Архип
2011-08-12
Қәшқәрдики хитай пуқралириниң сарасимға чүшиши вә бир қисминиң юртлириға қайтишқа һазирлинишида, қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар вәқәләр муһим рол ойниған.
2011-08-12
Хитайниң ғәрбий җәнубидики гуйҗу өлкиси чйәнши наһийисидә пәйшәнбә күни кечиси вә җүмә күни сәһәрдә он миң киши намайиш қилип, намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш партлиған.
2011-08-12
Хитай саяһәт идарисиниң җүмә күни ашкарилишичә, хитай һөкүмити тәрипидин талланған 11-бәнчән лама гәнсудики тибәтләрни зиярәт қилиш һарписида даириләр бихәтәрликни күчәйтип, чәтәлликләрниң бу районға киришини чәклигән.
2011-08-12
Хитайниң диний вә миллий сияситини тәнқид қилип, уйғурларға яр-йөләк болуш билән тонулған америка җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофир симит, америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмити “хитай ишлар комитети” ниң рәисликигә тәйинләнди.
2011-08-12
Хитай һөкүмитиниң “җуңгониң мусулман чегра райони-шинҗаң” намлиқ китабни йезишқа қатнашқан америкилиқ тәтқиқатчиларға виза ембаргоси қойғанлиқи тәнқидкә учриди.
2011-08-12
Америка дөләт ишлар министири һелари клинтон хәлқара җәмийәтни сүрийигә нефит-тәбиий газ ембаргоси йүргүзүшкә чақирип, америкиниң иттипақдашлирини “тарихниң тоғра тәрипидә туруш” қа үндиди.
2011-08-11
Тайланд мәзкур дөләткә қечип чиққан уйғур мусапирлиридин бир кишини хитайға тапшуруп берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди.
2011-08-11
8-Айниң 11-күни қәшқәрниң вақти чүштин кейин саәт 4 дин 6 минут өткәндә қәшқәрниң пәйзиват наһийиси билән атуш шәһири тутишидиған районни мәркәз қилип 5.8 Бал йәр тәвриди.
2011-08-11
Бейҗиңдики уйғур әрздарлар өз юртлирида болуватқан вәқәләрниң арқа көрүнүшини өз әрз һекайилиригә бирләштүргән асаста хәлқара ахбаратларға мәлумат бәрди.
2011-08-11
Пакистан һөкүмити сәйшәнбә күни икки бала, бир аялни өз ичигә алған бәш нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин, инсан һәқлири тәшкилатлири пакистанниң бу қилмишини әйибләшкә башлиди.
2011-08-11
Пүтүн дунядики 1 йерим милярд мусулман, 12 айниң султани дәп аталған муқәддәс рамзан ейиниң 11-күнигә киргән күнимиздә, түркийидики уйғурлар иттипақлиқ вә инақлиқ ичидә бу айни өткүзмәктә.
2011-08-11
Қәшқәрдә 30-июл вә 31-июл күнлири йүз бәргән вәқәләрдин кейин чәтәлләрдә яшаватқан уйғур паалийәтчиләр охшимиған пикир, қарашларни оттуриға қоюп, вәқәниң келип чиқиш сәвәблирини һәр хил шәкилдә ипадиләп кәлди.
2011-08-11
Хитай һөкүмитиниң қирғизистанда хитайдин башлинип, қирғизистан арқилиқ өзбекистанға тутишидиған бир төмүрйол қурулушини башлиғанлиқи, бу қурулушини хитай һәрбий даирилириниң һөддигә алғанлиқи илгири сүрүлгән.
2011-08-11
30-Июл күни қәшқәр йопурға наһийилик һөкүмәт тор бекитидә , йопурға наһийилик хәлқ һөкүмитиниң 27-июл күни ечилған рамзан ейидики диний паалийәтләрни назарәт қилиш сәпәрвәрлик йиғинида, наһийидики бәш нәпәр диний затқа чарә көргәнлики һәққидики хәвәр бесилған.