Архип
2010-07-21
Хитай һөкүмити йеқиндин бери арқа - арқидин уйғурлар яшаватқан дөләтләргә һәйәт әвәтип, уйғурлар билән учришип, уларға уйғур дияриниң тәрәққи қиливатқанлиқини, бундин кейин техиму тәрәққи қилдурилидиғанлиқини ейтқан.
2010-07-21
Қазақистандики дәм елишқа чиққан уйғур зиялийси рушәнгүл ханим уйғур елини зиярәт қилип қайтип кәлгәндин кейин, мухбиримизниң зияритини қобул қилип, уйғур елидики қош тил маарипи сиясити, хитай өлкилиригә уйғур қизлирини йөткәш, йеңи тәрәққият пилани арқилиқ хитай көчмәнлирини йөткәшни күчәйтиш қатарлиқ мәсилиләрни баян қилди.
2010-07-21
Бирләшмә агентлиқиниң сиулдин баян қилишичә, америка ташқи ишлар министири һеллари килинтон бүгүн сиулда, америка дөләт мудапиә миниситири роберт гайтс билән биллә, җәнубий корийиниң дипломатийә - сода министири вә дөләт мудапиә министири билән өткүзгән сөһбәттин кейин, шималий корийиниң қанунсиз һәрикәтлиригә қарита җаза қоллинилиду, дәп җакарлиди. У сөзидә, җазаниң нишани пинйоң һөкүмитиниң ядро қорал әслиһәлиригә вә уни сәрмайә билән тәминләватқан зибу - зиннәт буюмлири дегән намдики һәр хил тиҗарәтлиригә қаритилған, дәп көрсәтти.
2010-07-21
Хитайниң шинҗаң хәвәр торида ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ партком секритари җаң чүншән түнүгүн үрүмчидә, хитай ташқи ишлар министири яң җечи башлап кәлгән өмәкни қарши алғанда, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң шинҗаңни дуняға тәшвиқ қилиш дәп аталған хизмәттә қолланған йеңи тәдбирлирини вә көрсәткән хизмәтлирини махтиди.
2010-07-21
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, америка бүгүн шималий корийини җазалаш тәдбирлириниң мәзмунини ашкарилиғандин кейин, шималий корийиниң бирдин - бир иттипақдиши болған хитай баянат елан қилип, америка билән җәнубий корийиниң бирләшмә һәрбий мәшиқидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини ипадилиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң бүгүнки баянатида биз бу һәрбий мәшиққә мунасивәтлик тәрәпләрни өзини тутувелишқа вә бу районда җиддийлик пәйда қилип қойидиған һәрикәттин сақлинишқа чақиримиз дәп җакарлиди.
2010-07-21
Шинхуа агентлиқи бүгүн, үрүмчидин гуаңҗу қатнайдиған айропиланда бомба бар дәп учур мәлум қилған киши һәққидә хәвәр елан қилди. Хәвәрдә ейтилишичә, 7 - айниң 14 - күни үрүмчидин гуаңҗуға учидиған йолучилар айропиланиниң ләнҗуда мәҗбурий тохтитилиши вә айропиландики барлиқ йолучи вә униң йүк - тақлириниң тәкшүрүлүшгә сәвәбчи болған 23 яшлиқ әр гуаңҗу шәһәрлик сақчи идариси тәрипидин қолға елинған.
2010-07-21
Б б с ниң баян қилишичә, хитайда һазир чәтәлләрниң мәбләғ селиш муһити начарлишиватиду. Түнүгүн ақсарайда, америка пән - техника сиясәтлири ишханисиниң мудири хордилун билән хитайниң пән техника министири вән гаң бу мәсилә үстидә сөзләшти.
2010-07-20
Дуня уйғур қурултйиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһилә ханим, мушу айниң 18 - күнидин буян тәйвәндә зиярәттә болмақта. Раһилә ханим, тәйвәндики" ай туғди" кишилик һоқуқ тәшкилатиниң, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән " муһәббәтниң 10 шәрти "намлиқ һөҗҗәтлик филим вә шуниңдәк 5 - июл наразилиқ намайишиниң бир йиллиқи мунасивити билән уюштурулған паалийәтләргә қатнишиш үчүн алаһидә тәклип билән тәйвәнгә барған.
2010-07-20
Тәйвәндә турушлуқ мустәқил мулаһизичи лин бавхуаниң ханими, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһиләниң тәйвән зиярити һәққидики һессятини вә тәйвәнликләрниң инкасини баян қилди.
2010-07-20
Бир дөләт вә яки милләтниң даңдар кишилириниң, зиялийлириниң чәтәлләргә йүзлиниши әслидила мурәккәп бир мәсилә,гәрчә уйғурларниң чәтәлләргә йүзлиниши техи унчә көләм һасил қилалмиған нисбәтән йеңи бир һадисә һесаблансиму, һалбуки, йеқинқи йиллардин буян, болупму бултурқи - 5 июл вәқәсидин кейин чәтәлләргә қечип чиқиватқан уйғурларниң бир қәдәр көпийиши муназирә тәқәззасиға игә бир мәсилигә айланди. Бу мунасивәт билән "уйғур җәмийити вә мән" темисида радиомиздиму муназирә мәйдани һазирлидуқ.
2010-07-20
Бултурдин башлап хитай ширкәтлири ғулҗа наһийә тәвәсигә йәрлишишкә башлиғандин буян, наһийидики асаслиқ су мәнбәлирини мәхсус өстәң чепип, хитай ширкәтлири ғулҗа наһийә тәвәсидин сетивалған кан районлири һәм йеңидин бина қилиниватқан бағвәнчилик районлириға башлиған. Җирғилаң һәм дамбуни асас қилған су мәнбәлириниң хитай ширкәтлири игилигән районларға башлиниши һәм хитай ширкәтлири районда қурған бағвәнчилик мәйданлириға қарита деһқанларниң инкаси қандақ?
2010-07-20
Америка вә җәнубий корийә даирилири җәнубий японийә деңизида бирләшмә һәрбий маневир елип баридиғанлиқини елан қилди. Мәзкур дөләтләрниң мудапиә министирлири маневирниң шималий корийигә сигнал йәткүзүш учун пиланланғанлиқини билдүрди. Мутәхәссисләрниң қаришичә, бу маневир мәлум җәһәттин елип ейтқанда йәнә хитайғиму тәһдит шәкилләндүридикән.
2010-07-20
Венгрийиниң бугач шәһиридә 7 - айниң 20 - күни чүштин кейин һунлар қурултийи һәққидә мәлумат бериш үчүн мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирилди. Бу йиғинни һунлар қурултийини чақирғучи орган уюштурған болуп, йиғинға көп санда мухбир қатнашқан.
2010-07-20
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик нефит ширкити уйғур елида нефит вә тәбиий газ ишләпчиқириш миқдарини һәссиләп ашуридиғанлиқ пиланини елан қилған. Мәзкур ширкәт сәйшәнбә күнидики баянатида, 2020 - йилиға кәлгәндә, уйғур елидики нефит вә тәбиий газ ишләпчиқириш миқдарини 40 милйон тоннидин 60 милйон тонниға йәткүзидиғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә мәзкур ширкәтниң бу пилани, хитайниң уйғур районида йолға қоймақчи болған һалқима тәрәққият пиланиниң бир парчиси дәп көрситилгән.
2010-07-20
Қирғизистандики етник тоқунуш қанлиқ паҗиәләргә сәвәб болғандин кейин, явропа иттипақиниң бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати қирғизистанға хәлқаралиқ сақчи әвәтишни ойлашмақта иди. Қирғизистан дөләт мудапиә министири исмаил исакоф, бүгүн мәзкур пиланға наразилиқ билдүргән. Пилан бойичә явропа иттипақи қирғизистанға 50 әтрапида сақчи әвәтмәкчи, булар ош вә җалалабадта қирғизистан сақчилириға мәслиһәтчилик вәзиписи өтимәкчи болған.