә бир киши ишқа орунлашқан болуш" дәйдиған сиясәт бойичә "бирму киши ишқа орунлашмиған аиләрни тизимлашқа башлиған.
2010-07-30
Өткән һәптидә америка билән җәнубий корийә шәрқий деңиз вә сериқ деңиз районида бирләшмә һәрбий мәшқ өткүзгән иди. Хитайму бу районда арқа - арқидин һәрбий мәшиқ өткүзүп өзиниң күчийип баш көтүргәнликини дуняға көрситишкә башлиди. Бу һәрбий мәшқләрниң нәтиҗисидә, ася - тинч окян районидики дөләтләр ара йеңидин уюшуш пәйда болди.
2010-07-30
400 Дин артуқ вәхпи вә аммивий тәшкилаттин тәркип тапқан "түркийә аммивий һәмкарлиқ мунбири"ниң уюштуруши билән, түркийидә елип берилмақчи болған түркийиниң асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш үчүн хәлқниң пикир - қарашлирини елиш сайлимида қошулидиғанларниң авазини көпәйтиш мәқситидә 7 - айниң 27 - күни истанбулдики османийә меһманханисиниң йиғин залида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
2010-07-30
Уйғурбиз тор бети бүгүн бир қисим хитай тор бәтлири билән бирликтә баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин журналист ғәйрәт ниязни қоюп беришни тәләп қилған вә хитай зиялийлири арисида имза топлаш һәрикити башлиған. Бирләшмә баянатта билдүрүлүшичә, журналист ғәйрәт нияз шавгуән вәқәсидин кейин уйғур җамаәт пикрини йеқиндин көзәткән вә һөкүмәтни вәқәниң алдини елишқа чақирип тәклип сунған.
2010-07-30
Алдинқи күни бешкәктә ечилған қирғизистанға ярдәм бериш һәққидики хәлқаралиқ йиғинда, америка қирғизистанға 49 милйон доллар ярдәм беришкә тәйяр икәнликини билдүргән. Мәзкур йиғин дуня банкиси тәрипидин уюштурулған болуп, қирғизистанниң ош вә җалалабад шәһәрлиридә зиянкәшликкә учриған аһалиләргә ярдәм бериш вә қирғизистан дөләт апаратлирини ислаһ қилииш вә мукәммәлләштүрүшни мәқсәт қилған мәзкур йиғинда, һәр қайси дөләтләр қирғизистанға җәмий 1милярд доллардин артуқ ярдәм беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән. Бу пул бир қанчә қисимға бөлүнүп, бәлгилик муддәт ичидә берилмәкчи.
2010-07-30
29 - Июл күни хитайниң нәнҗиңдики бир завутта партлаш йүз берип 400 нәччә киши өлгәнлики хәвәр қилинған иди. Бүгүн йәнә чаңша вә чаңчүн шәһәрлиридә арқа - арқидин партлаш йүз берип, җәмий 3 киши өлгән вә 30 нәччә киши яридар болған.
2010-07-30
Хитайниң 5" - июл " дин кейинки җазалаш һәрикәтлиридә уйғур тор башқурғучилири асаслиқ һуҗум нишанлиридин бири болған. Бу әһвал, интернетниң 10 ай кесиветилиши вә йеқинда ғәйрәт нияз вә дилшат пәрһат қатарлиқ 4 нәпәр тор башқурғучисиниң сотлиниши қатарлиқ вәқәләрдин мәлум болуп турған болсиму, нәқ җазаланған тор башқурғучиларниң сани йәнила сир һаләттә турмақта иди.