Архип
2012-08-15
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти, компартийә 18-қурултийиға қатнишидиған “шинҗаң вәкилләр өмики” дики уйғурларниң нисбитиниң азлиқини тәнқидләп, буниң мәлум мәнидин уйғурларниң хитайдики сиясий орнини әкс әттүридиғанлиқини билдүргән.
2012-08-15
Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, тәңритағ муз қатлиминиң ерип кетишини адәмләрниң һәрикити кәлтүрүп чиқарған.
2012-08-15
Японийә саһил қоғдаш сақчилири чаршәнбә күни японийә чеграсиға қанунсиз кириш билән әйибләп, хоңкоң “дявйүй арилини қоғдаш комитети”ниң 14 нәпәр әзасини қолға алған.
2012-08-15
Хитай аманлиқ даилири хотән айродромида қойниға чақмақ селивалған бир уйғур аялни қолға алған.
2012-08-15
Америка дөләт ишлар министирлиқи хитайни агаһландуруп, җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқ мәсилисидә “парчилап игиләш” йолидики һәрқандақ урунушқа қарши туридиғанлиқи, хитай билән җәнубий асия әллириниң бу йил ичидә келишим һасил қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
2012-08-14
Хитай һөкүмити 2-сентәбир башлинидиған 2-нөвәтлик “явро-асия йәрмәнкиси” һарписида бихәтәрлик тәдбирлирини йәниму илгирилигән һалда чиңитиватқан болуп, хәвпсизликни қоғдашта ишлитилидиған түрлүк һәрбий үскүниләрни толуқлиған.
2012-08-14
Хитай маарип министирлиқиниң биваситә пилани вә мәблиғи билән хитайниң бир қисим өлкиләрдики оттура мәктәплиридә 2000-йили шинҗаң синипи тәсис қилинип, тунҗи түркүмдә 1000 оқуғучи қобул қилинған болса, бу йил қобул қилинған оқуғучи сани 8330 нәпәргә йәтти.
2012-08-14
Қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами, қәшқәрдики атақлиқ өлима, җамаәт әрбаби абдуқадир қариһаҗим 2012-йили 13-авғуст дүшәнбә күни үрүмчи вақти чүштин кейин саәт 3 тә 72 йешида аләмдин өткән.
2012-08-14
11 Айниң султани дәп аталған рамизан ейиниң ахирқи күнлиридә, түркийидики мәтбуатларда хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний бесим сиясити әкс әттүрүлгән обзор вә хәвәрләр елан қилинмақта.
2012-08-14
8-Айниң 11-күни америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон рәсмий зиярәт үчүн истанбулға кәлди.
2012-08-14
Хитай җ х министирлиқиниң хәвәрлиридә көрситилишичә, хитай торбәтлири һөкүмәткә қарши һәрикәтләрниң партлишида қозғатқучлуқ рол ойнимақта.
2012-08-14
Бу йил рамизан мәзгилидә, вашингтон әтрапидики уйғурлар йиллардикигә охшаш бир йәргә йиғилип, бирликтә иптар өткүзди.
2012-08-14
Хитайчә чиқидиған тинч или тор бекитиниң 9-авғуст күндики рәсимлик хәвиридә, түркийә дөләт байриқи рәсими чүшүрүлгән майка кийгән икки нәпәр уйғурниң кочида вәзипә өтәватқан сақчилар тәрипидин тәкшүрүлүватқан рәсими берилип, бу хәвәрни көргүчиләрни түркийә байриқи бар майка кийгәнләргә диққәт қилишқа агаһландурған.
2012-08-14
Чуңчиң шәһириниң сабиқ муавин башлиқи, сақчи идарисиниң моңғул миллитидин болған башлиқи ваң лиҗүн 13-авғуст күни чеңду оттура хәлқ соти тәрипидин мәхпий сотлинишқа башлиди.
2012-08-14
Сирланкиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари 14-авғуст күни баянат берип, хитай ширкити тәрипидин һөддигә елинип, йеқинда ишқа кириштүрүлгән бир електр истансисида өткән җүмә күни йәнә кашила чиққанлиқи үчүн, сирланкида ток билән тәминләш чәклимигә учриғанлиқини билдүрүп, хитай ширкитини сүпәткә капаләтлик қилмиди дәп әйиблиди.