Архип
2013-02-28
5-Июлдин кейин ғайиб болғанлардин радиомиз тәрипидин әң йеқинда байқиған тохтиәли һашимниң оқ тегип өлгәнлик еһтималлиқи ашкариланди.
2013-02-28
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бултурдин буян ғулҗа наһийисидә мәктәп балилириниң диний паалийәткә қатнашмаслиқи һәққидә бир қатар һөҗҗәт бәлгилимиләр тарқитилған. Бу бәлгилимиләрниң қаттиқ иҗра қилиниши наһийидики уйғурларни нарази қилған.
2013-02-28
Йеқинда хитайниң “сина” микроблогида мусулманларниң муқәддәс дәстури “қуран кәрим” гә һуҗум қилинди. Бу муқәддәс дәстурға қилинған һуҗум уйғур мусулманлириниң дилиға азар берипла қалмиған.
2013-02-28
Бүгүн америкидики хәлқара кризис гурупписи “хитайниң оттура асия мәсилиси” темисида бир доклат елан қилип, америка афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин, оттура асияда шәкиллинидиған иқтисадий вә сиясий вәзийәт түпәйли, хитай өзиниң оттура асиядики сиясий тәсирини ашурушқа һәрикәт қилиши мумкинликини оттуриға қойған.
2013-02-28
Йеқинқи йиллардин буян, шималий явропадики дөләтләрдә, болупму шветсийидә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң муһаҗирәттики әзәрбәйҗан топлуқлири билән болған қоюқ алақилири вә миллий һәмкарлиқи йилдин-йилға күчәймәктә.
2013-02-28
2-Айниң 28-күни японийиниң ниигата өлкилик ротарий кулубиниң орунлаштуруши билән ардә галле меһманханисида “қәдимки уйғур мәдәнийити вә японийә” дегән темида доклат берилгән.
2013-02-28
Түркийидики оқушқа дуняниң һәрқандақ йеридики уйғурларму илтимас қилса болидикән.
2013-02-28
Һазир дуня җамаәтчиликиниң диққити афғанистанда һәм униңға чегридаш оттура асия дөләтлиридә болмақта. Хәлқара тинчлиқни сақлаш күчлириниң афғанистандин чекиниши мунасивити билән, сабиқ совет оттура асия җумһурийәтлиридики вәзийәтниң кәскинлишиш мумкинлики көпчиликни әндишигә салмақта.
2013-02-27
12-Нөвәтлик хитай хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәшниң мәмликәтлик йиғини башлинишқа аз қалған бир пәйттә, бир түркүм хитай зиялийлири бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, хитай хәлқ қурултийидин бу қетимқи йиғинда б д т ниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик муһим бир әһдинамисини тәстиқлашни тәләп қилған.
2013-02-27
Японийилик мусулман қиз айишә норико һәсән қирғизистандики хитай консулханисиниң чағанни тәбрикләш мурасимиға қатнашқан тәсиратини “пәрғанә вадисидики хитай консулханисида мән көргән уйғурлар” сәрләвһилик мақалиси арқилиқ ипадилигән.
2013-02-27
Йеқинда түркийә телевизийә идариси һиндистандики түркий хәлқләр намлиқ төт қисимлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләп тарқатқан.
2013-02-27
Өткән әсирниң 80-йиллирида узақ мәзгиллик сиясий бесимдин вақитлиқ болсиму халас болуп зор шиҗаәт билән қолиға қәләм алған бир пешқәдәм әдиб уйғур әдәбиятида өзиниң бир йүрүш йирик әсәрлири билән йеңи сәһипә ачти.
2013-02-27
Истанбулда чақирилған “3-қетимлиқ уйғур ана тил муһакимә йиғини” да уйғур тилиниң һазирқи әһвали вә уни кәлтүрүп чиқарғучи амиллар муһакимә қилинди.
2013-02-27
Аммиви ахбарат васитилиридә қазақистандики диний әсәбийлик вә террорчилиқ хәвпиниң мәвҗут икәнлики һәққидә мәлуматларниң елан қилиниши давам қилмақта.
2013-02-26
Ғайиб оғлини издәш билән иқтисадий җәһәттин қийинчилиққа дуч келип пар пулини төлийәлмигән патигүл ғулам өткән һәптә сотқа чақиртилған иди. Даириләр бу қетим патигүлниң пар пулини төливәткән һәм униң банкидин алалмайватқан 5000 сом пулини елип бәргән.