Архип
2011-09-22
Пәйшәнбә күни америка кишилик һоқуқ кеңишиниң омумий йиғинида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди.
2011-09-22
Дуня сәһийә тәшкилати хадимлири нөвәттә хотәндә юлун яллуғи вируси билән юқумланғанларниң саниниң 10 ға йәткәнликини билдүргән.
2011-09-22
Хенән сақчи даирилири бүгүн, хенәндики юндидин яғ ишләпчиқириш вәқәсини паш қилған мухбирни өлтүргән икки қатилни қолға алға алғанлиқини елан қилған.
2011-09-22
Алдинқи күни америкиниң тәйвәнниң F-16 типлиқ күрәшчи айропиланлирини илғарлаштуруп бериш үчүн тәйвән билән 6 милярд долларға йеқин сода келишими түзүши хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.
2011-09-22
Бүгүн кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, қирғизистан һөкүмитини қирғиз сотлиридики адвокатларға вә өзбек гумандарларға һуҗум қилиш вәқәлириниң алдини елишқа чақирди.
2011-09-21
Нөвәттә хитай даирилири уйғур елидә қуруватқан “қош тиллиқ йәслиләр” йәсли һәм башланғуч мәктәпләр үчүн оқутқучи тәрбийиләп беришни асас қилған, педагогика мәктәплириниң уйғур тилида дәрс беридиған әдәбият һәм математика дәрс оқутқучилирини ишсиз қалдурмақта.
2011-09-21
Чаршәнбә күни нюйорк шәһиридә башланған б д т ниң 66-нөвәтлик йиғинида америка қарши турған болсиму, лекин пәләстин б д т ға рәсмий әзалиқ илтимасидин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиған иди.
2011-09-21
Хитай һөкүмити шәрқи түркистан мустәқиллиқ күришиниң нәзәрийиви асасини инкар қилиш үчүн, йеқинқи йиллардин бери бир түркүм аталмиш туңган зиялийлириниму һәрикәткә кәлтүрди.
2011-09-21
Уйғур елидики хитай учур васитилириниң хәвәр тарқитишичә, хитай һөкүмити бәш йилда уйғур елидики аз санлиқ милләт пән-техника таянч күчлиридин 2000 нәпәрни тәрбийиләш үчүн мәхсус мәбләғ аҗратқан.
2011-09-21
Түркийә авази телевизийә қанилиниң түркистан күнтәртипи намлиқ программисиниң бу һәптилик программисида оттура асияда районлуқ бирлишиш хизмәтлири вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дегән темида программида тәқдим қилинди.
2011-09-21
Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 21-сентәбир күни бейҗиңда 19-қетимлиқ кеңәш йиғини өткүзгән.
2011-09-21
Ройтрс агентлиқиниң астанидин баян қилишичә, қазақистан парламенти бүгүн, леберал исламчиларни вә ортадок христианлирини қоллайдиған, әмма дөләт ичидики институтлар вә башқа органлардики намаз өтәш сорунлирини мәни қилидиған шундақла чәтәлликләрниң дин тарқитишини чәкләйдиған қанун түзди.
2011-09-21
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, америка президенти обама билән түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған бүгүн ню-йорк шәһиридә ечилған б д т йиғинида көрүшүп, сүрийә вәзийити һәққидә сөһбәтлишип, сүрийидә қанлиқ бастурушни йолға қоюватқан президент бәшир әл асадқа бесим ишлитиш һәққидә пикир алмаштурди.
2011-09-21
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, афғанистан тинчлиқ кеңишиниң рәиси, афғанистанниң сабиқ муавин президенти, йиллардин буян афғанистан һөкүмити билән талибанларни мурәссәгә кәлтүрүш үчүн теришчанлиқ көрситип келиватқан буһаниддин рәббани, 20-сентәбир күни -дәл дуня тинчлиқи хатирә күни, кабулда йүз бәргән партлитиш вәқәсидә һаятидин айрилди.
2011-09-21
Мәркизи агентлиқи бүгүн уйғурлар мәкиттә йетиштүргән долан қойини чоң қуруқлуқтики йеңи чолпан дәп тонуштуруп мақалә елан қилди.