Архип
2011-06-03
Әрәб дөләтлиридики намайишлар барғансери әвҗгә чиқмақта. Хусусән җүмә күнлүктики намайишлар алаһидә роһлуқ вә чоң һәҗимлик болуп кәлмәктә.
2011-06-03
Дуня уйғур қурултийи елан чиқирип, явропа әллиридики уйғурларни қазақ вә хитай әлчиханилири алдида намайиш өткүзүшкә, қазақистан даирилириниң уйғур мусапир әршидин исраилни хитайға қайтурувәткәнликигә наразилиқ билдүрүшкә чақирди.
2011-06-03
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 17-нөвәтлик йиғининиң җүмә күнки аммиви тәшкилатлар музакирисидә уйғур мусапири әршидин исраилниң мәсилиси оттуриға қоюлуп, униң б д т мусапирлар мәһкимиси тәрипидин панаһлиқ илтимаси қобул қилинған болсиму, қазақистан даирилириниң уни хитайға өткүзүп бәргәнлики тәнқидләнди.
2011-06-03
Америка дөләт ишлар министирлиқи җүмә күни 1989-йили 4-июнда йүз бәргән тйәнәнмин қирғинчилиқиниң 22 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитини универсал кишилик һоқуқ өлчимигә һөрмәт көрситишкә чақирди.
2011-06-03
Хитай даирилири җүмә күни бир әлчисиниң ливийидә казафий һөкүмитигә қарши җәң қиливатқан өктичи гуруһлар билән учрашқанлиқини етирап қилди.
2011-06-03
Америка дөләт ишлар министирлиқи һелларий клинтон ханим, гогул тор бекитиниң һуҗумға учраш вәқәсигә инкас қайтуруп, буниң “наһайити еғир вәқә” икәнликини вә америка һөкүмитиниң буниңға “наһайити җиддий” муамилә қилидиғанлиқини билдүрди.
2011-06-02
Сәйшәнбә күни дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр комитети мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, тибәт сиясити қануниниң иҗра қилиниш әһвалини көздин кәчүргән.
2011-06-02
Әршидин исраилниң хитайға қайтуруп берилгәнлики илгири сүрүлгән хәвәр түрк мәтбуатлиридинму орун алди.
2011-06-02
Ички моңғулда партлиған наразилиқ намайишлиридин кейин, хитай һөкүмити ички моңғулниң шилинғол вилайити һәм мәркизи көкхот шәһри қатарлиқ җайларда җиддий һаләт йүргүзүлгәнликини җакарлиған.
2011-06-02
Волт стрит журнилида “қизил әрваһ хитайни қаплиди” мавзулуқ бир обзор елан қилинғандин кейин, түнүгүндин башлап учур васитилири бу һәқтики инкасларни елан қиливатиду.
2011-06-02
Харбин вә җяңшида арқиму-арқа йүз бәргән партлаш вәқәлиригә вә ички моңғулда көтүрүлгән намайишлар хитайда иҗтимаий муқимлиқниң еғир тәһдиткә дуч келиватқанлиқини көрсәтмәктә.
2011-06-02
Сүрийә вә йәмән һакимийәтлириниң намайишчи хәлққә қаратқан вәһшийләрчә бастуруши давам қилмақта.
2011-06-02
Америкиниң әң чоң издәш матори болған гогул ширкити америкидики бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарлар, һәрбийләр вә бәзи мухбирларниң елхәт адреслириниң хитайдин кәлгән хаккерлиқ һуҗумиға учриғанлиқини ашкарилиди.
2011-06-02
Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң йетәкчилиридин бири болған вә һазир америкида яшаватқан сәй лиң ханим америка дөләт мәҗлиси әзалири билән бирликтә хитайдики қиз бовақларни чүшүрүш қилмишини тохтитиш үчүн һәрикәт қилмақта.