Архип
2011-08-17
Тибәт авази радиосиниң хәвиригә қариғанда, тибәтләрниң каңба районидики гәнзи областиниң давфу наһийисидә 8-айниң 16-күни кәчтә, 10 миңдәк тибәт нитсо ибадәтханисиниң алдиға келип, хитай қораллиқ қисимлири муһасиригә еливалған бу ибадәтханидики раһиблар билән биллә диний паалийәт өткүзидиғанлиқини ипадилигән.
2011-08-17
Франсийә агентлиқиниң бенғазидин, ройтерс агентлиқиниң брюсселдин хәвәр қилишичә, казафий қисимлири 8-айниң 14-күни, казафийниң юрти сиртә шәһәрчисигә йеқин җайдики бир һәрбий базидин, ливийә қозғилаңчилириниң қораллиқ қисимлириға қарита йәр йүзидин йәр йүзидики нишанларға атидиған йәлтапан бомбилирини атқан.
2011-08-17
Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, хитайда хунән өлкисиниң шуйшүн наһийисидә, 7-айниң ахирида йүз йүәнлик сахта пул пәйда болған иди. Йеқинда йәнә хаңҗудиму байқалған.
2011-08-16
Пәйзават наһийиси хитай һөкүмитиниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулуши елип барған нуқтилиқ наһийиниң бири. Әҗәблинәрлики, дәл бу наһийиниң шекәркөл йезиси 11-авғустта йүз бәргән 5.8 Бал йәр тәврәштә еғир апәткә учриди.
2011-08-16
Венгрийидә маҗарлар һун қурултийи өткүзди. Бу һун қурултийиға уйғурлар өзиниң нахша-усул сәнитинила әмәс, бәлки уйғур таамлириниму биллә елип кәлди.
2011-08-16
Технологийә учқандәк тәрәққий қиливатқан күнимиздә шәрқий түркистан паалийәтчилири интернет технологийиси, болупму иҗтимаий мәтбуатлардин актип пайдилинип өз дәвасини дуня җамаәтчиликигә аңлатмақта.
2011-08-16
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити сәйшәнбә 16-авғуст күни җамаәт хәвпсизлик торида баянат елан қилип, 11-авғусттин 15-өктәбиргичә районда террорлуқ вә зораванлиқ җинайәтлиригә қаратмилиқ зәрбә бериш һәрикитини башлиғанлиқини билдүрди.
2011-08-16
Йеқинқи йиллардин буян уйғур аптоном район даирилириниң уйғурларниң диний етиқад әркинликигә қаратқан назарәт һәм чәклимиләрни барғанчә күчәйтиш билән бирликтә, бу саһәдики һөкүмәт кадирлириниму көпәйтиши хәлқараниң диққитини қозғимақта.
2011-08-16
Дуня уйғур қурултийи тәминлигән учурлар һәм ақсу шаяр наһийисидин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, бу йил рамзан мәзгилидә шаяр наһийисидики 21 мәсчиткә омумйүзлүк уқтуруш чүшүрүлүп, рамзан мәзгилидә барлиқ мәсчитләрниң өгзисигә хитайниң дөләт байриқини есиш уқтурулған.
2011-08-16
Дүшәнбә күни сичүәнниң гәнзи районида йүз бәргән, 29 яшлиқ сиваң норбу исимлик тибәт раһибниң өзигә от қоюп өлүвелиш вәқәсидин кейин, һөкүмәт даирилири районни қамал қилған.
2011-08-16
Җуңго хәвәрлири гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайда барғанчә әвҗ еливатқан балилар әткәсчиликигә зәрбә бериш үчүн, хитай һөкүмити бундин кейин, хитай пуқралириниң балилар параванлиқ орнидин башқа һәрқандақ җайдин бала беқивелишиға рухсәт қилинмайдиғанлиқи һәққидә қанун бәлгилимилирини түзүшни ойлашмақта икән.
2011-08-15
Қәшқәр вә хотәндә арқа-арқидин уйғурлар тәрипидин елип берилған һуҗум һәрикәтлири йүз бәргәндин кейин, хитай даирилири бу баһанидә, пүткүл уйғур дияри миқясида йәнә бир қетимлиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлиди.
2011-08-15
Америкиниң сабиқ сода министири гәри лу хитайда турушлуқ америка баш әлчиликигә тәйинлинип, америка тарихидики хитай ериқидин болған тунҗи әвлад америка баш әлчиси болуп қалди.
2011-08-15
Венгрийә будапештта өткүзүлгән һун қурултийиға, уйғурлар өзиниң нахша-усул сәнитинила әмәс, бәлки уйғур таамлириниму биллә елип кәлди.
2011-08-15
“түрк мәдәнийитиниң тәрәққият басқучлири: башланғуч мәзгили вә йезиқлар мәзгили” мавзулуқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини 8-айниң 15-күни моңғулийиниң пайтәхти уланбаторда рәсмий башланди.