Архип
2011-09-16
Бу һәптә ичидә хитай даирилириниң хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә алақидар кишиләрдин 4 ини өлүм җазасиға һөкүм қилиши чәтәлләрдики мәтбуатларда кәң инкас қозғиди.
2011-09-16
Хитай бүгүн, вйетнам билән бирликтә җәнубий деңизда нефит қидириватқан һиндистанға җиддий агаһландуруш җакарлиди.
2011-09-16
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 18-нөвәтлик йиғиниға қатнашқан д у қ вәкиллири сөз қилип, уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин мәлумат бәргән.
2011-09-16
Уйғур аптоном даирилири хотән навағ вә қәшқәр йеңи базардики һуҗум қилиш вәқәлиригә қатнашқан пидаийларниң чәтәл билән алақиси барлиқини рәт қилди.
2011-09-16
Дуня уйғур қурултийи җүмә күни хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүйниң сөзигә инкас қайтуруп, хитайни террорлуққа қарши күрәшни охшимиған пикирдики уйғурларни, җүмлидин уларниң миллий, диний, кишилик һоқуқ вә демократик әркинлик тәләплирини бастуруш үчүн сүйиистимал қилмаслиққа чақирди.
2011-09-16
Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси җүмә күни биләт ташлап, америка хәлқара диний әркинлик қанунини қайта мақуллуқтин өткүзди.
2011-09-16
Хитай баш министири вен җябав алдинқи күни далийәндә ечилған давус иқтисад мунбириниң язлиқ йиғинида сөз қилип, хитайниң сиясий ислаһат елип баридиғанлиқини, һоқуқниң һәддидин зиядә мәркәзлишип қелиш әһвалини өзгәртидиғанлиқини билдүргән.
2011-09-16
Хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилири җүмә күни обзор елан қилип, америкини рәт қилиш һоқуқини қоллинип, пәләстинниң б д т әзалиқиға тосқунлуқ қилмаслиққа чақирди.
2011-09-15
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, хитай сотиниң хотән вә қәшқәр вәқәсигә четишлиқ пидаийларни өлүмгә һөкүм қилғанлиқиға қарита пикир баян қилди.
2011-09-15
Мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, уйғурбиз тор бекитиниң саһиби илһам тохтиниң, уйғурлар уйғурларниң әһвали һәққидики дәрси, мәктәп даирилири тәрипидин дәсләп чәклимә қоюлуп, кейин рәсмий тохтитилған.
2011-09-15
Хитай сот мәһкимиси чаршәнбә күни қарар чиқирип, 4 уйғурни өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини елан қилди. Бирақ хитай сот мәһкимисиниң чиқарған қарари кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә салмақта.
2011-09-15
Германийә ахбарат агентлиқиниң 12-сентәбирдики хәвиригә асасланғанда, хитай тәрипидин германийиниң мюнхен шәһиридики уйғурлар арисиға селинған хитай җасуси 11-сентәбир күни сотқа тартилған.
2011-09-15
Түрк дунясиниң әң катта учришишлиридин бири болған 8-нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт байриминиң 3-вә 4-күнлири уйғур бөлүми екскурсийә қилғучилар билән толуп ташти.
2011-09-15
Америка 11-сентәбир вәқәсидин кейин қолға кәлтүргән алий пән-техника саһәсидики муһим йеңилиқларниң бири учқучисиз айропилан һазир бихәтәрлик ишлирида җасуслуққа селинишқа башлиди.