Архип
2011-08-11
Қәшқәрдә рамзан һарписида йүз бәргән хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, қәшқәр вилайити тәвәсидә вәзийәт җиддийлишип, рамзан мәзгилидә уйғурларға қаритилған бесим вә чәклимиләр йәниму күчәйтилди.
2011-08-11
Бир қисим америка парламент әзалири хитайниң америкидики баш әлчисигә имзалиқ хәт йоллап, хитайдики диний чәклимиләрни әйиблиди.
2011-08-11
Америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханиси 11-авғуст баянат елан қилип, хитай һөкүмитини сичүәнлик язғучи зәй йүнфейгә толуқ әркинлик беришкә чақирди.
2011-08-11
Хоңкоңда чиқидиған “минбав” гезитиниң 11-авғуст хәвәр қилишичә, хебей өлкисиниң мәркизи шиҗяҗуаңда, сәйшәнбә күни кечидә миңдин артуқ амма билән 100 нәччә сақчи оттурида тоқунуш йүз берип, аз дегәндә 10 адәм яриланған.
2011-08-10
Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур елидики хитай пуқралириниң иқтисадий орниниң йүксилиши, уларниң уйғур елигә йеңи кәлгән мәзгилидики мулайим вә итаәтчан тәбиитини өзгәртивәткән.
2011-08-10
Қәшқәрдә 30-июл вә 31-июл күнлири йүз бәргән вәқәләр германийә вә шиветсарийидики бир қисим даңлиқ ахбарат васитилиридә охшимиған нуқтилардин мулаһизә қилинди.
2011-08-10
Түркийидә нәшр қилинидиған “көкбайрақ” намлиқ қош айлиқ журналниң 101-санида, оттура асия шахмитида шәрқий түркистанниң әһмийити намлиқ мақалә елан қилинди.
2011-08-10
Тарихтин мәлумки, өткәнки әсирниң 90-йиллириниң бешида совет иттипақи гумран болуп, мәркизий асияда мустәқил дөләтләр мәйданға кәлгән иди.
2011-08-10
Сүрийидики әсәд аилиси һакимийити тәрипидин сүрийә хәлқигә қарши елип бериливатқан вәһшийләрчә бастуруш, өлтүрүш вә тутқун қилиш җинайәтлири хәлқи аләмниң ғәзибини ташурмақта.
2011-08-10
Паскистандики өмәр уйғур вәхпиниң мәлум қилишичә, пакистанда ордучә чиқидиған “рознамә икиспрес” дегән гезитниң 8-айниң 10-күнидики санида, пакистан бихәтәрлик хадимлири бинәзәр бутто айродромида 5 нәпәр уйғурни хитайға өткүзүп бәргәнлики һәққидә хәвәр бесилған.
2011-08-10
Бүгүн хитайниң мәркизи радио истансиси вә сумурғ телевизийисиниң хәвәр торлирида, хитайниң җамаәт хәвпсизлик сақчилири, қораллиқ сақчи қисим, пәвқуладдә сақчи қисим дәп аталған һәрхил сақчи қисимлири, кучар шәһиридә муқимлиқни сақлаш вә шәрқи түркстанчиларни бир тәрәп қилиш мәшиқи елип барған фото сүрәтләрни елан қилди.
2011-08-10
Тәйвәндики дөләт мудапиә көргәзмисидә бүгүн “авиаматка пачақлиғучи” дәп атилидиған “шюңфең 3” бәлгилик әң илғар башқурулидиған бомба көргәзмә қилинип алаһидә тәнтәнә қилинди.
2011-08-10
Бирләшмә агентлиқиниң сиолдин баян қилишичә, 8-айниң 10-күни икки корейә бир-биригә зәмбирәк етишти. Бу, шималий корейә 2010-йили 11-айда җәнубий корийиниң йонпиоң арилиға зәмбирәк етип 4 адәмни өлтүрүп, 20 адәмни яриландуруп, икки корейә оттурисида пәйда қилған җиддийликтин кейинки йәнә бир қетимлиқ җиддийлик болуп һесаблиниду.
2011-08-10
Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, сүрийә президенти бәшир әл асад 8-айниң 9-күни түркийә ташқи ишлар министири давутоғлу билән көрүшкәндә, террорчиларға қарши урушни қәтий давамлаштуридиғанлиқини җакарлиған.
2011-08-09
Қәшқәрдә тәкшүрүш елип барған бәзи ғәрб мәтбуатлириниң көрситишичә, қәшқәр қәдимий районини чеқиш қәшқәрдә нурғун наразилиқ кәлтүрүп чиқарған вә кишиләрни ғәзәпләндүргән.