Архип
2013-10-31
Илһам әпәнди өз әндишисини билдүрүп, бу қетимлиқ тйәнәнмин аптомобил һуҗуми вәқәсиниң уйғурларниң әһвалини начарлаштуруши вә уйғурларға болған бастурушниң күчийишигә сәвәб болуши мумкин икәнликини тәкитлигән.
2013-10-31
Шинхуа агентлиқиға қарашлиқ “йәр шари вақти” гезити 31-өктәбир тийәнәнмен аптомобил һуҗуми мунасивити билән обзорчи мақалиси елан қилип, уйғурларни агаһландурди вә уйғурларниң “әң чоң зиян тартқучи” болуп қалидиғанлиқини илгири сүрди.
2013-10-31
Хитайниң қош тил маарип сиясити 2008-йилиға кәлгәндә җуңхуа хәлқ җумһурийити мәҗбурий маарип қанунини иҗра қилишта, уйғур аптоном районида қош тиллиқ маарипни йолға қоюшни изчиллаштурушқа даир мәзмунларни киргүзүш арқилиқ рәсмий қанунлаштурди.
2013-10-31
2013-Йили 26-өктәбир шәнбә күни, истанбулдики түрк оҗақлири яшлар тәшкилатиниң уюштуруши билән, “қәлбимизниң қаниған икки яриси кәркүк вә шәрқий түркистан” дегән темида йиғин өткүзүлди.
2013-10-31
Бу йил түркийә җумһурийитиниң рәиси абдулла гүлниң сәуди әрәбистан падишаһи абдулланиң мәхсус тәклипи билән келип һәҗ пәрзини ада қилғанлиқи әрәб мәтбуатлирида һәр хил инкасларни қозғиди.
2013-10-31
Қирғизистан һөкүмити тәрипидин тәхминән 60 миңға йеқин дәп саниливатқан қирғизистан уйғурлири арисидин йеқиндин буян бир қисим яшлар юқири һәрбий унванға еришмәктә. Уларниң бири техи йеқинда майорлуқ унваниға сазавәр болған ғәйрәт рахманофтур.
2013-10-31
Қазақистанниң алмата шәһиригә орунлашқан қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири 80- йиллиқ йеңи мәвсүмини йәнә “ анархан” намлиқ классик драма әсири билән башлиди.
2013-10-30
10-Айниң 28-күни бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси японийә мәтбуатлирида зор инкас қозғиди. 29-Өктәбирдин башлап японийә телевизийә қаналлири бу һәқтә учур тарқитишқа башлиди.
2013-10-29
Рабийә қадир ханим, хитайни 28-өктәбир йүз бәргән тйәнәнмен мәйданиға аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсиниң тәпсилатини дунядин йошурмаслиққа чақириш билән тәң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә дуня җамаәтчиликини вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди.
2013-10-29
Бейҗиңдики тйәнәнмен мәйдани йәни хитайниң сиясий символлуқ характергә игә мәйданида йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсиниң уйғурларға четишлиқ болуш еһтималлиқи хәлқара мәтбуатларниң қизиқишини техиму әвҗигә чиқарди.
2013-10-29
Бейҗиңда йүз бәргән вәқә уч уйғурниң тйәнәнмингә һуҗум қилиш вәқәси болуп, бу учурлар хәлқара хәвәрләрдә асаслиқ салмақни игиләшкә башлиғандин кейин, мухбиримиз америка уйғур бирләшмиси(а у б)ниң позитсийисини сориди.
2013-10-29
Миллий армийә баш қоманданлиқ штабиниң офитсери хәмит кәнҗибайефниң 1945-1950-йиллири арисида көргән билгәнлири ичидә, униң 1950-йили 3-айда әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң җәситиниң совет иттипақидин елип келингәндин кейин көргәнлири өзгичидур.
2013-10-29
28-Өктәбир күни түркийәниң шәрқий җәнуби райониға җайлашқан хатай вилайитидики мустафа кәмал университетида “шәрқий түркистан қан йеши төкмәктә” намлиқ доклат бериш йиғини чақирилди.
2013-10-29
10-Айниң 27-күни токйодики әдәбият салунида түрк, япон, малай вә уйғур шаирлири җәм болуп, уйғур шаири османҗан савутниң вапат болғанлиқини хатирилиди.
2013-10-29
Уйғур елидин һиҗрәт қилип сәуди әрәбистанға келип йәрлишип қалған уйғурларниң сани шу вақитларда сәуди әрәбистанда йәрлишип қалған башқа милләтләрниң санидин әлвәттә көп икәнликини пешқәдәм уйғурлар сөзлимәктә.