Архип
2012-12-18
Хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилириниң бүгүнки хәвәрлиридә, өткән һәптидин буян хитайдики йәр асти христиан муритлиридин тәшкилләнгән “һәммидин қудрәтлик илаһ” тәшкилатиниң әзалиридин 500 кишиниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинди.
2012-12-18
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси 18-декабир сәйшәнбә күни елан қилған “2012-йиллиқ көк ташлиқ китаби” да хитайда җәмийәт муқимлиқни сақлашта, аммиви тор бекәтлиридә елан қилинған инкасларға диққәт қилишни тәкитлиди.
2012-12-18
Хитай һөкүмити йеқинда тунҗи қетимлиқ “ихтисас игилири ақ ташлиқ китаби”ни тарқатқан. Китабта, 2011-йили бир йил ичидә хитай байлири вә зиялийлирини асас қилған 150 миң кишиниң чәтәлләргә көчмән болуп олтурақлишиши хитайдики ихтисас игилириниң чәтәлләргә еқип кетиши еғир болуштәк вәзийәтни шәкилләндүргәнлики агаһландурулған.
2012-12-17
Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси елан “көк ташлиқ китаби” да 2012-йили уйғур елиниң омуми ишләпчиқириш миқдари икки ханилиқ сүрәт билән тәрәққий қилип, бу җәһәттики мәмликәтлик оттуричә тәрәққият сәвийисидин һалқип кәткәнлики илгири сүрүлгән.
2012-12-17
Йеқинқи йилларда хитайда күчәйгән “әмгәк билән өзгәртиш түзүми” гә ислаһат елип бериш тәлипи сәвәбидин, хитай һөкүмити бу йил 9-өктәбир күни “хитай қанун-әдлийә системисидики ислаһат” намида ақ ташлиқ китаб елан қилип, әмгәк билән өзгәртиш түзүмини ислаһ қилидиғанлиқини билдүргән иди.
2012-12-17
Шаңхәй һәмкарлиқиға әза мәмликәтләр баш министирлириниң 11-қетимлиқ йиғини 5-декабир күни қирғизистан пайтәхти бишкәктә болуп өтти. Мәтбуатларниң ашкарилишичә, бу қетимқи йиғинниң асаслиқи темиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өзиниң тәрәққият банкисини қуруш һәққидә қарар елиш болди.
2012-12-17
Хәлқара инсан һоқуқи күнини хатириләш мунасивити билән буни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң ишики алдиға қара гүлчәмбирәк қоюлди.
2012-12-17
Хитайниң оттура асия җумһурийәтлиригә болған қизиқишиниң бара-бара күчийиватқанлиқи ашкара болмақта. Дуня аммиви ахбарат васитилири һәм анализчилар буниң һәқиқәтәнму шундақ икәнликини оттуриға қоюп, хитайниң асасий җәһәттин енергийә мәнбәлирини игиләшкә күч чиқириватқанлиқини тәкитлиди.
2012-12-17
Уйғурларниң паспорт елиши йиллардин бери түрлүк тосалғуларға дуч кәлмәктә. Әмма хитай өлкилиридә оқуватқан уйғур оқуғучилар, шу җайларниң әвзәлликлиридин пайдилинип паспорт елишқа мувәппәқ болуватқан болуп, бу вәзийәт уйғур елидики бир қисим йәрлик даириләрни биарам қилған.
2012-12-17
Мәшһур хитай режиссор шйе фей, бүгүн өз тор бетидә баянат елан қилип, хитайниң филим назарәтчилик түзүмини тәнқид қилған.
2012-12-17
Шәндоңниң доңйиң шәһиридә алдинқи күни сақчилар билән һәрбийләр арисида тоқунуш йүз бәргән.
2012-12-17
Японийидә баш вәзир сайлимида ғәлибә қилған шинзо аби, хитай билән талаш-тартиштики сәнкаку мәсилисидә пикир баян қилип, “арал мәсилисидә мурәссәгә орун йоқ” дегән.
2012-12-16
Уйғурларниң паспорт елиш һоқуқи нөвәттә еғир дәхли - тәризгә учраватқан мәсилиләрниң бири икәнлики уйғур тор бәтлиридики инкасларда даим шикайәт қилинмақта.
2012-12-16
Президент барак обама йәкшәнбә күни кәчтә коннектикут шитатидики невтовн шәһәрчисигә берип, оқуғучиларни олтуруш вәқәси йүз бәргән сәнди хок башланғуч мәктипидә өткүзүлидиған қаза қилғанларға тәзийә билдүрүш мурасимиға қатнашмақчи.
2012-12-16
Чиңхәй өлкисиниң һөкүмәт ахбарат васитилири шиниң шәһәрлик сақчи даирилириниң 37 нәпәр бидәт тәшкилат әзасини қолға алғанлиқини хәвәр қилди.