Архип
2011-09-29
Әйни вақитта қурулған “җуңхуа минго” дегән дөләт һәққидики тарихий хатириләр бизгә, һазирқи җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң территорийисини тоғра чүшиниш үчүн яхши пурсәт яратти.
2011-09-29
Пакистан ички ишлар министири рахман малик, хитайға, уйғур дияридин пакистанға келип, йошурунған уйғурларға қарши хитай билән һәмкарлишидиғанлиқиға вәдә бәрди.
2011-09-29
Илгири америкиниң хитайда турушлуқ консулханисида муһапизәтчи болуп ишлигән тохтамлиқ ишчи брайин андервуд хитайға җасуслуқ қилиш билән әйиблинип қолға елинди.
2011-09-29
27-Сентәбир күни шаңхәйдә йәр асти пойизи соқулуп кетип 280 дин ошуқ киши яриланғандин кейин, хитайдики учур васитилиридә қатнаш системисиниң бихәтәрлики һәққидики муназириләр улғийип кәткән.
2011-09-29
Бүгүн пакистан баш министири йүсүп гилани америка билән барғансери яманлишип кетиватқан мунасивәтлири үстидә музакирә елип бериш үчүн юқири дәриҗилик сиясий әмәлдарлирини дәрһал җиддий йиғинға чақирған.
2011-09-29
Мәзкур қанун лайиһиси қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң тәшәббуси билән оттуриға чиққан болуп, униң қисқа вақит ичидә йеңи қанунни имзалап, иҗраға қойидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
2011-09-29
Уйғур районлуқ һөкүмәт нуқтилиқ һалда йеза балилириға қаритилған “қош тиллаштуруш” сияситини илгириләп иҗра қилиш үчүн шәндуң өлкиси билән һәмкарлиқ келишими түзгән.
2011-09-28
Нутуқ сөзләш өмәклири уйғур елиниң һәр қайси наһийилиригичә чүшүп, барлиқ саһәләр бойичә “шинҗаң әзәлдин җуңгониң айрилмас бир қисми” нәзәрийисини тәшвиқ қилмақта.
2011-09-28
Пакистандики раҗа җиһангир әхтәр исимлик бир аммиви паалийәтчи, мушу айниң 12-күнидин 21-күнигичә, исламабадда ачлиқ елан қилип, пакистандики һөкүмәт, ахбарат вә җамаәтләрниң диққәт мәзкизигә айланған иди.
2011-09-28
Йеқинда векилекс тор бекити 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар вәқәсигә қатнашқан 38-армийә әскәрлириниң намайишчи оқуғучиларни бастурушта, даириләр тәрипидин алдаш васитиси қоллиниш арқилиқ, 1000 дин артуқ пуқраниң оққа тутулуп өлтүрүлүшигә сәвәб болғанлиқи һәққидики хәвәрни ашкарилиди.
2011-09-28
Америка мариланд университетида докторлуқ унвани үчүн оқуватқан әлнигар илтәбир ханим “ахбаратниң инсан һәқлири вә демократийини илгири сүрүштики күчи” мавзулуқ доклат бәрди.
2011-09-28
Б б с ниң баян қилишичә, японийә мудапиә вәзирликиниң саһипханлиқида ечилған 3-нөвәтлик асия тинч окян бихәтәрлик йиғинида, шәрқий җәнубий асия әллири бирликидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири, японийиниң җәнубий деңизида әркин қатнаш, хәлқара деңиз қануниға һөрмәт қилиш тәшәббусини қарши алди вә һәммәйлән бирдәк аваз қошуп, “җәнубий деңиз қатнаш низами” түзүп чиқишқа келишти.
2011-09-28
Хитайниң үрүмчидики шинхуа тори бүгүн, һазир иҗтимаий зиддийәт көзгә көрүнәрлик һалда кәскинлишиватиду, уштумтут йүз беридиған вәқәләр күндин-күнгә көпийиватиду, дәп җакарлапла қалмай, бәлки буниң үчүн, уйғур аптоном районида җиддий һадисигә тақабил туруш оргини қуридиғанлиқини җакарлиди.
2011-09-28
Хитай бүгүн америкиға наразилиқ билдүрүп баянат елан қилди. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуң лей бүгүнки баянатида, америкиниң хитайдин тибәтләргә қаратқан диний сияситини яхшилашни тәләп қилғанлиқини хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ дәп җакарлап қаттиқ наразилиқ билдүрди.
2011-09-28
Ройтрс агентлиқиниң әнқәрәдин баян қилишичә, түркийә һазир сүрийини америка вә явропа бирлики билән бирликтә җазалашқа тәйярлинип болди.