Архип
2013-01-01
Америка уйғурлири бирләшмиси билән хәлқаралиқ демократийә вә кишилик һоқуқ фонди-җәмийити 31-декабир күни йеңи йилни күтүвелиш мурасими өткүзди. Уйғурлар бир йәргә җәм болуп, 2012-йилини узитип, йеңи 2013-йилини күтүвалди.
2013-01-01
Ғайиблардин аблаҗан сулайман әйни чағда 19 яш, қизилсу аптоном области ақту наһийисиниң барин йезисидин. У 5-июл вәқәсидин бир ай илгири үрүмчигә кәлгән болуп, вәқәдин бир күн кейин ат бәйгә мәйдани 6-кочидин тутуп кетилгән.
2013-01-01
Чәтәлдики уйғур паалийәтчиләр узун йиллардин бери уйғур мәсилисини хәлқаралаштуруш үчүн тиришмақта. Кейинки йилларда болупму 5-июл вәқәсидин кейин уйғур мәсилиси тезла хәлқаралишишқа қарап йүзләнди.
2013-01-01
Йеқиндин буян түркийиниң һәр қайси университетлирида уйғурлар тоғрисида көпләп йиғин өткүзүлүп келиватиду. 2012-Йили 12-айниң 29-күни түркийә адаләт вә тәрәққият партийисиниң истанбул яшлар бөлүминиң уюштуруши билән қериндаш җуғрапийиләрдики қериндашлар программиси бойичә “қаниған яра шәрқий түркистан” дегән темида бир йиғин өткүзүлди.
2013-01-01
Ява кәптәр намлиқ әсири сәвәбидин 10 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған язғучи нурмәмәт ясинниң түрмидә вапат болғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалмақта.
2013-01-01
Уйғур ели даирилири 2013-йили уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн техиму қаттиқ қол болушни тәләп қилди. Хәлқ гезитиниң хәвиридин қариғанда, өткән җүмә күни чақирилған 2013-йиллиқ муқимлиқ хизмити йиғинида уйғур районлуқ партком секретари җаң чүншйән уйғур елиниң муқимлиқ әһвали үстидә алаһидә тохталған.
2013-01-01
Сәйшәнбә күни хоңкоңда он миңдин ошуқ киши намайиш қилип, хоңкоң валийси ляң җеңйиңни истепа беришкә чақирди.
2013-01-01
Америкида чиқидиған ню-йорк вақти гезитиниң хитайда турушлуқ мухбири хитайдин кетишкә мәҗбурланған. Гезитниң билдүрүшичә, мухбир кирис буклий 10 йилдин артуқ вақиттин бери хитайда туруватқан тәҗрибилик мухбир.