Архип
2010-09-21
Хитай ташқи ишлар баянатчиси җяң йү бүгүн, америкини шәрқи деңиз мәсилисидин нери турушқа чақирған. У сөзидә, шәрқи деңиз мәсилисини хәлқаралаштурушқа, көптүрүветишкә вә яки кеңәйтиветишкә болмайдиғанлиқини, әгәр бундақ қилинса, мәсилини һәл қилишниң орниға, техиму мурәккәпләштүрүветидиғанлиқини әскәрткән.
2010-09-21
Түнүгүн бейҗиң шәһириниң чавяң районлуқ хәлқ сот мәһкимиси, фең фамилилик бир яшни җинайәт усулини өгитиш қилмиши билән әйибләп сотқа тартқан.
2010-09-20
Хитайниң тавуз чағини вә дөләт байрими мәзгилидә уйғур районидики гөш, көктат қатарлиқ йемәкликләрниң баһаси йәнә бир қетим өрлигән. Бу райондики уйғурларни әндишигә салған.
2010-09-20
Кемә вәқәси кәлтүрүп чиқарған хитай - японийә мунасивитидики җиддийлик 9 - айниң 19 - күнидин башлап техиму улғайди. Һазирқи хитай - японийә оттурисидики вәзийәт, худди1937 - йили вә 1945 - йилидики икки қетимлиқ японийә - хитай урушини кәлтүрүп чиқарған вәқәгә, йәни 1931 - йили 18 - сентәбир йүз бәргән "манҗурийә вәқәси" дики вәзийәткә охшап қалди.
2010-09-20
Шветсийиниң стокһолм шветсийә әрзийәт оттура сот мәһкимиси өткән җүмә күни бабур мәхсутниң делосини көрүп чиқип, стокһолм районлуқ төвән сот мәһкимиси тәрипидин бабурға берилгән 16 айлиқ қамақ җазасини 22 айға узартқан иди.
2010-09-20
Әнқәрәниң әтимәсқут районида 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивали өткүзүлмәктә. 9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәхип һәмдә оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрниң вәкиллири қатнашмақта.
2010-09-20
13 - Сентәбир қазақистан дөләт катипи вә ташқи ишлар министири қазақистандики бир қисим даңлиқ шаир, язғучи, көзгә көрүнгән зиялий вә журналистлар билән учришип пикирләшкән.
2010-09-20
2010 - Йили 9 - айниң 18 - күни, фалунгоңчиларниң мюнхендики әзалири "компартийидин чекинишкә имза топлаш" паалийити елип барди. Бу паалийәтни фалунгоңчиларниң мюнхендики тармақ тәшкилати уюштурған болуп, паалийәткә фалунгоңчиларниң мюнхендики хитай вә герман әзалиридин көплигән киши қатнашқан.
2010-09-20
16 - Сентәбир, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 15 - нөвәтлик йиғинида, дуня уйғур қурултийиниң б д т дики вәкили кәсий полиас ханимға сөз берилгән. Йиғинда, хитай вәкилләр өмики наразилиқ билдүрүп, дуня уйғур қурултийи вәкилиниң сөзини тохтитишқа урунған болсиму, америка вә әнглийә вәкилиниң қоллиши билән кәсий полиас ханим сөзини давамлаштурған.
2010-09-20
Йәкшәнбә күни, һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида тәйвәнлик икки саяһәтчи қораллиқ һуҗумға учриған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, саяһәтчиләр йеңи деһлидики бир саяһәтгаһидин қайтиш алдида намәлум бир кишиниң қораллиқ һуҗумиға учрап яриланған.
2010-09-20
Бүгүн хитайниң ядро енергийә ширкити пакистан даирилири билән пакистанда бир гигаватлиқ ядро електр истансиси қуруш үстидә сөзлишиватқанлиқини елан қилди.
2010-09-20
Хитай бойичә "сот системисиниң 2 - қетимлиқ шинҗаңға ярдәм бериш хизмәт йиғини" йәкшәнбә күни үрүмчидә ечилған. Шинхуа ториниң бу һәқтики хәвиридә, "бу йиғин, шинҗаң сөһбәт йиғининиң роһини әмәлийләштүрүш вә мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиштики зор тәдбир" дәп көрситилгән.
2010-09-20
Америка президенти барак обама дүшәнбә күни "хитай, хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш мәсилисидә қилишқа тегишлик ишлирини техи толуқ қилмиди" дегән.
2010-09-20
Хитай даирилири дүшәнбә күни шәншидә йүз бәргән зәһәрлик сүт парашоки вәқәсигә алақидар 7 адәмни қолға алғанлиқини билдүрди.
2010-09-19
19 - Сентәбир күни таҗикистан җумһурийитиниң афғанистан чегрисиға йеқин рашит районида таҗикистан дөләт мудапиә министирликиниң һәрбий хадимларни елип маңған бир аптомобил әтрити намәлум қораллиқ гуруппиниң туюқсиз һуҗумиға учрап, көп санда таҗикистан һәрбий хадимлири һаятидин айрилған.