Архип
2013-05-31
Хитай һөкүмити уйғурларниң сақал қоюш вә яғлиқ артишлирини диний радикаллиқ билән бағлап чәкләватқан бир шараитта, хитай өлкилиридә туңган мусулманлириниң диний паалийәтлирини әркин һалда елип баралиши кишиләрни гаңгиратмақта.
2013-05-31
31 - Май уйғурлар голландийәдә өткүзүлгән түркий тиллиқ милләтләрниң мәдәнийәт йәрмәнкисигә қатнишип, уйғур мәдәнийитини намаян қилди.
2013-05-31
Бүгүн америка дөләт ишлар министирлиқи америкиниң “2012 - йиллиқ дөләтләр әһвали вә террор тәшкилатлар тизимлики һәққидики доклати” ни елан қилған болуп, тизимликтә әлликтин артуқ тәшкилатниң исми йәр алған.
2013-05-31
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-05-31
Иҗтимаий мәтбуат уйғур дәвасини аңлитиштики әң муһим васитиләрдин биригә айланған бүгүнки күндә, бу арқилиқ уйғур дәвасини аңлитиватқанларниң сани күнсайин көпәймәктә.
2013-05-30
Қарамайдики иш пурсәтлириниң хитай көчмәнлиригә берилип, қарамайниң өзидә туғулуп һәрқайси университетларда оқуп кәлгән уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрдин 5000 дин артуқ яшниң хизмәткә орунлаштурулмай, һәр хил паҗиәләр йүз бәрмәктә.
2013-05-30
Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчилири чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә ечилған “хитайниң төмүр мушти астидики уйғур диний әркинлики” намлиқ доклат бериш йиғинида хитайниң уйғурларға қаратқан диний чәклимә сияситигә агаһландуруш бәрди.
2013-05-30
Миллий зиддийәткә петип қалған уйғур аптоном районида биңтуәнниң күчәйтилип, хитай көчмәнлирини көпләп көчүрүп келиш сиясити, райондики ихтилапни илгириләп күчәйтивәткән.
2013-05-30
Кейинки вақитларда уйғур елидә хитай аққунлири билән уйғурлар оттурисида тоқунушларниң йүз бериши барғансери әвҗ алмақта.
2013-05-30
Истанбулниң бәйоғли шәһәр башлиқи, шәһәрлик һөкүмәтниң көргәзмә залида, “шинҗаң-ата юрт” намида ечилған рәсим көргәзмисигә рухсәт бәргәнликини “диққәтсизлик” деди вә уйғурлардин кәчүрүм сорайдиғанлиқини билдүрди.
2013-05-30
Йеқинда дуня уйғур аяллар бирлики шималий америка шөбиси билән канада уйғур җәмийити бирликтә канаданиң лондон шәһиридә өткүзүлгән түрк мәдәнийәт фестивалиға қатнашти.
2013-05-29
Ғулҗа шәһириниң қарадөң йеза байкөл кәнтидә олтурушлуқ деһқан турсун турғунниң 8 мо буғдайлиқи мушу айниң 17-күни йерим кечидә намәлум кишиләр тәрипидин ағдуруветилгән.
2013-05-29
Германийәниң берлин шәһиридә чақирилған “мәдәнийәт дипломатийиси вә кишилик һоқуқ” мавзулуқ, дөләт әрбаблириму иштирак қилған хәлқаралиқ алий йиғинда уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди.
2013-05-29
Японийә дөләт асасий мәсилилирини тәтқиқ қилиш тәтқиқат оргини билән һиндистан вивекананда хәлқара фонди бирликтә һазирлиған японийә-һиндистан истратегийилик һәмкарлиқ келишими тәклип лайиһисидә уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилиси киргүзүлди.
2013-05-29
Бүгүн 1962-йили уйғур елидә йүз бәргән 29-май или-чөчәк хәлқлириниң чеградин чиқип кетиш һәрикити вә хитай һөкүмитиниң ғулҗа шәһиридики қанлиқ бастурушиниң 51 йиллиқ хатирә күни.