Архип
2011-07-05
2011-Йили 5-июл голландийидики уйғурлар дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай консулханиси алдида, хитайниң “5-июл үрүмчи вәқәси” дә қилған вәһшийликлиригә қарши наразилиқ намайиши қилди.
2011-07-05
Дуня уйғур қурултийиниң бир туташ орунлаштуруши, норвегийә уйғур комитетиниң тәшкиллиши билән норвегийә пайтәхти ослода 5-июл үрүмчи вәқәсини хатириләш намайиши өткүзүлди.
2011-07-05
Бүгүн австралийидә яшаватқан уйғурлар камбирра , милборин вә аделайд шәһәрлиридә 5 -июл вәқәси дәп аталған хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин илип барған қанлиқ қирғинчилиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән һәр хил паалийәтлирини өткүзүп хитай һөкүмитигә болған наразилиқини билдүрди вә қирғинчилиқта қурбан болғанларни һөрмәт билән әслиди һәмдә уларниң роһиға атап дуалар қилишти.
2011-07-05
2009-Йили 5-июл күни йүз бәргән үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқ хатирә күни мунасивити билән қирғизистанниң бешкәк, тоқмақ, қарапалта шәһәрлиридә олтурушлуқ 300 гә йеқин уйғур бир ариға җәм болуп паалийәт өткүзди.
2011-07-05
Уйғурлар сиясий җәһәттин бастурулуп, иқтисадий җәһәттин ханивәйран қилинған болсиму, хитай һөкүмитигә қаратқан қаршилиқ һәрикәтлири техиму қәтийләшкән.
2011-07-05
Шветсийә уйғур комитети вә шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң бирликтә тәшкиллиши билән шветсийидики уйғурлар 5-июл үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң 2 йиллиқи хатирә күнидә намайиш өткүзүп хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди.
2011-07-05
2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 2 йиллиқида, дуня уйғур қурултийи, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийити қатарлиқ уйғур тәшкилатлири һәм бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқ хәлқара тәшкилатлар өз тор бәтлири һәм хәлқара мәтбуатларда баянат елан қилип, 2 йилдин буян хитай һөкүмити көрүнүштә уйғурларға қарита юмшақ сиясәт йүргүзгәндәк көрүнгән болсиму, әмма уйғурлар вәзийитидә һечқандақ яхшилиниш болмиғанлиқини илгири сүрди.
2011-07-05
Хитайниң тәңритағ ториниң 5-июл күнидики хәвиридә дүшәнбә күни кәчтә уйғур аптоном райониниң партком секретари җаң чүншәнниң үрүмчи даван кечилик базириға келип, кәчлик базарда тиҗарәт қиливатқан тиҗарәтчиләр һәм аммидин һал сориғанлиқи хәвәр қилинди.
2011-07-05
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 2 йиллиқида уйғурбиз тор бекитиниң хәлқара тор бекитидә икки йилдин буянқи уйғур ели вәзийити һәққидә мулаһизә мақалилири елан қилинди.
2011-07-05
6-Июл күни тибәт роһаний даһийси далай ламаниң туғулған күни. Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 2000-йили хитай һөкүмәт даирилири буйруқ чүшүрүп, тибәтләрниң далай ламаниң туғулған күнини хатириләш паалийити өткүзүшини чәклигән болсиму, әмма радиомиз зияритини қобул қилған тибәт пуқралири өйлиридә йәнила далай ламаниң туғулған күнини мәхпий хатириләйдиғанлиқини билдүрди.
2011-07-05
Бүгүн 5-июл күни филиппин әмәлдари баянат берип, хитай ташқи ишлар әмәлдари ли юңшеңниң филиппинниң манила шәһиридә ечиливатқан ташқи ишлар йиғиниға қатнишишини чәклиди.
2011-07-04
5-Июл вәқәсиниң икки йиллиқ хатирә күнлиридә, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчиләр 5-июл шеһитлирини әсләш вә уларниң роһиға атап дуа-тилавәтләр қилиш билән тәң, 5-июл вәқәсиниң тәҗрибә, савақлири һәққидә муһакимиләр уюштурмақта.
2011-07-04
Хитай даирилири 4-июл дүшәнбә күни японийә билән талаш тартиштики сенкаку мәсилисини йәнә көтүрүп чиқип, мәзкур аралға японийә белиқчи кемилириниң йеқинлашқанлиқи үстидин шикайәт қилди.
2011-07-04
7-Айниң 3-күни германийиниң мюнхен шәһиридә 5-июл шеһитлирини әсләш вә уларниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш паалийити тәсирлик өткүзүлди.
2011-07-04
Түркийә әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети уйғур тили кәспини пүттүргән оқуғучилар мурасим билән дипломлирини алди.