Архип
2011-07-28
Мисир даирилири бүгүн тәхттин өрүветилгән сабиқ президент һүсни мубарәкниң сот күниниң бәлгиләнгәнликини елан қилди.
2011-07-28
Хитай даирилири уйғур районидики йәр-земинни ичкиридин кәлгән ширкәтләргә бикарға өткүзүп беришни қанунлаштуридиған йеңи бир бәлгилимини мақуллиди.
2011-07-27
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори һенрий шаҗәфиски уйғурлар вә шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилати һәққидә мақалә йезип, дуня җамаәтчиликини уйғурларни қоғдашқа чақирди.
2011-07-27
Уйғур елиниң хотән районида йүз бәргән қанлиқ паҗиә дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә, шу җүмлидин қазақистанда яшаватқан уйғурларниңму қаттиқ ғәзәп-нәпритини қозғимақта.
2011-07-27
Вашингтон почтиси гезитиниң баян қилишичә, президент обама америкиниң террорчилиққа қарши оргиниға маттив олсенни башлиқ қилип тәйинлиди.
2011-07-27
Америка авазиниң баян қилишичә, америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиликигә көрситилгән гәри лок (хитайчә исми ло җахуй)ниң баш әлчилик салаһийити, бүгүн америка кеңәш палатасида пүтүн әзалар аваз қоюш арқилиқ рәсмий тәстиқланди.
2011-07-27
Б б с ниң баян қилишичә, әнглийә ташқи ишлар вәзири вилям хаг бүгүн, левийә қозғилаңчилириниң өткүнчи һөкүмити әлчи әвәтсә қарши алидиғанлиқини җакарлиди.
2011-07-27
Ройтрс агентлиқниң атлантадин хәвәр қилишичә, америкида қанунсиз туруватқан 21 яшлиқ үзбек улуғбек қадироф 13-июл күни алабама штатидики бир меһманханида қолға елинған
2011-07-27
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, нюйорк шәһириниң мәркизи нуқтиси болған заман мәйданидики тәсири әң чоң елан тахтисини хитай иҗаригә алди. Хитай келәр дүшәнбә күнидин башлап, кишиниң диққитини әң күп тартидиған бу нуқтида елан чиқиришқа башлайду.
2011-07-26
Америка штаб башлиқлири бирләшмисиниң рәиси майк муллен америкиниң дөләт хәвпсизлик истратегийисини шәрһлиди вә америкиниң бир тинч окян дөлити икәнликини һәмдә кәлгүсидиму шундақ болидиғанлиқини билдүрди.
2011-07-26
Муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң ишчанлиқи, интизамчанлиқи вә дуруслуқи билән өз дөләтлиридики йәрлик аһалиләрниң қизғин қучақ ечишиға вә иззәт-һөрмитигә еришип кәлмәктә.
2011-07-26
Моңғул паалийәтчиси мәргәнниң өлүми вә моңғулларниң кәң көләмлик наразилиқ намайишлиридин кейинму, ички моңғулдики хитай билән моңғулларниң арисидики тоқунуш давамлашмақта.
2011-07-26
Канададин хитайға қайтурулған, шамен юәнхуа делосиниң баш җинайәтчиси ләй чаңшиңниң мәркәздә әмәл тутуватқан әң чоң хиянәтчиләр билән четишлиқи бар.
2011-07-26
26-Июл күни германийидики уйғурлар 18-июл йүз бәргән хотәндики қанлиқ қирғинчилиққа наразилиқ билдүрүш йүзисидин мюнхенда йәнә бир қетим намайиш елип барди.
2011-07-26
Түркийиниң чоң гезитлири вә телевизийә қаналлирида хитайлар вәһшийләрчә қийниған бир уйғур балиниң көрүнүшлири тарқитилди вә бу синалғу көрүнүши түркийидә бәс-муназирә пәйда қилди.