Архип
2011-06-26
“ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш” нами астида уйғур қизлирини ичкири хитайдики завут-фабрикиларға йөткәш мәсилисиниң хәлқара вә уйғур җамаәтчиликиниң түрлүк инкаслириға дуч келиватқан бу күнләрдә уйғур аптоном районлуқ сода-санаәт мәмурий башқуруш идариси уйғур елиниң җәнубидин шималға ишчи йөткәш пиланини башлиди.
2011-06-25
Хитай малийә министирлиқи қарар чиқирип, уйғур елиниң яқа юртлириға мәбләғ салидиған хитай ширкәтлиригә баҗ җәһәттә етибар беридиғанлиқини билдүргән.
2011-06-25
Шәнбә күни 200 гә йеқин вйетнамлиқ японийиниң токйо шәһиридә намайиш қилип, хитайниң җәнуби деңиздики өктәмликигә наразилиқ билдүрди.
2011-06-25
Қазақистан даирилири 23-июн австрийидин мәзкур дөләттә панаһлиниватқан раһәт әлийевни қайтуруп беришини йәнә тәләп қилди. Раһәт әлийев қазақ президенти нурсултан нәзәрбаюфниң сабиқ күйоғли болуп, у қазақистан соти артқан җинайәтләрдин қечип, 2007-йили австрийигә келип панаһланған.
2011-06-25
Филиппин ташқи ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, җәнубий деңиздики җиддийликниң күчийишигә әгишип, америка даирилири филиппинниң җәнубий деңиздики һәрбий ахбарат игиләш иқтидарини өстүрүшкә ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.
2011-06-25
Ливийиниң дөләтлик путбол команда әзалири қозғилаңчилар тәрәпкә өтүп кәтти. Б б с ниң шәнбә күндики хәвиригә қариғанда, буларниң ичидә 4 нәпәр дөләтлик путбол команда әзаси вә униңдин башқа 13 нәпәр булбул саһәсидики хадимлар бар икән.
2011-06-24
Бейҗиң сақчи даирилири башқа җайлардин әрз қилиш үчүн кәлгән әрздарларни тутқун қилиш һәм уларни мәҗбури һалда өз юртлириға қайтуруш ишини җиддийләштүрмәктә икән.
2011-06-24
Бүгүн филиппин ташқи ишлар министири, таҗавузға қарши һуҗумға өтүш үчүн орнимиздин дәс турдуқ, дәп җакарлиди.
2011-06-24
Түркийә диний ишлар идариси башлиқи профессор доктор мәһмәт гөрмәз әпәнди хитайда елип бериватқан рәсмий зиярити җәрянида хитай билән диний саһәдә һәмкарлишиш тохтамнамиси түзгән.
2011-06-24
Бүгүн 2011-йили 24-июн җүмә күни җүмә намизидин кейин, сүрийиниң һәр қайси шәһәрлиридә омумйүзлүк чоң намайиш көтүрүлди.
2011-06-24
Америка дөләт ишлар министири һилларй клинтон пәйшәнбә күнидики баянатида, әгәр филиппин таҗавузчилиқ һуҗумиға учриса, америкиниң филиппинни қоғдайдиғанлиқини елан қилди.
2011-06-24
Хитайчә или гезитиниң бүгүнки хәвиридә билдүрүлүшичә, хитай алаһидә сақчи қисим шаңхәй баш әтрити 22- июн күни шаңхәйдә террорлуққа қарши маневир өткүзгән.
2011-06-24
Үрүмчидә яшаватқан хитай аһалилиридин бири бүгүн радиойимизниң хитайчә бөлүмигә телефон қилип, хитай һөкүмитиниң 5-июл һарписидики бихәтәрлик тәдбирлири үстидин шикайәт қилған.
2011-06-24
Хитай тунҗи нөвәтлик явро-асия хәлқара йәрмәнкисини бу йил 9-айниң 1-күнидин 5-күнигичә үрүмчидә өткүзмәкчи.
2011-06-24
Ливийидә казафий һөкүмранлиқиға қарши намайиш вә исянлар башлиғандин буян, һөкүмәт тәрәп исянға қатнашқан яки қатнашти дәп қариған нәччә йүзлигән кишини тутқун қилған иди.