Архип
2010-08-31
Америкиниң әң нопузлуқ нәшрият әпкарлиридин "вашингтон почтиси гезити" йәкшәнбә күни мақалә елан қилип, бу йил 7 - айда норвегийә бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинған норвегийилик уйғурлардин рашидин муһәммәт қатарлиқ 3 кишилик әлқаидә гуруһиниң һәрикитигә даир бәзи тәпсилатларни ашкарилиди.
2010-08-31
Бир қисим мәтбуатларда пакистан даирилириниң уйғур елиниң ташқорған қатарлиқ районлириға чегрилинидиған гелгит- балтистан районини хитайға өткүзүп бәргәнлики илгири сүрүлди. Һалбуки, бүгүн пакистан ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, гелгитниң хитайға өткүзүп берилгәнликини рәт қилди вә бу районидики хитайларниң пәқәт апәттин қутулдуруш үчүн йол ясаватқанлиқини көрсәтти.
2010-08-31
2010 - Йили дуня чемпийонлуқ васкитбол мусабиқиси түркийидә давамлашмақта. 8 - Айниң 28 - күни хитай васкитбол командиси мусабиқигә чүшүштин бурун, әнқәрә пойиз истансисиниң алдидики арәна тәнтәрбийә сарийиниң алдида намайиш өткүзүлди.
2010-08-31
25 - Авғуст күни қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити йиғин өткүзүп, 10 - өктәбирдики парламент намзатлири сайлими вә башқа мәсилиләрни музакирә қилған.
2010-08-31
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң 12 - бәш йиллиқ пилан мәзгилидә районға гәнсу вә хенән қатарлиқ хитай өлкилиридин йәнә бир түркүм йеңи хитай көчмәнлирини йөткәп келиватқанлиқи ашкариланмақта. Мәлум болушичә, бу хил йөткәш райондики ишләпчиқириш қурулуш девизийисини мәркәз қилған һалда елип берилған.
2010-08-31
Йәрлик аһалиләрдин бириниң инкас қилишичә, ғулҗа шәһириниң пәнҗим йезилиқ сақчиханисида, алдинқи һәптә 2 данә тапанча вә 50 пай оқ йүтүп кетиш вәқәси йүз бәргән.
2010-08-31
Қәшқәр һөкүмәт ториниң хәвәр қилишичә, қәшқәр пидагогика институти мәхсус "төтни тонуш" тәшвиқат гурупписи тәшкилләп, тоққузақ наһийисидә лексийә уюштурған.
2010-08-31
Хитайчә яшин ториниң хәвәр қилишичә, хитай җ х тармақлири ақсудики партлаш вәқәсини қол телефон учури арқилиқ җәмийәткә тарқатқан 2 нәпәр хитайни иғвагәрчилик билән әйибләп, уларға айрим-айрим һалда 7 вә 4 күнлүк тутуп туруш җазаси бәргән.
2010-08-31
Хитайниң мәмликәт бойичә шинҗаңдики хусусий карханиларға ярдәм бериш йиғини түнүгүн үрүмчидә ечилған. Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүлүшичә, йиғинда хитайниң гуаңдуң, фуҗйән, җяңсу вә шәндуң қатарлиқ өлкилиридики бир түркүм сода - санаәтчиләр өз - ара учраштурулған вә дөләтниң қурулуш пиланлири тонуштурулған.
2010-08-31
Ройтирес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түнүгүн кәчтә беларусийә пайтәхти минск шәһиридики русийә әлчиханиси намәлум кишиләрниң һуҗумиға учриған. Вәқәдә һуҗумчи әлчиханиға қаритип икки данә бомба ташлиған.
2010-08-30
Мушу айниң 19 - күни, ақсуда чарлаш сақчилириға қарита елип берилған партлитиш характерлик һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғур елиниң һәр қайси җайлирида бихәтәрлик тәдбирлири йәниму күчәйтилгән. Мәһәллиләрдә аманлиқ сақлаш хадимлири көпәйтилгән.
2010-08-30
Америка уйғур бирләшмиси вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фондиниң бирликтә уюштуруши билән фаирфакис шәһиридә өткүзүлгән иптар йиғилишиға вирҗинийә, марйланд шитатлирида вә вашингтонда яшаватқан уйғурлардин 200 гә йеқин киши қатнашти.
2010-08-30
Түркийә президенти абдуллаһ гүл 8 - айниң 28 - күни чүштин кейин қәйсәри шәһиридики уйғурлар олтурақлашқан түркистан мәһәллисигә келип әмруллаһ әфәндигил әпәндиниң аилисини зиярәт қилған. Абдуллаһ гүлни 100 лигән уйғурлар күтүвалған, у уйғурлар билән 20 минут муңдашқан.
2010-08-30
2010 - Йили, 8 - айниң 28 - күни уйғур академийисиниң уюштуруши билән, истанбулниң тарих зафәр туня мәдәнийәт йиғин залида, 2 - нөвәтлик "уйғур пән - маарипиниң бүгүни вә кәлгүси тәрәққияти" дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2010-08-30
Бүгүн игилишимизчә, бейҗиңдин тутуп кетилгән 84 яшлиқ әрздар абдуреһим молләк, онсу наһийисидә 4 күн қамап қоюлғандин кейин қоюветилгән; абдуреһим молләкниң әрзини рәт қилип кәлгән қизил су йеза яшлар мәйданиниң башлиқи хән җямен вәзиписидин елип ташланған болуп, униң орниға тәйинләнгән йеңи мәйдан башлиқи, абдуреһим ака билән көрүшүп, йеқинқи бир ай ичидә, униң әрзини һәл қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.