Архип
2011-06-23
Хитайдики тор бәтләрдә латин йезиқида уйғурчә сөз киргүзүш пүтүнләй чәкләнгәнлики хитай интернет саһәсиниң уйғурларға қаратқан йәнә бир кәмситиш һәрикитидин дерәк бериду.
2011-06-23
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири әй вейвейниң қоюп берилишидин хурсән болған болсиму, хитай даирилириниң униңға мунасивәтлик гуманларға чүшәнчә бәрмигәнликини билдүрмәктә.
2011-06-23
Или областлиқ һөкүмәт даирилири 2011-йили 16-июн уқтуруш чиқирип, област тәвәсидики яйлақ екологийисини яхшилаш үчүн, чарва беқиш чәклинидиған яйлақ көлиминиң кеңәйгәнликини уқтурди.
2011-06-23
2012-Йили хитайда дөләт рәиси алмишидиған йил, хитайниң төтинчи әвлад рәиси ху җинтав қолидики һоқуқни алдин бәлгилинип болған бәшинчи әвлад хитай рәиси ши җинпиңға өткүзүп беридиған йил.
2011-06-23
Абдувели турсун әпәндиниң “уйғур миллий маарипи вә уйғурларниң кәлгүси” темисида бәргән доклати йиғин әһлиниң қаттиқ диққәт-етибарини қозғиди.
2011-06-23
Йәмәндә рәис абдулла салиһ һакимийитигә қарши намайиш башланғанға бир қанчә ай болуп қалған болсиму, йәмәндики намайишчиларниң тәлипи әмәлгә ешип болалмиған.
2011-06-23
80 Күнлүк тутқунлуқ һаяттин кейин туюқсиз қоюп берилгән хитай рәссами әй вейвей мәсилиси хәлқара мәтбуатларда йәнә бир қетим ғулғула қозғиди.
2011-06-23
Уйғур аптоном райони даирилири қәшқәр қәдимий шәһәр районини чеқиш хизмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән-маарип, мәдәнийәт тәшкилатиниң қоллишиға еришкәнликини илгири сүрмәктә.
2011-06-23
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пәйшәнбә күни гуаңҗуда 4000 дин ошуқ ишчи намайиш өткүзүп, хизмәт шараитини яхшилап беришни тәләп қилған.
2011-06-23
Уйғур аптоном районлуқ коммунистик партийә вә һөкүмәт даирилири хитайниң чәтәлләрдики уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан дөләтләрдә турушлуқ әлчилири билән учришип, уйғурларға мунасивәтлик хизмәтләр һәққидә пикир алмаштурған.
2011-06-23
Америка президенти барак обама америкиниң келәр айдин башлап афғанистандин әскәр чекиндүрүшкә башлайдиғанлиқини елан қилди.
2011-06-23
Филиппин ташқи ишлар министири рослио филиппинниң җәнубий деңиздики һоқуқини қоғдаш үчүн америкиниң қоллишиға моһтаҗлиқини ейтти.
2011-06-22
Хитайниң уйғур елидә “қош тиллиқ маарип” ни ана тили йетилиш басқучидики йәсли балилиридин башлиши, уйғур өсмүрлириниң психикисида нормалсизлиқ пәйда қилидиғанлиқи агаһландурулмақта.
2011-06-22
“уйғур елидики 100 милйон модин артуқ яйлақта мал беқиш чәклинидиғанлиқи һәм чарвичиларға мувапиқ төләм беридиғанлиқи” тоғрисидики уқтуруш әмәлийләштүрүлүшкә башлиған.