Архип
2011-03-31
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, или деһқанлири бултур күз пәслидин башлап, әслидики терилғу йәрләргә мевилик көчәт тикиш вә парникта көктат өстүрүшкә мәҗбурланған.
2011-03-31
Бейҗиңдики уйғур әрздарларниң топлишип яшиши вә бирликтә һәрикәт қилиши хитайниң дөләт бихәтәрлик органлириниң диққитини тартқан.
2011-03-31
Қазақистан дөләтлик ядро мәркизиниң башлиқи 30-март күни астанада өткүзүлгән хәлқаралиқ йиғинда қазақистанниң русийә билән бирликтә ядро електр истансиси қурушни пиланлиғанлиқини ашкарилиди.
2011-03-31
Чәтәлдики уйғурлар вә уйғур сиясий тәшкилатлири хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан һәқсиз сиясәтлирини хәлқара сорунларда күчлүк әйибләп кәлмәктә.
2011-03-31
Мәлуматларға қариғанда, дуня уйғур қурултийи вә униң рәиси рабийә қадир ханимниң кейинки вақитларда елип бериватқан актип паалийәтлири нәтиҗисидә уйғур даваси дуня миқясида көтүрүлди.
2011-03-31
Бүгүн шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда тоқсун, пичан наһийилиридин вә алтай вилайитидин кәлгән җәмий 369 нәпәр яш хунән вә хи луңҗяң өлкилиригә қайта тәрбийилиниш үчүн йүрүп кәткән.
2011-03-31
Германийә сақчи даирилири бир уйғурни хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләп сотқа тартти. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 45 яшлиқ уйғур җасус әр киши болуп, униң исми һазирчә “р” дәп тонуштурулған.
2011-03-31
Бүгүн кишилик һоқуқ тәшкилатлири баянат елан қилип, әрәб дунясида мәйданға кәлгән хәлқ һәрикәтлиридин кейин, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ паалийәтчилири үстидики бесимни техиму ашурғанлиқини әйиблиди.
2011-03-31
Америкидики бәзи хәвәр агентлиқлири америка мәркизи ахбарат идариси CIA ниң ливийидә қозғилаңчиларға ярдәм бериш үчүн мәхпий һәрикәт қиливатқанлиқини илгири сүрди.
2011-03-31
Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи бүгүн 2010-йиллиқ кишилик һоқуқ вә демократийә доклатини елан қилди.
2011-03-30
Хитай һөкүмити йеқинда үрүмчи шәһириниң нопусини кәлгүси 10 йилда 5 милйонға көпәйтип, үрүмчини “хәлқара сода мәркизи” қилип қуруп чиқишни қарар қилған.
2011-03-30
Президент обаманиң нутқи бир қисим америкилиқларда америкиниң ливийидики һәрбий һәрикитигә нисбәтән соал пәйда болуватқан вә ливийидики қозғилаңчи хәлқ казафий қисимлири үстидин ғәлибә қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлди.
2011-03-30
Или районидики қилған деһқанлар бу йил әтияздин башлап, гәнсу өлкисидики апәт районидин кәлгән бир түркүм хитай деһқанлириниң или йезилириға тарқақлаштурулуп орунлаштурулғанлиқини инкас қилди.
2011-03-30
Сейит түмтүрк әпәнди истанбулда шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллирини бир йәргә йиғип австралийидә өткүзүлгән паалийәтләр һәққидә мәлумат бәрди.
2011-03-30
Җүмә күни канада парламентида ишәнмәслик авази бериш нәтиҗисидә степен харпер рәһбәрликидики консерватиплар һөкүмити ағдурулди.