Архип
2011-04-24
Йәмәндики узунға созулған намайишлар вә парс қолтуқ дөләтлири гуруһиниң қәтий тәлипи астида президент алий абдулла салиһ өз һоқуқини тапшурушқа разилиқ билдүрди.
2011-04-24
Җүмә күни сүрийә сақчи даирилири сүрийиниң хомс шәһири вә дәмәшиқ шәһири йенидики израа дегән җайлардики җиназа намизиға қатнашқан өктичиләргә оқ чиқирип, көп санда адәмни өлтүргәндин кейин, америка президенти обама сүрийә һөкүмитини әйиблиди.
2011-04-24
Тибәт сүргүндики һөкүмити 23- апрел күни баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни сичүән өлкисиниң аба тибәт аптоном области тәвәсидики киртй ибадәтханисидики тибәт раһиблири билән сақчилар арисида йүз бәргән тоқунуш мәсилисигә арилишишқа чақирған.
2011-04-24
Йәкшәнбә күни христианларни пасха байрими мунасивити билән бир йәргә җәм болған христиан муритлири хитай пайтәхти бейҗиң шәһиридә сақчилар тәрипидин зәрбигә учриған болуп, бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай сақчилири кәм дегәндә 30 нәпәр христиан муритини тутуп кәткән һәмдә диний паалийәтни тарқитивәткән .
2011-04-23
Чөчәк вилайитиниң төли, чағантоқай наһийилири чегрилинидиған нуқтида, бүгүн әтигән саәт 7 дин 11 минут өткәндә 4.7 Бал йәр тәвриди.
2011-04-23
“лос анҗилис вақит гезити” түнүгүн уйғурлар һәққидә елан қилған баш мақалисидә, америка гуәнтанамодики уйғурларни орунлаштурушни қайтидин ойлишиши керәк дәп көрсәтти.
2011-04-23
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, мисрата шәһири, казафий қисимлири икки айдин буян қайта-қайта һуҗум қозғаватқан ливийиниң ғәрб тәрәптики муһим чоң шәһәрләрниң бири иди.
2011-04-23
Хитай даирилири тибәт районлириниң бири болған әмма һазир сичүән өлкиси тәвәликидә туруватқан аба районидики кирти ибадәтханисини муһасиригә еливалғили икки һәптә болди.
2011-04-23
Шаңхәйдә миңлиған йүк аптомобил шопурлири иш ташлап, кочиға чиқип намайиш қиливатқили 4 күн болди.
2011-04-22
Бултур 10-айниң биринчи күни шихәнзә шәһириниң кона базар мәһәллисидә олтурушлуқ дада-бала диний затлардин қаһар мәнсур билән мәһәммәд турсун қанунсиз диний әсәрләрни тарқитиш гумани билән тутқун қилинған иди.
2011-04-22
Уйғур аптоном район даирилири елан қилған санлиқ мәлуматларға асасланғанда, һәр йили тәхминән 3000 әтрапида сәргәрдан уйғур балилири йиғивелинидикән.
2011-04-22
Әрәб дөләтлиригә туташқан намайиш ялқуни кейинки вақитларда сүрийидә өз ипадисини тапмақта. Бүгүн 22-апрел җүмә күнидики омумйүзлүк намайишни сүрийилик намайишчилар “улуғ җүмә күн” намайиши дәп атиди.
2011-04-22
Қазақистандики ахбаратларда 70 кә йеқин қазақ зиялийсиниң имзаси билән президент назарбайефқа йезилған очуқ хәт елан қилинди.
2011-04-22
Бу айниң 3-күни тутқунға учрап, һазирғичә из-дерики елиналмиған хитай сәнәтчи вә өктичи зат әй вейвей, америка “заман” һәптилик журнили тәрипидин дунядики “әң тәсирлик 100 шәхс”ниң бири болуп баһаланди.