Архип
2011-01-16
Йеқиндин буян уйғур аптоном районидики йәр асти байлиқлирини қезиш тармақлири өзлириниң өткән бир йилда қолға кәлтүргән нәтиҗилири сүпитидә уйғур елидин өткән бир йилда, болупму 11-5 йиллиқ пиланни иҗра қилиш җәрянида қазған йәр асти байлиқ миқдариниң үзлүксиз көпийиватқанлиқини елан қилишқа башлиди.
2011-01-16
14- январ күни қазақистан парламентниң икки палата әзалири бирләшмә йиғин ечип, нурсултан назарбайефни йәнә 10 йил вәзипә өтәшкә чақирған.
2011-01-16
Хитай пайтәхти бейҗиң шәһиридики 91 йиллиқ пайтәхт полат-төмүр завути 13-январ күни ишләпчиқиришни тохтатқанлиқини җакарлиғандин кейин, бу завутта ишләватқан 22 миң нәпәр ишчи ишсиз қелип, уларниң тәқдирини бир тәрәп қилиш бейҗиң даирилиригә йеңи мәсилә пәйда қилди.
2011-01-15
Хитайниң гуйҗу өлкисидә хитай намратларға ярдәм қилип "2010- йиллиқ хитайни тәсирләндүргән шәхс" ниң бири болуп баһаланған уйғур кавапчи алимҗан халиқниң билдүрүшичә, униң хитайларға сехийлиқ көрситиш қилмишиға униң уруқ-туғқанлири қаттиқ қарши чиққан.
2011-01-15
Хитай рәиси ху җинтавниң америка зияритиниң ойлиғандәк раван болмайдиғанлиқи һәмдә уйғур, тибәт тәшкилатлири вә бир қисим нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң чоң көләмлик қаршилиқ намайишиға дуч келидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2011-01-15
Америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханим җүмә күни хитайни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди. Көзәткүчиләр, һиларий клинтон ханимниң бу сөзлиридин бу нөвәт елип берилидиған америка- хитай сөһбитиниң орамини көрүвелишқа болидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
2011-01-15
Америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханим хитайни бирләшкән дөләтләр тәшкилати шималий корийә елип барған башқурулидиған бомба синиқидин кейин шималий корийигә қарита қойған җаза тәдбирини җанлиқ йүргүзүшкә чақирди.
2011-01-15
Хәвәрләргә қариғанда, америка президенти обама америка- хитай мунасивәтлириниң йәнә йириклишип кетишигә қаримай кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә һазирланған.
2011-01-14
Түнүгүн бейҗиңда хитайдики "2010-йиллиқ 10 тәсирлик шәхс" ни мукапатлаш йиғини өткүзүлди.
2011-01-14
Уйғур елиниң шималидики тағ-яйлақларда чарва беқишни асас қилған қатарлиқ милләтләрни әслидики тарқақ һаләттә олтурақлашқан яйлақлардин айрип, муқим олтурақ районларға көчүргән.
2011-01-14
Америка дөләт мудапиә министири роберт гәйтис җүмә күни японийидә нутуқ сөзләп, хитай һәрбий техника тәрәққияти америкиниң асиядики һәрбий күчигә риқабәт пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.
2011-01-14
Президент обама хитай дөләт рәиси ху җиңтавниң америка зиярити башлиништин бир һәптә бурун, америкидики бир қисим хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән ақсарайда көрүшти.
2011-01-14
Мәркизи париждики чигрисиз мухбирлар тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң 2011- йили ахбарат васитилирини контрол қилишни күчәйтишни, иҗтимаий иқтисади вә җинайи ишларға мунасивәтлик назук вәқә һәм һадисиләрни хәвәр қилмаслиққа буйруғанлиқини тәнқид қилди.
2011-01-14
Америка дөләт ишлар министири клинтон ханим җүмә күни министирлиқ бинасида сөз қилип, хитайни сиясий ислаһат елип беришқа вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди. Клинтон ханим, хитай дөләт рәиси ху җиңтав америкини зиярәт қилидиған назук бир мәзгилдә америка-хитай мунасивитигә баһа берип, икки дөләт мунасивитиниң "су бөлгүч пәйттә" туруватқанлиқини билдүрди.