Архип
2011-09-15
Түркийә җумһурийитиниң баш министири рәҗәб таййиб әрдуған 2011-йили 13-сентәбир күни мисирға мубарәк һакимийитидин кейинки тунҗи зияритини башливәткән болуп, мисир хәлқи әрдуғанни мисли көрүлмигән дәриҗидә қизғин алқишлар билән қарши алди.
2011-09-15
Түнүгүн хотән вә қәшқәрдики вилайәтлик оттура сот мәһкимилири хотәндики навағ вәқәси вә қәшқәрдики йеңибазар вәқәлиригә четишлиқ болған 4 пидаийни өлүм җазасиға һөкүм қилған иди.
2011-09-15
Хотән вә қәшқәрдики вәқәләр үстидин ечилған сотта өлүм җазаси вә қамақ җазасиға буйрулған кишиләрниң аилә-тавабатлириниң назарәт астиға елинғанлиқи мәлум болмақта.
2011-09-15
Пәйшәнбә күни хоңкоң радио-теливизийә идарисиниң хизмәтчилири һөкүмәт тәрипидин тәйинләнгән башлиққа қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүп, хоңкоңдики мәтбуат әркинликиниң кәлгүсигә болған әндишисини ипадилиди.
2011-09-15
Пәйшәнбә күни әнглийә баш министири камерон вә фирансийә президенти саркозий ливийидә зиярәттә болуп, ливийә өткүнчи һөкүмитиниң рәиси мустафа абдуҗелил билән көрүшти.
2011-09-15
Бүгүн хитай һөкүмәт даирилириниң америка муавин президенти җо байдинниң бейҗиңдики зиярити мәзгилидә униң билән көрүшмәкчи болған бәзи әрздарларни тутуп, уларни кишәнләп қойғанлиқи оттуриға чиқти.
2011-09-14
Түнүгүн хитайниң хотән вә қәшқәр вилайәтлик оттура сот мәһкимиси һөкүм елан қилип, хотән вә қәшқәр вәқәлиригә четишлиқ пидаийлардин 4 нәпирини өлүм җазасиға, 2 нәпирини 19 йиллиқтин қамақ җазасиға буйруған.
2011-09-14
Наса ниң алий дәриҗилик оптика инженери доктор әркин сидиқ әпәнди етишкән “наса йеңи технологийә мукапати” униң кәспий һаятида қазанған тунҗи нәтиҗиси әмәс.
2011-09-14
Бәзи тарихчилар моңғулийидә йеңидин тепилған мәдәний ядикарлиқлардин уйғур тарихи, җүмлидин түрк тарихини қайта йезип чиқишқа тоғра келиватқанлиқини илгири сүргән.
2011-09-14
Әрздарлардин атушлуқ турсунгүл ханим йәрлик даириләрниң мәсилини үзүл-кесил һәл қилишқа вәдә қилип, әрздарларни бейҗиңдин қайтуруп кәлгәндин кейин, улар билән кари болмиғанлиқини билдүрди.
2011-09-14
Аблаҗан савут хотән навағ вәқәси болған йәргә берип қалған болуп, бу ишқа қатнашмиған болсиму, хотән түрмисидә еғир қийин-қистаққа учриған болуп, путиниң тирнақлири чиқип кәткән.
2011-09-14
Боб дечертниң хитай һөкүмити шинхуа агентлиқиниң торонтода турушлуқ аял мухбири ши руң билән йезишқан ишқвазлиқ билән толған әл хәтлири ашкариланди.
2011-09-14
2011-Йил 18-июл вә 30-июл күнлири йүз бәргән вәқә үстидә сот ечип, шу вәқәгә мунасивәтлик 4 уйғурға өлүм җазаси вә биригә 19 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилди.
2011-09-14
Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, алтай вилайитиниң бөрчин наһийиси тәвәсидики орманлиққа 13-сентәбир күни от кәткән. Һазир от апити йүз бериватқан бу җай қумқанас йезисиға 36 километир йеқинлиқта.
2011-09-14
Америка диний әркинликни қоғдаш үчүн, һазир хәлқниң диний етиқад әркинликини дәпсәндә қиливатқан хитай, иран, сәуди әрәбистани, берма, шималий корийә, еритерийә, судан, үзбекстандин ибарәт сәккиз дөләтни қаза тизимликкә алди.