Архип
2010-07-20
Радиомизниң игилишичә, йеқинда атушниң ойтағ базирида аталмиш " әксилинқилаби" тәшвиқат вариқи тарқитиш вәқәси йүз бәргән. Сақчилар мәкур базардики 4 кәнт вә 15 мәсчиттә ахтуруш елип барған вә бу җәрянда 4152 кишиниң салаһийити тәкшүрүлгән. Мәзкур хәвәр һәққидики учурни дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит тәминлигән. Радиомиз мухбири атуштики аилә, идарә, җәмийәтләргә телефон қилғанда, вәқәниң растлиқиға аит пакитларға еришкән.
2010-07-20
Бүгүн әнгилйидә өткүзүлүватқан " Franborough хәлқаралиқ айропилан көргәзмисидә, америкиниң һәрбий қорал - ярақ ширкәтлиридин Raytheon америкиниң учқучисиз айропиланларни деңиздин етип чүшүрәләйдиған лазир нури қорали ясап чиққанлиқини елан қилди. Мәзкур қорални бу йил 5 - айда америка деңиз армийиси тинч окянда синақ қилип мувәппәқийәт қазанған. Мәзкур йеңи типтики лазир нури қорали, учқучисиз айропиланларни байқаш, из қоғлаш вә зәрбә бериш иқтидариға игә болуп, бу деңиз армийә һәрбий техникисидики чоң бир бошлуқни толдурған.
2010-07-20
Әнгилийиниң пул - муамилә гезитиниң хитайда турушлуқ мухбири Richarda McGregor тәрипидин йезилған "партийә: хитай коммунист рәһбәрлириниң мәхпий дуняси" намлиқ китабниң хитай чоң қуруқлуқида сетилиши чәкләнгән. Китаб ингилиз тилида йезилған вә интернет арқилиқ базарға селинған. Хитай һөкүмити мәзкур китабни чәкләш һәққидә мәхсус һүҗҗәт чүшүрмигән; бирақ интернет назарәт техникиси арқилиқ мәзкур китабниң хитайда көрүлүшини чәклигән.
2010-07-19
Уйғурбиз тори хәлқара тор бекитиниң 18 - июлдики хәвиридин мәлум болушичә, бултур 1 - өктәбир күни, "хитайниң уйғур аптоном райони қанун органлири тәрипидин, дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән қолға елинған, шинҗаң иқтисат гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз әпәнди, мушу чаршәнбә күни, йәни 21 - июл күни сотлинидикән.
2010-07-19
Хитай нефт ширкитиниң далйән портидики искилатида, 7 - айниң 16 - күни кечидә шиддәтлик партлаш йүз бәргән иди. Хитай нефт ширкити бүгүн майтағда йиғин ечип, бундақ вәқәниң шинҗаңда йүз беришиниң алдини елишни музакирә қилди.
2010-07-19
1 - Новәтлик түрк дүняси фолклор вә музика байрими әнқәрәниң фатиһ районидики ниҗат уйғур тиятир залида өткүзүлди. Бу байрамға әзәрбәйҗан, қазақистан, қирим татарлири, қирғиз, ирақтики түркмәнләр вә башқа түркий милләтләрдин сәнәтчиләр қатнашти. Бу паалийәт үрүмчи вәқәсиниң 1 - йиллиқини хатириләш күнигә тоғра кәлгәчкә, паалийәткә уйғур сәнәтчиләр иштирак қилмиған болсиму, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси мәсуллиридин хәйруллаһ әпәнди билән атилла әпәндиләр қатнашти вә сөз қилди. Бу сәнәт байримиға милләтчи һәрикәт партийиси әнқәрә шөбисиниң башлиқи өмәр дәмирәл, үлкү очақлири җәмийити муавин башлиқи толга арслан вә милләтчи һәрикәт партийисиниң әзалири шундақла аммидин болуп 1000 әтрапида киши қатнашти.
2010-07-19
Бүгүн 19 - июл күни америка қошма штатлири дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети "хитайниң йирақ ғәрби: намайиш вә топилаңдин бир йил өткәндин кейинки шинҗаңниң вәзийити " мавзулуқ юмулақ үстәл йиғини өткүзди.
2010-07-19
Қазақистандики уйғур зиялийси рушәнгүл ханим уйғур елини зиярәт қилип қайтип кәлгәндин кейин, мухбиримизниң зияритини қобул қилип, уйғур елидики уйғур аяллириниң хитайниң туғут чәкләш сияситиниң зиянкәшликигә учраватқанлиқини баян қилди.
2010-07-19
Йеқинда җамаәт әрбаби вә сиясийон қәһриман ғоҗамбәрди өзиниң "2009 - йил 5 - июл үрүмчи паҗиәси" намлиқ нөвәттики әмгики билән кәң китабхан аммисиға йәнә бир қетим тонулди.
2010-07-19
Хитай 2004 - йилидин етибарән дуняниң һәрқайси җайлирида куңзи иниститутлирини қуруш пиланини башлиған болуп, бу пиланға хитай тили өгитиш вә хитай мәдәнийитини тәшвиқ қилиш дәп нам бәргән иди. Хитай мәнбәлиридин мәлум болушичә, хитайниң һазир асия,яврупа вә шималий америкидики һәрқайси дөләтләрдә қурған зәнҗирсиман куңзи иниститутлириниң сани 100 дин ашқан.
2010-07-19
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қәшқәр шәһиридики өй баһасида йеқинқи икки ай ичидә зор өзгириш болған. Қәшқәрниң әтрапида 5 - айда өй баһаси бир квадират метири 2200 йүән болған болса, 7 - айға кәлгәндә 4100 йүәнгә чиқип, өй баһаси бир қатланған. Әмма, хәвәрдә бу түр йүксилишниң қәшқәр шәһириниң айрим җайлири яки омуми тәвәсидә икәнлики билдүрүлмигән.
2010-07-19
Бирләшмә ахбарат агентлиқи бүгүн тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң бир доклатини қолға чүшүргән. Доклатта хитайниң тәйвәнгә қарши һәрбий һазирлиқлири һәққидә мәлуматлар топланған вә мулаһизиләр баян қилинған. Доклатта хитайниң нөвәттә тәйвәнгә қаратқан башқурилидиған бомба саниниң 1300 гә йәткәнлики вә бу санни 2020 - йилиға қәдәр 2000 ға чиқиришни планлиғанлиқи, хитайниң бу арқилиқ 2020 - йилиға кәлгәндә тәйвәнни бойсундуруш билән бирликтә, еһтималға қарши америкиғиму тақабил туруш күчини йетилдүрүш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи баян қилинған.
2010-07-19
Мушу айниң бешидин башлап, хитайниң көп қисим җайлирида кәлкүн вә йәр тәврәш апәтлири йүз берип, 146 киши өлгән вә 40 киши ғайип болған. Хитай мутәхәсисләр бүгүн, мушу һәптә ичидә яңзи дәрясида йәнә бир қетим кәлкүн келидиғанлиқини билдүргән вә буниң билән сәнша тосмисиниң еғир синаққа дуч келиватқанлиқини уқтурған. яңзи дәрясидики кәлкүн вә қурғақчилиқниң алдини елиш комитетиниң башлиқи вий шәнҗуңниң бүгүн ахбарат саһәсигә билдүрүшичә, бу қетимқи кәлкүнниң шиддити 1954 - вә 1998 - - йиллардикидинму зор болуши мумкин. 1998 - Йили яңзи дәрясидики кәлкүн апитидә 4000дин артуқ киши өлгән вә 18 милйон киши көчүшкә мәҗбур болған. Шуңа мутәхәссисләр бу қетимқи кәлкүнни, сәнша тосмисиниң кәлкүнни тизгинләш иқтидари, тосма қурулушиниң пухтилиқи дәриҗисини ашкарилайдиған чоң бир синақ дәп қарашмақта.
2010-07-19
Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, хитай алий сот мәһкимиси түнүгүн ахбарат елан қилиш йиғини ечип, йиллиқ хизмәт доклатини ахбаратқа ашкарилиған. Хитай алий соти һазирға қәдәр йиллиқ доклатини пәқәт бейҗиңда ечилидиған икки йиғиндила елан қилип кәлгән. Хитай алий сотиниң, йиллиқ доклатини ахбаратқа ашкарилимаслиқи йиллардин бери хәлқара җамаәтниң тәнқидигә учрап кәлгән. Чүнки доклатниң ахбабаратқа ашкариланмаслиқи, хитайниң әдлийә систимисдики адаләтсизликләрниң назарәт қилинишиға тосалғу болуп кәлгән.
2010-07-19
Аллаһ таала айларниң вә күнләрниң, һәтта җайларниң бәзисини бәзисидин пәзиләтлик қилип яратқан. Мәсилән: айлардин рамизан ейи башқа айлардин улуғ болуп, бу айда қилинған ибадәтләргә һәссиләп саваб берилидиғанлиқини муһәммәд әләйһиссалам һәдислиридә баян қилған. Күнләрдин һәҗ күни вә әрәфә күнлирини, кечиләрдин қәдир кечисини пәзиләтлик қилип яритип бу бу вақитларда қилинған яхши әмәлләрниң саваби чоң болидиғанлиқи һәққидә һәдисләр кәлгән. Шундақла, җайлардин мәсҗиди һәрәмни улуғ яратқан болуп, мәсҗиди һәрәмдә оқулған бир вах намазға башқа җайларда йүз миң вах намаз оқуғанниң саваби берилидиғанлиқини муһәммәд әләйһиссалам сөзлигән. Әмма рәҗәб ейи тоғрулуқ алаһидә ибадәт бәлгиләнгән әмәс.