Архип
2013-11-29
4 Йерим йилдин буян ғайиб оғли әйсаҗан әмәт һәққидики дәрт-әләмлирини ейтидиған адәм тапалмай олтурған турсунгүл ханим, фирансийәлик мухбирни һәм хушаллиқ, һәм дәрд-әләмдин партлап чиққан йиға-зарә билән күтүвалиду.
2013-11-29
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-11-29
Уйғур елиниң җәнубий қисмида зор миқдардики йәрләрни игиливалған хитайниң җүнкун ширкити 2006-йили атуш шәһириниң сүнтағ йезисидики деһқанларниң 500 мо йерини мәҗбури еливалиду.
2013-11-29
Идиқут асмида чақниған әркинлик, мәрипәт юлтузлириниң ахириқиси, муһитилар аилисиниң роһиға варислиқ қиливатқан биридин - бир оғли, пишқәдәм зиялий, маарипчи ибраһим муһити мушу айниң 22 - күни үрүмчидә 93 йешида аләмдин өтти.
2013-11-29
Қирғизистан дөләтлик мудапиә министирлиқиниң мәхсус болумидә башлиқ болуп ишләватқан полковник малик сидиқоф бадалоф йиллардин бери қирғизистан армийисидә, дөләт мудапиә органлирида хизмәт қилип қирғизистан дөлитигә көп һәссә қошқан уйғур зиялийлириниң бири.
2013-11-28
Йеқинда уйғур аптоном районидики алий мәктәп оқутқучи, оқуғучилириға “сиясий җәһәттин лаяқәтлик болуш” шәртиниң әң алий өлчәм қилинидиғанлиқи җакарланған.
2013-11-28
Һазир бишкәк шәһиридә яшаватқан 91 яшлиқ сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайеф әпәнди өзиниң 1943-йили инқилаб башланғандин таки 1949-йилиғичә болған арилиқта миллий инқилаб рәһбәрлиридин бири.
2013-11-28
2013-Йили27-ноябир кәч саәт 10 да, қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилида, “хәлқара ислам һәмкарлиқ тәшкилати”ниң баш катипи әкмәлиддин еһсан оғлу берма вә анголадики мусулманларниң вәзийити тоғрилиқ мәхсус программиға дәвәт қилинған иди.
2013-11-28
Түрк дуняси яш карханичилар йиғинида шәрқий түркистан мәсилиси күнтәртипкә кәлди. 25-Ноябир күнидин 28-ноябир күнигичә истанбулда чақирилған бу йиғинда түрк дунясида иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида қарар мақулланған.
2013-11-28
Йеқинда дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин әсқәрҗан, илһам маһмут вә долқун әйсалар канаданиң торонто шәһиридә зиярәттә болуп, бу йәрдики канада уйғур җәмийити рәһбәрлири вә уйғур җамаити билән көрүшүп сөһбәтләшти.
2013-11-28
Японийә һокайдо университети хитай ишлири мутәхәссиси профессор акира фуҗимониң “хитайдин нәпрәтлиниш дәвридики хитай нәзәрийиси” намлиқ китаби нәшр қилинған.
2013-11-27
Америкидики бир кишилик һоқуқ тәшкилатиниң сәйшәнбә ашкарилишичә, хитайда дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш билән әйиблинип қолға елинған тутқунларниң мутләқ көп қисмини уйғурлар тәшкил қилиду. Кишилик һоқуқ паалийәтчилири б д т ни бу әһвалға диққәт қилишқа чақирди.
2013-11-27
Сәйшәнбә күни америкиниң б-52 типлиқ икки данә бомбардиманчи айропилани хитайниң шәрқий деңиз бошлуқидики “һавадин мудапиәлиниш райони” ға бималал учуп киргән.
2013-11-27
Җәнвәдә ечилған б д т ниң аз санлиқ милләтләр һоқуқи йиғини җәрянида д у қ вәкиллири бир йүрүш учришишлар елип берип, бәзи дөләтләр вә аммиви тәшкилатлар билән һәмкарлишишниң йоллирини издиди.
2013-11-27
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдуған русийә зиярити җәрянида, русийидин, түркийәни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әзалиққа қобул қилишқа чақириқ қилди.