Архип
2010-07-18
Қазақистан президенти нурсултан назарбайеф шәнбә күни явропа һәмкарлиқ вә бихәтәрлик тәшкилатиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири билән алмутида учришиши өткүзгәндә, қирғизистан вәзийити һәққидә тохтилип, бу дөләттики вәзийәтниң муқимлиқи һәққидә гәп қилишниң һазир техи балдур икәнликини билдүрди.
2010-07-18
Русийә тарихчиси александир осокин йеқинда иккинчи җаһан урушиниң партлишиға асас яритилған муһим сиясий келишимләрниң бири һесабланған германийә баш министири риббентропниң 1939 - йили 8 - айда совет иттипақи ташқи ишлар министири молотов билән " совет - герман өзара уруш қилмаслиқ шәртнамиси" вә " совет - герман достлуқ шәртнамиси" имзалаш паалийитигә әйни вақиттики германийә фашизиминиң рәһбири адолф гитлерниңму мәхпий түрдә қатнишип, сталин билән сөһбәт елип барғанлиқ еһтималини оттуриға қойди.
2010-07-18
Германийә баш министири меркел ханимниң хитай зиярити җәрянида хитай баш министири вән җябав меркел ханим билән бирликтә қатнашқан германийә - хитай карханичилириниң сөһбәт йиғинида сөз қилип, хәлқара мәвҗут болуватқан хитайға мәбләғ селиш муһитиниң начарлашқанлиқи һәққидики көз қарашниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини билдүрди.
2010-07-18
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң тарқатқан учуридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң мудири әркин имирбақи башчилиқидики бир вәкилләр өмики 16 - июл күни моңғулийиниң пайтәхти уланбаторға кәлгән болуп, әмма учурда алтә күнлүк мәзкур зиярәт паалийитиниң тәпсилий пиланлири вә кун тәртипи һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.
2010-07-18
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң қизи раһилә ханим рабийә қадир һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим " муһәббәтниң он шәрти" ни қоюш паалийитигә қатнишиш үчүн йәкшәнбә күни тәйбейға йетип кәлгән.
2010-07-17
Бир ләшмә агентлиқиниң хоңкоңдин баян қилишичә, хитайдики капитализм қорғини болған хоң коңда бүгүн, саәтлик иш һәққиниң әң төвән өлчими қанунлашти. Хоңкоңда мақулланған бу қанунда, саәтлик иш һәққиниң әң төвән өлчими 3 америка доллири, дәп бәлгиләнди.
2010-07-17
Б б с ниң баян қилишичә, далйән портида түнүгүн кечидә көп қетим шиддәтлик партлаш йүз бәрди. Далйән шәһиридә қизил дәриҗилик җидди һаләт җакарланди. От өчүрүшкә хитайниң 2 миңдин артуқ от өчүрүш хадими қатшип, отни 15 саәттә тезгинлиди.
2010-07-17
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилати (OSCE) ға әза 56 дөләт депломатлири һазир алмутада йиғин ечиватиду. Мәзкур тәшкилатниң шөбиси болған етник тоқунушниң алдини елиш мәркизиниң башлиқи һеберт салбар буйиғида, қирғизстанға хәлқара сақчи әвәтишни оттуриға қойди.
2010-07-17
Б б с ниң баян қилишичә, ветнам йеқинда алдамчи гуроһлардин 7 ни паш қилди вә уларниң җинайәт әсваплирини олҗа алди. Буниңға четилған йүздин артуқ алдамчи хитайни қолға елип, уларни өз дөләтлиригә өткүзүп бәрди. Бу делоларни паш қилишта ветнам билән һәмкарлашқан тәйвән сақчи идариси, ветнамда қолған елинған бу җинайәтчиләрниң 88 и тәйвән пуқраси, 23 и хитай пуқраси икәнликини испатлиди.
2010-07-17
Америка авазиниң баян қилишичә, русийә һазирға қәдәр, дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләрдин 60 тәк дөләт билән сода келишими имзалап болди. Мушу айниң бешида йәнә, блорусйә вә қазақстан билән чегра беҗи келишими имзлап, бу үч дөләт оттурисида 170 милйон нупус бар бир чоң ортақ базар ечиш үчүн йол һазирлиди.
2010-07-17
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йил қиш вә әтияз пәслидә уйғур елиниң шималида қар вә ямғур апити еғир болған 31 наһийә, шәһәр апәткә учрап, иқтисадий зиян еғир болған.
2010-07-17
Үрүмчидики уйғурлар немә үчүн адилни йәклиди? бошүн қатарлиқ хитай тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, үрүмчидә адил исимлик бир уйғур өткән йили 5 - июл вәқәсидә 4 хитай аялни қоғдап қалғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин мукапатланған. Бирақ, у мукапатланғандин кейин, үрүмчидики уйғур җамаити тәрипидин қаттиқ йәкләнгән. Уйғур қошнилири униңға салам - саәт қилмиған, кочиларда маңғанда уйғурларниң алийип яки йиргиниш билән қаришиға дуч кәлгән; у ахири үрүмчини ташлап кетишкә мәҗбур болған. Адилниң юртни ташлап кетишкә мәҗбур болуши уйғур җәмийитидики қандақ бир вәзийәтниң инкаси?
2010-07-17
Тәйвәндә турушлуқ мәшһур сиясий мулаһизичи лин бавхуа йеқинда, хитайниң уйғур аптоном райониға қаратқан йеңи сиясити һәққидики мәхсус тәтқиқатини әркин асия радиосиға тәқдим қилди.
2010-07-17
Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири уйғур мәсилисини түркийиниң миллий мәсилисигә айландуруш үчүн тиришмақта. Болупму, һазир уйғурлар дучар болуватқан мәсилиләр тоғрисида доклат тәйярлап түркийә һөкүмитигә вә һәр қайси сиясий партийиләргә бәрмәктә.
2010-07-17
7 - Айниң 15 - күни мюнхен шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин мухбирларни күтивелиш йиғини уюштурулуп, 18 яшлиқ уйғур йигити абдулқадирниң қәһриманлиқ иш - паалийәтлири тонуштурулғандин кейин, 7 - айниң 16 - күнидики германийә ахбарат вастилирини абдулқадир тоғрисидики хәвәрләр қаплиди.