Архип
2011-09-26
23 -Сентәбир күни замбийиниң президентлиқиға сайланған микайил сата, бүгүн хитай баш әлчиси билән көрүшкәндә, замибийидики хитай карханичиларни замийиниң қанунлириға, болупму ишчилар һоқуқи қануниға бойсунушқа агаһландурди.
2011-09-26
Хитайниң җ х министири миң җйәнҗу, бүгүн пакистанни зиярәт қилип, пакистан ички ишлар министири раһман малик билән көрүшкән.
2011-09-26
24 -Сентәбир башланған хәлқаралиқ уйғур аяллирини тәрбийиләш курси бүгүн йәни дүшәнбә күни мувәппәқийәтлик ахирлашти. Истонийә пайтәхти таллинда ечилған бу йиғинға, америка, явропа вә асия қитәсидики 9 дөләттин кәлгән 70тин киши қатнашти.
2011-09-25
Сәуди әрәбистанда аялларниң парламент сайлимиға қатнишиш вә беләт ташлаш һоқуқиға игә болғанлиқи сәуди падишаһи тәрипидин елан қилинди.
2011-09-25
Йәкшәнбә москвадики пушкин мәйданида русийидики “иттипақлиқ”, “әмгәкчиләр русийиси” вә “сол фронт” қатарлиқ бәш өктичи тәшкилатниң 300 дин артуқ адими йиғилиш өткүзүп, русийә бирлики партийисиниң қурултийида елинған медведев-путин орун алмаштуруш пиланиға наразилиқ билдүргән.
2011-09-25
22-Сентәбир күни өзбекистанни зиярәт қилип, өзбекистан президенти ислам кәримоф билән көп хил һәмкарлиқ мәсилилири бойичә пикир алмаштурған хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго йәкшәнбә күни қазақистан пайтәхти астанада қазақистан парламентиниң төвән палатасиниң рәиси муһәммәдҗаноф билән көрүшүп сөһбәт өткүзди.
2011-09-25
Чиңхәй өлкиси бу йил уйғур елиға 70 миңдин артуқ адәмни пахта теришкә әвәтишни пиланлиған болуп, һазир 41 миң чиңхәйлик ишчи уйғур елиға берип, пахта териш ишлириға киришип кәткән. Буни чиңхәй өлкә һөкүмити актип қоллиған вә һәрикәтләндүргән.
2011-09-25
Иран икки йилдин буян җасуслуқ билән әйибләп тутуп туруватқан икки нәпәр америка пуқрасини қоюп бәргән болуп, бирләшмә агентлиқиниң йезишичә, иран тәрәп бир милйон доллар капаләт соммиси алғандин кейин уларни қоювәткән болуп, улар нюйорк шәһиригә йетип кәлгән.
2011-09-24
4- Нөвәтлик хәлқаралиқ уйғур аяллирини тәрбийиләш курси естонийиниң пайтәхти таллинн шәһиридә рәсмий башланди.
2011-09-24
Хитай даирилири бу йиллиқ дөләт байрими җәрянида бихәтәрликни күчәйтишкә алаһидә етибар бәрмәктә икән. Хәвәрләргә қариғанда, нөвәттә даириләр бейҗиң шәһиридә вақитлиқ аманлиқ қоғдиғучи қобул қилишқа башлиған.
2011-09-24
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама шәнбә күни баянат елан қилип, тибәт буддизми әнәниси бойичә кәлгүси далай ламаниң қайта ярилишини бәлгиләйдиғанлиқини, әмма бу ишта хитайниң бир нәрсә дейиш һәққи йоқлуқини алаһидә тәкитлиди.
2011-09-24
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң шәнбә күни билдүрүшичә, америка түркийиниң курт топилаңчилириға зәрбә беришигә ярдәм қилиш үчүн ирақниң шималидики курдлар райониға учқучисиз айропилан әвәтишкә вә игиләнгән учурларни түркийә билән ортақлишишқа қошулған.
2011-09-24
Росийиниң нөвәттики баш министири виладимир путин шәнбә күни, 2012-йили русийә президентлиқ сайлимиға қатнишидиғанлиқини җакарлиди. Путин нөвәттә русийә һакимийәт бешидики партийә: йәдиная россия йәни бирләшкән русийә партийисигә тәвә болуп, униң кандидатлиқ илтимасини бирләшкән русийә партийиси шәнбә күни рәсмий тәстиқлиған.
2011-09-23
Вашингтондики айродромға қарап кетиватқан рабийә ханим метро бекитидә мухбиримиз зияритини қобул қилип пәйшәнбә вә җүмә күнлүк паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
2011-09-23
Бу һәқтә мәтбуатларда елан қилинған мақалиләрдә хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә дуняниң диққәт қилиши керәклики әскәртилгән болуп, униңда уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиму алаһидә тилға елинған.