Архип
2011-06-16
Пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики демократик вә җумһурийәтчи әзалар бирдәк обамани тәйвәнгә F-16 типлиқ күрәшчи айропилан сетип беришни тәстиқлашқа риғбәтләндүрди.
2011-06-16
Хәлқара сот тәрипидин уруш җинайәтчиси дәп әйиблиниватқан судан президенти омар әл бәшир келәр ай хитайда рәсмий зиярәттә болуп, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшидикән.
2011-06-16
Тәңритағ хәвәрләр торидин мәлум болушичә, уйғур елидә алий мәктәпни пүттүргән 20 миңдин ошуқ аз санлиқ милләт оқуғучиси қайта тәрбийилиниш үчүн хитай өлкилиригә әвәтилидикән.
2011-06-15
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқ һарписидики үрүмчи вә уйғурларниң вәзийити қайтидин дуняниң диққәт нуқтисиға айланмақта.
2011-06-15
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири астанидики йиғинниң, хитай һөкүмити уйғур илида террорлуққа қарши туридиғанлиқини қайта тәкитләшкә башлиған бир вақитта чақирилишиға диққәт қилишқа башлиған иди.
2011-06-15
“5-июл үрүмчи вәқәси” дә хитай қораллиқ әскәрлириниң уйғурларни өйму-өй ахтуруп тутқун қилиш җәрянидики зораванлиқи әкс әттүрүлгән синалғу лентиси торға қоюлғандин кейин зор ғулғула қозғиди.
2011-06-15
Уйғурлар 1950-йиллардин башлап чәтәлләрдә гезит-журнал чиқиришқа башлиған. Һазирғичә уйғур вә чәтәл тиллирида 10 әтрапида журнал вә гезит оқурмәнләр билән йүз көрүшкән.
2011-06-15
2010-Йили 6-айда қирғизистанда йүз бәргән қирғизлар билән өзбекләр арисидики қанлиқ тоқунушта, йүзлигән киши өлгән вә 400 миңға йеқин киши өй-маканлиридин айрилған.
2011-06-15
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң ениқлишичә, хитай һөкүмити түнүгүндин башлап үрүмчидики коча аптобуслирида қаравулларни көпәйткән.
2011-06-15
Б б с ниң баян қилишичә, хитайниң буниңдин кейин хәлқни җазалайдиған қанун аталғусини йәнә бир қетим өзгәртидиғанлиқи ашкариланди.
2011-06-15
Б б с ниң баян қилишичә, хитайда пул пахаллиқи бултурқидин 5.5 % Өрлигән. Хитай статистика идариси түнүгүн ашкарилиған мәлуматлардин қариғанда, хитайда бәшинчи айда йемәк баһаси 11%, башқа мал баһаси 2.9%, Туралғу баһаси 6% өрлигән. Буниң нәтиҗисидә хәлқниң истемал чиқими 11% өрлигән. Бу, хитайниң иқтисади тәрәққиятиға биваситә тәсир көрсәтмәктә.
2011-06-15
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, америка кеңәш палатасиниң һәрбий мулазимәт комитети түнүгүнки баянатида, хитайда ишләнгән сахта малларниң америкиниң қорал вә башқа електр әслиһәлири системисиға кирип қалғанлиқи мәсилисини тәкшүрүш ишиға, хитайниң дәрһал һәмкарлишиши лазимлиқини көрсәтти.
2011-06-15
Америка президенти обама түнүгүн порто рикони зиярәт қилди. Америка авазиниң баян қилишичә, обама һөкүмити порто рикода мустәқил болуш яки америкиниң 51-штати болушни омум хәлқ аваз қоюп бәлгиләшни қоллайдиғанлиқини җакарлиди, бу, обаманиң қайтидин сайлиниш үчүн көрситиватқан теришчанлиқи.
2011-06-14
Йеқинда түркийидә өткүзүлгән сайламда милләтчи һәрикәт партийисидин намзат болуп сайламға қатнашқан синан оган әпәнди парламент әзаси болуп сайлинип, түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә кирди.
2011-06-14
Вйетнам җәнубий деңизда елип барған һәрбий мәшиқни түгитип, әскәр елиш буйруқи чиқириши билән, америкиниң тинч һәл қилиш тәклипини рәт қилған хитай, әмдиликтә тинч һәл қилишни тәләп қилди.