Архип
2010-09-28
Уйғур елидә "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, милләтләр иттипақлиқи тоғрисида сөз ечишниң күлкилик бир мәсилигә айланғанлиқини инкас қилиниватқан пәйтләрдә, ақсу вилайити онсу наһийисидә милләтләр иттипақлиқидики илғар коллектип вә шәхсләрниң мукапатланғанлиқи һәққидә хәвәр елан қилинди.
2010-09-28
"Уйғурбиз" ториниң хәвәр қилишичә, бейҗиңдики милләтләр университетниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти икки һәптиниң алдида явропа бирликиниң бейҗиңдики мәсул хадимлири билән көрүшүп икки саәт сөһбәт өткүзгән.
2010-09-28
Нөвәттә шаңхәйдә өткүзүлүватқан дуня йәрмәнкисиниң ахирқи һәптисидә, уйғур районидин кәлгән 300 сәнәтчи"һарва сәйлиси" дәп аталған йеңи бир сәнәт түри бойичә оюн көрситишкә орунлаштурулған.
2010-09-28
Шималий корийә дөләт рәһбәрликиниң варислиқ мәсилиси йеқиндин бери хәлқара җамаәтниң диққәт нуқтиси болуп кәлгән. Шималий корийә ахбаратиниң ашкарилишичә, бүгүн шималий корийә әмгәкчиләр партийисиниң қурултийида, нөвәттики дөләт рәһбири ким җоңил партийиниң баш секретарлиқиға қайтидин тәйинләнгән.
2010-09-28
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә норвегийидә тутуп туруливатқан террор гумандарлиридин шаван садиқ буҗақ, партилитиш нишани вә һуҗум пиланини етирап қилған. У, алдинқи айда микаил давид исимлик уйғур вә давид җакобсон исимлик өзбек террор гумандари билән бирликтә қолға елинған иди.
2010-09-28
Норвегийидики нобел мукапати комитети мәсуллиридин Geir Lundestad бүгүн, хитай даирилириниң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати намзатлири мәсилисидә, нобел комитетини агаһландурғанлиқи ашкарилиған.
2010-09-27
Бу йил яздин башлап уйғур аптоном районидики һәрқайси идарә - орган, мәктәпләрдә милләтләр иттипақлиқи тәшвиқат паалийәтлири өткүзүлүп, "җуңхуа миллити еңи" тәшвиқ қилинишқа башлиған. Америкидики уйғур зиялийси илшат әпәнди, "хитай җуңхуа миллити бирликини күчәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма бу аңни уйғурларға сиңдүрүп болалмайду" деди.
2010-09-27
"5 - Июл вәқәси" йүз берип бир йилдин ашқан болсиму, лекин хитай һөкүмити чәтәлгә мутәхәссисләрни әвәтип, улар арқилиқ хитайниң һөкүмәт тәрәп қаршини тәшвиқ қилишни алға сүрүватиду. Өткән һәптиниң ахири шинҗаң университетиниң бир профессори җәнубий калифорнийә университетида мәхсус доклат бериш йиғини өткүзүп, "шинҗаңдики милләтләр мунасивитини қандақ чүшиниш керәк" дегән темида лексийә бәргән.
2010-09-27
Икки айдин бери бир қисим хәлқара ахбаратларда, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси алаһидә әтритиниң сабиқ сақчиси ниҗат абдуреһимниң явропада сиясий панаһлиқ тилигәнлики вә униң йеқинда арқа - арқидин икки қетим чеградин чиқирилиш хәвпигә дуч кәлгәнлики һәққидә хәвәрләр берилмәктә.
2010-09-27
Хитай билән японийә мунасивитидики җиддийликниң техи пәсийидиғанлиқидин бешарәт көрүлмигән әһвал астида, америка билән җәнубий корийә бирлишип сериқ деңизда су асти парахотлириниң һуҗумиға тақабил туруш һәрбий мәшиқи өткүзүшкә башлиди.
2010-09-27
Әнқәрәниң әтимәсқут районида ечилған 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивали 26 - чесла ғәлибилик ахирлашти. Бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәқип қатнашқандин сирт йәнә оттура асия түркий җумһурийәтлири һәм башқа түркий милләтләрниң вәкиллириму қатнишип вә мәхсус бөлүм ечип өзлириниң мәдәнийәт - сәнитини намайән қилди.
2010-09-27
Һәр йилдикигә охшаш бу йилму истанбул шәһириниң зәйтинбурну районлуқ һөкүмәтниң уюштуруши билән 'мәдәнийәт күнләр' намида, түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридин вә түрк дунясиниң охшимиған җайлиридин зәйтинбурнуға келип олтурақлишип қалған хәлқләрниң, өз ара чүшәнчә һасил қилиши, бир - бириниң өрп - адәт вә мәдәнийәтлирини тонуши үчүн һәр хил мәдәнийәт вә сәнәт паалийәтләр өткүзүлүп кәлмәктә.
2010-09-27
Өткән һәптә қазақистан язғучилар җәмийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқи алмутида тәбрикләнгән болуп, йиғинға қазақистан президенти нурсултан назарбайеф тәбрик сөзи әвәтип җәмийәтниң қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини қутлуқлиған.
2010-09-27
Бүгүн шималий атлантик әһдә тәшкилати( нато) қисимлири пакистан тәвәсидә қораллиқ күчләргә қарши "өзини қоғдаш характерлик тазилаш һәрикити" елип барғанлиқини ашкарилиди. BBC Ниң хәвәр қилишичә, нато адәттә пакистан һава тәвәсигә кирип, елип барған һәрбий һәрикәтлирини асанлиқчә ашкарилимайдиған болуп, бундақ әһвал наһайити аз көрүлидикән.
2010-09-27
Уйғур елиниң җәнубидики бир қисим районлар кәлкүн апитигә учриған. "Тәңритағ" торидин мәлум болушичә, ақсу вилайитиниң учтурпан наһийисидә 23 - сентәбирдин башлап яғқан қаттиқ ямғурниң тәсиридә кәлкүн апити йүз бәргән.