Архип
2012-03-31
Уйғур ели даирилири 2004 - йилдин буян “оқуғучи мәнбәси аз” дегән сәвәбләр билән тақилип кәткән бир қисим йеза мәктәплирини қайта әслигә кәлтүридиғанлиқини билдүргән болсиму, “қош тил оқутуши аҗиз” дәп қаралған бәзи җайларда ятақлиқ мәктәпләрни йәнә көпәйтидиғанлиқини билдүрди.
2012-03-31
Тибәт тәшкилатлириниң билдүрүшичә, сичүәнниң тибәт районида җүмә күни йәнә икки тибәтлик өзигә от қоюп, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргән. Буларниң ичидә бири өлгән болуп, йәнә бирини хитай сақчилири елип кәткән.
2012-03-31
Японийидики тор бихәтәрлики ширкити : трәнд микро җүмә күни доклат елан қилип, хитай торбузарлириниң һиндистан, японийиләргә қаритилған “тор җасуслуқ” һәрикити елип барғанлиқини билдүрди.
2012-03-31
Америка мәркизи қоманданлиқ штабиниң башлиқи генерал җәймис маттис шәнбә күни таҗикистан президенти имамәли рәһман билән сөһбәт өткүзди.
2012-03-30
Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә мәйданға кәлгән һуҗум қилиш вәқәлирини хәлқара террорлуққа, диний әсәбийликкә бағлап чүшәндүрүш арқилиқ вәқәниң маһийитини бурап келиватқан болсиму, уйғур ели вәзийитини көзитип келиватқан тәтқиқатчилар юқиридики вәқәләрниң хитайниң районда йүргүзүватқан миллий сиясити билән бивастә мунасивәтлик икәнликигә ишиниду.
2012-03-30
Җу юңкаң, ваң личуәнләр бейҗиңда ачқан уйғурлар һәққидики йиғин тоғрисида, түркийидә туруватқан доктор әркин әкрәм мулаһизә елан қилди.
2012-03-30
Истанбул шәһири бир вилайәт дәриҗилик шәһәр болуп, бу шәһәрниң 39 наһйиси бар, бу наһийиләрдин бирси зәйтинбурну райони болуп бу, бу наһийә һәм шәһәр ичигә һәм деңиз бойиға җайлашқан муһим районлардин бири һесаблиниду.
2012-03-30
Өткәндә яш түркистан журнилиниң 1934 - йили 3 - айлиқ санида елан қилинған шәрқий түркистанниң йеңи вәзийити мавзулуқ мақалини аңлатқан идуқ. Бүгүнки аңлитишимизда яш түркистан журнилиниң баш тәһрири мустафа чоқай язған шәрқий түркистан һәққидә мавзулуқ мақалини аңлитимиз.
2012-03-30
Йеқинда мисирлиқ шәрқий түркистан мәсилиси мутәхәссиси доктор иззиддин вәрданийниң “шәрқий түркистан һәққидики тәтқиқат вә мақалиләр” намлиқ әсири қаһирә шәһиридә нәшрдин чиқти.
2012-03-30
Или районидики уйғурлар арисида кәң тарқалған 30 оғул мәшрипи мунтизм тәшкили қурулмиси, мукәммәл интизами, әнәниви әхлақ тәрбийиси қурулмиси шундақла мол мәзмунлуқ әдәбият, сәнәт паалийәтлири арқилиқ хәлқни йитәкләйдиған, яшларни тәрбийиләйдиған хәлқ мәктипи болуп һесаблиниду.
2012-03-30
Америка кеңәш палатаси пәйшәнбә күни палата әзаларниң бирдәк қошулуши билән тибәт һәққидә қарар лайиһиси мақуллап, хитай һөкүмитини тибәттики бастуруш сияситигә хатимә беришкә чақирди.
2012-03-30
Җүмә күни дарамсалада нәччә миң кишилик мурасим өткүзүлүп, өткән дүшәнбә күни өзигә от қоюп хитай һөкүмитиниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргән тибәтлик яш җамфел йешини дәпнә қилған. Лекин җамфел йеши дәпнә қилинған шу күни сичүәнниң аба районида йәнә икки тибәт раһиб өзигә от қоюп, хитайға наразилиқ билдүргән.
2012-03-30
Хитай һөкүмити җүмә күни сүрийә өктичи күчлирини һөкүмәт күчлиригә қарши һуҗумни тохтитишқа чақирип, сүрийә президенти башар әсәдниң чақириқиға җор болди.
2012-03-30
Уйғур аптоном районлуқ нахша-усул ансамбили уйғур сәнәт әтрити 28-март америкидики оюн қоюш паалийитини ахирлаштуруп, үрүмчигә қайтип барған.
2012-03-30
Әнглийә “таймиз” гезити хәвәр елан қилип, әнглийилик содигәр хәйвудниң өлүми хитай компартийиси юқири қатлимидики һоқуқ көрүши билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. Әнглийилик содигәр хәйвудниң сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари, компартийә сиясий бюро әзаси бө шиләй билән йеқин ағинидарчилиқ мунасивити барлиқи қәйт қилинған иди.