Архип
2011-08-28
Америкиниң шәрқий деңиз қирғақлири атлантик окяндин башланған “аирин” дәп аталған деңиз ямғурлуқ борининиң һуҗумиға учриған болуп, асаслиқи шималий каролина, мәрийләнд, виргинийә, нев җерсей, делвәр штатлири қаттиқ зәрбигә йолуққан һәмдә йәкшәнбә күни нюйорк шәһири ямғурлуқ боранниң һуҗумиға дуч кәлгән.
2011-08-28
26-Авғуст күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, америка уйғурлири җәмийити, уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити бирликтә фәйирфакис шәһиридики түрк-америка җәмийитиниң залида иптарлиқ паалийити өткүзди.
2011-08-28
Йәкшәнбә күни казафийниң баянатчиси муса ибрайим казафийниң қозғилаңчилар билән һакимийәтни өткүзүп бериш мәсилиси һәққидә тинчлиқ сөһбити өткүзүшни халайдиғанлиқини билдүрди.
2011-08-28
Әнглийә дөләт мудапиә министирлиқиниң бир вәкилләр 26-авғуст күни қирғизистанни зиярәт қилип, йеқинда қирғизистанда рәһми хизмәт башлайдиған әнглийә әлчиханисиниң асаслиқи вәзипилиридин бириниң қирғизистан дөләт министирлиқиниң ислаһат қилишиға ярдәм бериш, қирғизистан армийисиниң техника вә һәрбий җәһәттин заманивилишиши һәм күчийиши үчүн ярдәм көрситиш икәнликини билдүргән.
2011-08-28
Йеқинда хитай өзиниң “ җ-20” типлиқ 5-әвлад илғар һуҗумчи айропиланини синақ қилғандин кейин, ғәрб мәтбуатлирида хитайниң мәзкур һуҗумчи айропилан техникисиниң русийә тәрипидин тәминләнгәнлики һәққидики пәрәзләр мәйданға чиққан иди.
2011-08-27
Қозғилаңчилар ливийә пайтәхти триполини игилигәндин кейин, бара-бара тириполидики контроллуқини кеңәйтмәктә вә казафийни издәп тутуш һәрикитини күчәйтмәктә.
2011-08-27
Хитайниң йеңидин өзгәртиш киргүзүлгән җинайи ишлар қануни өктичиләрниң сотниң һөкүмсиз тутуп турулуши, гумандарларни сақчиларниң халиғанчә тутуп турушини қануний асас билән тәмин етидикән.
2011-08-27
Хитай даирилири хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп өзини көйдүрүвалған тибәт раһибини өзини көйдүрүшкә мәҗбурлиған дегән гуман билән мәзкур раһибниң 3 һәмраһиға җаза берилидиғанлиқини елан қилди. Бу һәқтики хәвәрләр хитайниң шинхуа агентлиқида җүмә күни хәвәр қилинди.
2011-08-26
2003-Йили 26-март күни қирғизистанда йүз бәргән булаңчилиқ һәм аптобус көйдүрүлүш вәқәсидә өлгән кишиләр һәққидә, әйни чағда хәлқара мәтбуатларда охшимиған мәлуматлар берилгән.
2011-08-26
Малайшия даирилириниң 11 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики қаттиқ тәнқид қилинди. Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири малайшияни қалған 5 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақирмақта.
2011-08-26
Алдинқи күни шаңхәй шәһәрлик 3-дохтурханида от апитиниң аламити көрүлүп, бир дохтурниң бимарни ташлап қечиши, бимарниң өлүмигә сәвәб болған.
2011-08-26
Пәнтагон алдинқи күни 2011-йили һәрбий доклатини елан қилған. Доклатниң хитайға алақидар қисмида, хитайниң һәрбий тәрәққиятиниң ғәрбий тинч окян райониниң тинчлиқиға хәвп шәкилләндүрүватқанлиқи тилға елинған.
2011-08-26
Бүгүн шинҗаң гезитидә җеҗяң өлкисиниң “әқлий ярдими” ақсуға күчлүк мәдәт болди мавзулуқ тәпсилий хәвәр берилди.
2011-08-26
Б д т бихәтәрлик кеңиши сүрийә президенти бәшәр әсадни җазалаш лайиһисини музакирә қилиш үчүн, түнүгүн йәни пәйшәнбә күни чүштин кейин бир қетимлиқ ғәйрий рәсмий йиғин орунлаштурған.