Архип
2010-09-24
Йеқиндин буян тәйвән учур васитилиридә, йәрлик тәйвәнликләрниң өзиниң кимликини қандақ сақлаватқанлиқиға даир һекайиләр елан қилиниватиду. Тәйвәндә чиқидиған "әркинлик тор гезити" дә түнүгүн, тәйвәндики лин гуәнҗи исимлик бир тарих оқутқучисиниң, дәрсханида "тәйвән тарихи" ни сөзлигәндин кейин, оқуғучилар қойған соалларни вә бу оқутқучиниң оқуғучиларға бәргән җаваблирини тәсвирләп мақала елан қилди.
2010-09-24
Түркләр тарих китаблирида өзлириниң әсли оттура асиялиқ икәнликини, ата - бовилириниң түркистандин кәлгәнликини язғачқа уйғурларни наһайити яхши көриду. Түркләр "сиз қәйәрлик?" дәп сориғинида "мән уйғур" десиңиз, тәбәссум билән "тонушқанлиқимиздин хурсән болдум" дәп қол елишип көрүшиду.
2010-09-24
Биологийә мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, уйғур дияриниң җуғрапийисидә егиз тағ, дәря, көл, орман отлақ, чимлиқ, сазлиқ, едирлиқ вә чөлләргә охшаш пәрқлиқ екологийилик муһит мәвҗут икән. Бу муһитта яшиған һайванат вә өсүмлүкләрму һәрхил икән.
2010-09-24
Өзиниң сиясий, диний вә миллий һәқ - һоқуқини қоғдаш үчүн аилисини тәрк етип голландийигә келивалған бир яш, йеқиндин бири вәтәндики муһаҗирлар аилилиригә қилиниватқан хитайларниң түрлүк сиясәтлири һәққидә тохтилип, вәтән ичи - сиртидики барлиқ вәтәндашлирини бу қетимқи "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин пәйда болған муһәббәт - нәпрәт мәйданини мәңгү сақлап қилишқа, хитайниң һийлисигә алданмаслиққа үндиди.
2010-09-24
Биз алдинқи күнки программимизда, бу темида һүсән әпәндиниң қарашлирини аңлатқан идуқ. У асаслиқи, бейҗиң билән уйғур елидики сиясий һава пәрқиниң, уйғур әрздарларниң бейҗиңға топлинишидики муһим сәвәблиридин бири дәп көрсәткән. У йәнә бәзи уйғур әрздарларниң хитай һакимийитиниң әсли тәбиитини толуқ чүшинәлмәйватқанлиқини әскәрткән иди.
2010-09-24
Шветсарийә даирилири тәрипидин сиясий панаһлиқ тәлипи рәт қилинип, хитайға қайтуруветилмәкчи болған уйғур мусапири ниҗат абдуреһим явропа кишилик һоқуқ мәһкимисигә әрзи қилди.
2010-09-24
Хитай японийә мунасивити сенкаку тақим араллириниң игилик һоқуқи вә хитай белиқчилар кемиси капитаниниң японийә тәрипидин тутуп қелиниши қатарлиқ сәвәбләрдин җиддийлишип кәткән бир пәйттә, хитайниң аз учрайдиған мәдәнләрни японийигә експорт қилишни чәклигәнлики ашкариланди.
2010-09-24
Җүмә күни америка дөләт мәҗлисидә хитайниң "бир пәрзәнтлик туғут сиясити" йолға қойғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини чақирилип, хитайниң мәзкур сиясәтни иҗра қилиш җәрянида кишилик һоқуқниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинғанлиқи, аялларға мәҗбури туғмас қилиш оператсийиси елип берилғанлиқи, һамилидар аялларниң бала чүшүрүшкә мәҗбурланғанлиқи тәнқид қилинди.
2010-09-24
Хитай баш министири вен җябав тәйвән ахбарат васитилириниң зияритини қобул қилип, хитайниң тәйвән боғузида орунлаштурған башқурулидиған бомбилириниң йөткәп кетилиш мумкинчилики барлиқини билдүрди.
2010-09-24
Японийә тәптиш даирилири җүмә күни алдинқи һәптә японийә деңиз тәвәликигә қанунсиз киргәнлик сәвәбидин тутқун қилинған хитай белиқчилар кемисиниң капитанини қоюп беришни қарар қилғанлиқини елан қилди.
2010-09-23
Хитай мәркизи һөкүмәт рәһбәрлириниң уйғур районида һәр қетимлиқ тәкшүрүш елип бериши, йәрлик хәлққә һечқандақ пайда елип кәлмигәнниң үстигә бир қатар қийинчилиқ, аваричилик вә зиян - зәхмәтләрни елип кәлгән.
2010-09-23
Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити йеқинда "иҗтимаий пән кәсиплири бойичә алий мәктәпкә қобул қилинидиған оқуғучилар санини көпәйтиш" тәдбирини елан қилди. Мәлум болушичә бу тәбирләр, хитай һөкүмитиниң уйғур маарипини пүтүнләй хитайчилаштуруш қәдәмни тезлитиватқанлиқидин дерәк беридикән.
2010-09-23
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим юта штатидики паалийәтлирини нәтиҗилик аяғлаштурғандин кейин, 23 - сентәбир пәйшәнбә күни кәчтә вашингтонға қайтип кәлди.
2010-09-23
Хитай билән японийә оттурисидики сенкаку араллириға болған игидарчилиқ һоқуқи мәсилисидин пәйда болған җиддийликниң дәриҗиси, һазир дөләт баш министири дәриҗисигә көтүрүлди.