Архип
2010-09-19
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама венгрийиниң будапешт шәһиригә зиярәт үчүн йетип кәлгән болуп, венгрийә һөкүмити далай ламаға будапешт шәһириниң пәхри пуқралиқ шәрипи бәргән.
2010-09-19
16 - Сентәбир күнидин буян уйғур елиниң қизил су қирғиз аптоном области тәвәсидики атуш шәһиригә тәвә йезилар кәлкүн апитиниң зәрбисигә учриған.
2010-09-19
Һәр йили биринчи өктәбир хитайниң дөләт байрими, шуниңдәк йәнә бу вақитта хитай миллитиниң әнәниви тавуз чағини байримиму йетип келиду.
2010-09-19
Японийә сот мәһкимиси сенкако арилидики японийә деңиз тәвәсигә кирип, японийә деңиз қоғдиғучилири тәрипидин тутқун қилинған хитай парахот башлиқини йәнә 10 күн тутуп турушни қарар қилған.
2010-09-18
Хотән валийси җүрәт имин диний затлардин "асасий қатламдики партийисиз кадирлиқ" вәзиписини толуқ җари қилдурушни тәләп қилған. У, бу тәләпләрни 15 - сентәбир хотән вилайитидә чақирилған диний затларни тәрбийиләш курсиниң ечилиш мурасимида оттуриға қойған.
2010-09-18
Дүшәнбә күни ечилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиллиқ омумий йиғинда намратлиқ, иран ядро мәсилиси вә пакистандики сәл апити қатарлиқ мәсилиләрниң оттуриға қоюлидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-09-18
Афғанистан хәлқи талибанниң тәһдитигә қаримай парламент сайлимиға биләт ташлиди. Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, бу нөвәтлик парламент сайлими башлиништин илгири талибан күчлири бәзи шәһәрләргә ракета атқан.
2010-09-18
"18 - Сентәбир вәқәси" ниң хатирә күни хитайниң бир нәччә шәһиридә японийигә қарши намайиш уюштурулди. Һалбуки, хитай даирилири алған бихәтәрлик тәдбирлири вә ямғур сәвәбидин намайиш көләмлишәлмиди.
2010-09-18
Шветсийә оттура сот мәһкимиси җүмә күни хитай җасуси бабур мәхсут берилгән қамақ җазасини йәнә 6 ай көпәйтти.
2010-09-17
Бейҗиңдики 60 йеқин хитай әрздар пәйшәнбә күни, 15 нәпәр уйғур әрздар җүмә күни хитай компартийиси мәркизи комитети сиясий - қанун комитетиниң алдида намайиш өткүзгән. Бир қисим намайишчилар хитай намайишчилар нәқ мәйданда тутқун қилинған.
2010-09-17
Хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған "қош тиллиқ маарип" сияситини йилдин йилға күчәйтмәктә. Америкидики аләм техникиси алими, доктор әркин сидиқ әпәнди, "қош тиллиқ маарип сияси" тиниң тәсири сәвәбидин уйғурлар арисида келип чиқиватқан мәсилиләр үстидин өз алдиға тәтқиқатини тохтатмай елип бериватқан һәмдә мунасип надир мақалиләрни елан қиливатқан зиялийларниң бири.
2010-09-17
2010 - Йили 9 - айниң 15 - 16 - күнлири истанбулдики чирағин сарийида 10 - нөвәтлик түрк тилида сөзлишидиған дөләтләр алий дәриҗиликләр йиғини өткүзүлди. Бу йиғин ахирлашқандин кейин, ортақ хитабнамә имзаланди.
2010-09-17
Китап йиғиш дуняда әң қәдимий кәсипләрдин бири болуп, пүтүн байлиқини китап сетивелиш вә китап йиғишқа атиған инсанларниң саниму аз әмәс. Түркийиниң истанбул шәһиридә яшаватқан җелил туран әпәнди узун йиллардин бири китап топлимақта.
2010-09-17
Мубарәк рамзан аяғлашти. Мусулманлар рамзан аяғлашқандин кейин немиләрни қилиш керәк? ундақта рамзанниң әһмийити вә ислам динидики тәбири қандақ? бу мунасивәт билән голландийидә яшаватқан диний зиялий һүсәнҗанни зиярәт қилдуқ вә униң бу һәқтики тәсиратлири, тиләклирини вә қиммәтлик тәвсийилирини дуняниң һәр тәрәплиридә яшаватқан қериндашлиримизға совға қилдуқ.
2010-09-17
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида давамлишиватқан "төтни ениқлаш, төтни игиләш" хизмити уйғурларға қаритилған. Уйғур елидин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурларниң ейтишичә, һазир елип бериливатқан "4 ни ениқлаш һәрикити" вә күндин - күнгә көпәйтиливатқан сақчи вә хәлқ әскәрлиригә нисбәтән уйғурлар пәрва қилмайдиған болуп қалған.