Архип
2011-04-18
Б б с ниң баян қилишичә, японийә учур васитилири йеқинда елип барған рай синашта, японийә хәлқи һазир һөкүмәтниң хәлқини апәттин қутқузуш иқтидаридин нарази икәнлики байқалди.
2011-04-18
2011-Йили, 15-март голландийиниң амистердам шәһиридики бир залда өткүзүлгән, явро-асия мәдәнийәтлири учришишида уйғурларму йәр алди.
2011-04-18
1986-Йили чернобил атом електр истансиси партлиғандин кейин, уни әксигә кәлтүрүш ишлириға қазақистандинму һәр хил саһә мутәхәссислири қатнашқан болуп, уларниң ичидә уйғурларму болған иди.
2011-04-18
Түрк бирлики қуруш мәқситидә оттура асияға мәхпий вәзипә үчүн әвәтилгән адил һекмәт қатарлиқ 5 нәпәр разведка хадими қирғизистанда йәттә су урушини кәлтүрүп чиқарған.
2011-04-17
Йәкшәнбә күни бейҗиң шәһиридики җунгуәнсүн райониға җайлашқан бир йәр асти христиан дини черкави бейҗиң сақчилири тәрипидин тарқитиветилгән һәмдә 20 нәпәр мурит елип керилгән.
2011-04-17
Йеқинда хитай үрүмчини нопуси бәш милйонға йәткән оттура асиядики әң чоң сода-иқтисад мәркизий һесаблинидиған шәһәр қилип қуруп чиқиш пиланини елан қилғандин кейин, 14-апрел күни қәшқәр шәһириниң йенидики тоққузақ наһийисидә “гуаңҗов йеңи шәһири” ни қурушни башлиди.
2011-04-17
Бүгүн дуня банкисиниң башлиқи роберт зеллик дуняниң омумий йүзлүк иқтисадий әһвали һәққидә тохтилип, “нефит баһасиниң өсүп кетиши, ишсизлиқниң көпийиши вә оттура шәрқтики давалғушлар дуняни омумий йүзлүк иқтисадий кризисқа пәқәтла бир қәдәм арилиқта қалдуруп қойди деди”.
2011-04-17
Әнглийә баш министири камерон б д т бихәтәрлик кеңишиниң ниң ливийә һәққидики 1973-номурлуқ қарарини тәнқид қилип, бу қарарниң “бирләшмә армийиниң пуқраларни қоғдаш вә учуш чәкләнгән районниң тинчлиқини қоғдаштики һәрикити вә иқтидарини чәкләп қойғанлиқи” ни тәнқид қилди.
2011-04-17
Йәкшәнбә күни сүрийиниң мустәқиллиқиниң 65 йиллиқ байрам күни тәбриклиниватқанда, сүрийиниң җәнубидики дара шәһири вә башқа җайларда йәнә кәң көләмлик намайиш йүз бәргән.
2011-04-17
Русийә президенти дмитрий медведев 16-апрел күни 100 кишилик сода-иқтисад вәкилләр өмикини башлап, хоңкоңға йетип кәлди.
2011-04-16
Дуня банкисиниң 14-апрел күни елан қилған мәлуматлириға қариғанда, дуняда йемәк баһаси бултур 6-айдин башлап һазирға қәдәр 36% өрлиди.
2011-04-16
Баш оргини нюйорктики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати, ливийә һөкүмитиниң охшимиған сиясий көз қараштики хәлққә қарита, хәлқарада аллиқачан мәни қилинған чачма оқ бомбиси атқанлиқини қаттиқ әйиблиди.
2011-04-16
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, японийә өткән айда йәр тәврәп деңиз ташқанда зәхимләнгән ядро реакторлириниң қалдуқ мәсилилирини биртәрәп қилиш үчүн, қирғақларға радиалтипланған судики зәһәрлик маддиларни сүмүридиған минералларни төкүшкә башлиди.
2011-04-16
Б б с ниң баян қилишичә, хоңкоң даирилири түнүгүн, колоң (тоққуз әҗдиһа) районидики бир аилидә сақлиниватқан 20 данә милтиқ, миңға йеқин оқ, бир қисим қол бомбиси вә бир минамютни қолға чүшүргән. Бу қорал искилатида йәнә, раст милтиқларға охшайдиған йүздәк оюнчуқ милтиқму бар икән.
2011-04-16
Бирләшмә агентлиқиниң алҗирдин баян қилишичә, бүгүн алҗирийиниң шәрқ тәрипидики тизи авзу шәһириниң азагда мәһәллисигә йошурунувалған бир қораллиқ гуруппа, алҗирийә бихәтәрлик қисимлири турған кабилийә райониға қозғиған уштумтут һуҗумда, алҗирийә қисимлиридин аз дегәндә 13 әскәр өлгән, һуҗум қозғиған қораллиқ гуруппидин бир адәм өлгән.