Архип
2011-08-05
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири уйғур елиға техиму көп “террорлуққа қарши туруш қисми” орунлаштуридиғанлиқини билдүргән.
2011-08-05
Хитай аманлиқ даирилири 2008 -йили 2009-йиллири сиясий сәвәбләрдин хотәндә қолға алған икки уйғур яшниң һазирға қәдәр из -дерики йоқлуқи ашкариланди.
2011-08-05
Явропа моңғул, уйғур, тибәт вә хитай һәмкарлиқ кеңишиниң рәиси, ички моңғуллуқ өктичиләрдин ши хәймиң хәлқара җәмийәтни хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән йеқинқи тоқунушлар үстидин тәкшүрүш елип берип, вәқәниң һәқиқий әһвалини ениқлашқа чақирди.
2011-08-05
Хитай һөкүмәт ахбарат васитилири җүмә күни америка тор бихәтәрлик ширкити елан қилған доклаттики тор җасуслуқ вәқәлиридә хитайниң қоли барлиқиға даир қарашни рәт қилди.
2011-08-05
Америка хәлқара диний әркинлик комитети җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғурларға қаритилған зораванлиққа вә чәклимигә хатимә беришкә чақирди.
2011-08-04
Уйғур елиниң базар анализиға даир учурлардин мәлум болушичә, июл киришидин башлап, һәр хил истемал буюмлири, болупму кала вә қой гөшигә охшаш уйғурлар асаслиқ истемал қилидиған йемәкликләрниң баһаси бирдәк юқири өрлимәктә.
2011-08-04
Нөвәттә қәшқәрдә йүз бәргән аптомобил партлаш вәқәсиниң, 30-вә 31-июл күнлиридики һуҗум қилиш вәқәси билән четишлиқи илгири сүрүлмәктә.
2011-08-04
Хотән вә қәшқәрдики вәқәләрдин кейин, русийә мутәхәссислириму, уйғур елиниң муқимлиқ вәзийитиниң өтмүши вә бүгүни һәққидә қарашлирини, келәчики һәққидә пәрәзлирини оттуриға қойди.
2011-08-04
Хитай һөкүмити бүгүн үрүмчидә террорчилиққа қарши туруш сияситини җакарлиғанда, америка һөкүмити вашингтонда террорчилиққа қарши туруш истратегийисини қайтидин җакарлиди.
2011-08-04
Қәшқәрдә “йеңи базар вәқәси” йүз бәргәндин кейин, уйғур районлуқ һөкүмәт вәқәдин кейинки хизмәтләрни орунлаштуруш үчүн10 милйон йүән аҗратқан.
2011-08-04
Уйғур районлуқ һөкүмәтниң саяһәтчилик ишлириға мәсул әмәлдари чи чуңчиң пәйшәнбә күни баянат елан қилип, йеқинда хотән вә қәшқәрләрдә йүз бәргән “террорлуқ һәрикәтләр” районниң саяһәтчилик ишлириға тосалғу болмайду, дегән.
2011-08-04
Бүгүн хитай даирилири “японийиниң йиллиқ дөләт мудапиә ақ ташлиқ китаби” дики баянларға наразилиқ билдүрди.
2011-08-04
Америкидики компютер бихәтәрлик ширкити_“меккафи” чаршәнбә күни елан қилған доклатида, америка вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик органлири компютер учур системилириниң көп қетим пиланлиқ елип берилған җасуслуқ һуҗумлириға учриғанлиқини ашкарилиди.
2011-08-04
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, қирғиз һөкүмитини 2010-йили йүз бәргән етник тоқунушта зиянкәшликкә учриған өзбекләрниң давасини қобул қилған адвокатларниң бихәтәрликини қоғдашқа чақирди.