Архип
2010-09-22
Уйғур елидики бир әдлийә хадими йеқинда истансимизға, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң һәр дәриҗилик сот мәһкимилирини һәрикәткә кәлтүрүп содийә вә адвокатларни буйруқ билән үрүмчигә йөткәп келип, 5 - июл үрүмчи вәқәсигә даир делоларни бир тәрәп қилишни йәниму җиддийләштүргәнлики һәққидә учур йәткүзгән иди.
2010-09-22
Шинхуа агентлиқиниң бишкәктин баян қилишичә, қирғизистан түнүгүн таҗикистан билән болған чегрисини тақиди.
2010-09-22
Франсийә агентлиқиниң бүгүн хәвәр қилишичә, һиндистан һазир йәнә америка билән 3 милярд 500 милйон америка доллирилиқ дөләт мудапиә келишими имзалашқа тәйярлиқ қиливатиду. Буниңдин бурун, һиндистан билән америка оттурисида бундақ чоң келишим имзалинип бақмиған иди.
2010-09-22
Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин баян қилишичә, хитай баш министири вен җябав түнүгүн нюйоркқа йетип берипла 'әгәр токйо хитайниң кемә башлиқини дәрһал қоюп бәрмисә, талаш - тартиштики араллар үстидә давамлишиватқан елишишниң дәриҗиси өрләйду' дәп японийигә тәһдит салди.
2010-09-22
'Хитай хәвәр тори' дегән тор гезитиниң үрүмчидики су ишлар назаритидин алған учурларға асасән баян қилишичә, хитайниң геҗуба тосмиси гуруһи, пәвқуладдә електр қуввити гуруһи, җоңтәй химийә санаити гуруһи, җоңлуән гуруһи қатарлиқ мәбләғ ширкәтлири, 9 - айниң 20 - күнидин башлап бирла вақитта мори, аршаң, аратүрүк, күнәс наһийилиридә чоң типлиқ су амбири ясашқа башлиған.
2010-09-22
2010 - Йиллиқ инглиз тили нутуқ вә талант мусабиқисидә, үрүмчидә мусабиқигә чүшкән уйғур маһири үмид һаҗи чемпийон болған.
2010-09-21
Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, даириләр уйғур елидә бу йил яз пәслидин буян "диний йосунда кийинишни чәкләш" баһанисида, уйғурларниң кийинишигә қаритилған чәклимиләрни техиму күчәйткән.
2010-09-21
Бүгүн, 21 - сентәбир, "хәлқаралиқ тинчлиқ күни." 26 - Нөвәтлик бу тинчлиқ күни, "хәлқара яшлар йили" ға вә б д т да "миң йиллиқ тәрәққият нишани" юқири дәриҗиликләр йиғини ечилған мәзгилгә тоғра кәлди.
2010-09-21
Хитай билән японийә оттурисидики сенкаку қатарлиқ шәрқий деңиздики аралларға болған игидарчилиқ һоқуқи мәсилиси бойичә давамлишиватқан талаш - тартишлар һазир барғансери җиддийлишиватиду.
2010-09-21
Йоқулуп кетиш хәвпи астида қалған қарайим миллити балтиқ деңизи бойидики сабиқ совет иттипақидин айрилип чиққан литва җумһурийитидә өз ана тили вә өрп - адәтлирини сақлап қелиш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәтмәктә, буниңға әгишип һәрқайси дөләтләрдики бир қисим әрбаблар, дуняни узақ әсирләрдин буян яшап кәлгән бу милләтни йоқилип кетиштин сақлап қелишқа чақирмақта.
2010-09-21
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғини пәйшәнбә күни башлиниш алдида туруватқан болуп, америка президенти барак обама иран ядро мәсилисиниң йиғинда муһим күн тәртипкә қоюлидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә, дуня тенчлиқи үчүн ядро мәсилисини һәл қилишниң интайин муһим икәнликини, шуңа һәрқайси дөләтләрниң өз мәсулийитини ада қилиши керәкликини тәкитлигән.
2010-09-21
Бүгүн, әнқәрәниң әтимәсқут районида 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң башланғанлиқиға 5 күн болди. 9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған бу фестивалға түркийә , оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрдин вәкилләр қатнашмақта.
2010-09-21
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати "5 - июл вәқәси" ни асас қилип тәйярлиған 2010 - йиллиқ доклатини, йеқинда уйғурчиға тәрҗимә қилип елан қилди. Доклат әслидә бирқанчә айлиқ тәкшүрүп тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә, бу йил 7 - айда инглиз тилида елан қилинған иди.
2010-09-21
Азадлиқ радиосиниң хәвәр қилишичә, 17 - сентәбир күни қазақистанниң ақтөпә области тәвәсидә хитайдин кәлгән ишчилар билән қазақ ишчилар арисида тоқунуш келип чиқип, алтә нәпәр хитай ишчи яриландурулуп, дохтурханиға елинған.
2010-09-21
Шинхуа агентлиқиниң 16 - сентәбир хәвәр қилишичә, уйғур районлуқ җ х оргини йеқинда, "5 - июл вәқәси" дин кейин, партлитиш һуҗуми елип беришни пиланлиған бир гуруппа уйғурни қолға алған.