Архип
2012-10-18
Хитай даирилири америкиниң хитайда турушлуқ сабиқ баш әлчиси җон хантсмәнниң хитайни зиярәт қилидиған визисини бикар қиливәткән.
2012-10-17
Америка демократик вә җумһурийәтчи президент намзатлири барак обама вә мит ромней, сәйшәнбә күни 2-қетим бәс-муназирә елип барди. Ню-йорк хофистра университетида елип берилған бәс-муназирә өткән қетимлиқ бәс-муназиридин техиму кәскин болди.
2012-10-17
Чегра ичидә чегра, бир аптономийә даириси ичидә аптономийә башқурушиға бой сунмайдиған йәнә мустәқил һөкүмәт, мустәқил әдлийә, мустәқил һәрбий вә иқтисадий күчлиригә игә биңтуәндин ибарәт бир мукәммәл күчниң тәң мәвҗут болуш һадисиси пәқәт уйғур аптоном районидила мәвҗут.
2012-10-17
Бу йиллиқ нобел әдәбият мукапати хитай язғучиси мо йәңә берилгән, германийә “нәшрият тинчлиқ мукапати” хитай шаири, язғучиси ляв йивуға берилгән.
2012-10-17
Дуня уйғур қурултийиниң һәрқайси җайлирида хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлитиш паалийити давам қилмақта.
2012-10-17
Әнглийилик хитай әдәбияти тәтқиқатчиси җосәпһ 10-айниң 16-күни японийидики чәтәл әдәбият кулубиниң тәклипи бойичә, кәчтә бир саәтлик тор кулуби арқилиқ “уйғур язғучилири мо йәндәк әсәр язса немә күнләргә қалар?” дегән темида сөзлигән.
2012-10-17
Өткән икки йил мабәйнидә испанийидә қолға елинған хитай қара гуруһ гумандарлири 17-өктәбир мадридда сотқа тартилмақчи.
2012-10-17
Нөвәттә хитай хәлқи хитайдики парихорлуқ, чириклик вә йемәк-ичмәк бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләрдин әң әндишә қилидикән.
2012-10-17
Австралийидә уйғур мәдәнийити, тили вә кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә учур беришни нишан қилған “уйғур яшлар авази” намлиқ бир тор бети ечилди.
2012-10-17
16-Өктәбир җәнубий корийә тәвәсидә қанунсиз белиқ тутуватқан бир хитай белиқчиси җәнубий корийә деңиз қоғдиғучилириға пичақ билән қаршилиқ көрсәткәнлики үчүн етип өлтүрүлгән.
2012-10-16
Бултур хитай түрмисидә җан үзгән 18 яшлиқ нурулисламниң өлүм сәвәби һәққидә җәмийәттә униң түрмидә қийин-қистақта өлгәнлики, униң қейин-қистаққа елинишниң алдида түрмидә ачлиқ елан қилғанлиқи һәққидики учурлар тарқалған.
2012-10-16
Уйғур аптоном райони намини “шинҗаң” яки аптоном район дәп қисқартип яки ихчамлап ишлитишкә сәвәб көрсәткүчиләр, уйғур намини чиқириветишниң уқум хаталиқи кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини инкар қилип “бу пәқәт ихчамлаш, қулайлаштуруш еһтияҗидин” дәпла қутулмақта.
2012-10-16
Асиядики дөләтләрниң кейинки 10 йилда дөләт мудапиәсигә аҗратқан расхоти көрүнәрлик һалда артқан болуп, бу хил әһвални хитайниң районда баш көтүрүп чиқишидин айрип қарашқа болмайдикән.
2012-10-16
Франсийиниң пайтәхти париж шәһиридики уйғурлар ефир мунари йенидики чоң мәйданда хитайға қарши намайиш өткүзди.
2012-10-16
2012-Йили 10-айниң 13-14-күнлири истанбул қурултай мәркизи йиғин залида “истанбул дуня мунбири” намида хәлқаралиқ бир йиғин өткүзүлди. Бу йиғинни түркийә җумһурийити баш министирлиқи хәлқ дипломати идариси билән сиясий, иқтисади вә иҗтимаий тәтқиқат фонди бирликтә уюштурди.