Архип
2011-09-14
Америка авазиниң баян қилишичә, америка дөләт ишлири министирлиқиниң йеқин шәрқ ишлириға мәсул юқири дәриҗилик әмәлдари җәфири фелтман бүгүн, 14-сентәбир күни левийә пайтәхти триполида, левийә өткүнчи һөкүмитиниң рәиси мустафа абделҗелил билән көрүшти.
2011-09-14
Японийә бүгүн шималий корийидин қолвақ билән қечип японийиниң ғәрбий қирғиқиға йетип кәлгән үч әр, үч аял, 3 бала қачаққа панаһлиқ бәрди. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, қачақларға панаһлиқ бериш буниңдин бурун японийидә көрүлүп бақмиған иди.
2011-09-13
Йеқинда хотәндә балиларда тарқилидиған юлун яллуғи вируси байқилип, бир балиниң өлгәнлики вә 8 балиниң мәзкур вирус билән юқумланғанлиқи елан қилинған иди.
2011-09-13
Уйғур қизи гөһәрниң ата-аниси вә уруқ-туғқанлириниң 11-сентәбир қурбанлирини хатириләш мурасимидин алған тәсиратлири һәққидә мухбиримиз тәйярлиған программини диққитиңларға сунимиз.
2011-09-13
Америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон хитайдики дини бесим әһвалини болупму хитайниң уйғурлар вә тибәтләр үстидин йүргүзүватқан дини бесим сияситини алаһидә тилға алди.
2011-09-13
Түркийиниң т р т телевизийиси өткән һәптә бир мәхсус программа ишләп, үрүмчидә өткүзүлгән явро-асия йәрмәнкиси һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән.
2011-09-13
Хитайниң һөкүмәт тор бекити болған хәлқ ториниң 13-сентәбирдики еңгилизчә хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда хитайниң алаһидә сақчи қисимлири җәнубий уйғур елидә “қарши туруш” намида чоң типтики маневир өткүзгән.
2011-09-13
Хитайда өткүзүлгән аз санлиқ милләтләр тәнһәрикәт мусабиқисидә үч нәпәр уйғур челишчи чемпийон болди.
2011-09-13
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 12-сентәбир баянат елан қилип, җеҗяң, шәндуң, хенән қатарлиқ өлкиләрдә йүндидин йемәклик йеғи ишләпчиқирип, базарға салған җинайәт гуруһлириниң паш қилинип, асаслиқ җинайәт гумандари дәп қаралған 32 кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди.
2011-09-13
13-Сентәбир сәйшәнбә күни, кенийә һөкүмити баянат елан қилип, 12-сентәбир күни кенийидә йүз бәргән нефит турубиси партлаш вәқәсидә өлгәнләргә дөләт бойичә икки күнлүк тәзийә билдүрүлидиғанлиқини җакарлиди.
2011-09-13
Америка дөләт ишлири кабинети 13-сентәбир сәйшәнбә күни 2011-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилди. Доклатта диний етиқад әркинлики чәкләнгән дөләтләр қатарида, хитайдики диний әркинлик мәсилиси алаһидә тилға елинип, хитай һөкүмити тәнқидләнди.
2011-09-12
Статистикиларға қариғанда 11-сентәбир вәқәсидин кейин америкини өз ичигә алған дуня миқясида ислам диниға етиқад қилғанлар сани илгирикидин һәссиләп ашқан.
2011-09-12
Һазир чәтәлдә туруватқан бир уйғур һаҗим балисини малайшиядин тутуп кәткәнликини уққандин кейин, хотәндики йәрлик сақчи даирилиридин оғлиниң дерикини қилған. Әмма, улар бу иштин хәвири йоқлуқини билдүрүшкән.
2011-09-12
Лос анҗелис вақти гезитидә, уйғурларниң динға ишиниш әркинликиниң хитай һөкүмити тәрипидин дәпсәндә қилиниши, рамзан мәзгилидә уйғурларниң рози тутуштин чәкләнгәнлики мисаллар билән баян қилинған.
2011-09-12
Учур васитилири он биринчи сентәбир вәқәсидин кейин пүтүн дуняда пәйда болған нәтиҗә-ақивәтләр һәққидики көз қарашларни хәвәр қилди. Интернет торлиридиму бу һәқтә әркин муназириләр давамлашти.