Архип
2013-06-30
6-Айниң 29-күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим окинава өлкисиниң наһа шәһиридики аптономийә сарийида үч йүзгә йеқин кишигә уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бәрди.
2013-06-30
28-Июн күни, җүмә күни, түркийәниң 72 вилайитидики чоң җамаәләрдә лүкчүн вәқәсидә шеһит болған уйғурларниң намизи чүшүрүлди.
2013-06-29
6 - Айниң 29 - күни японийиниң окинава өлкисиниң наһа шәһиридә йүзлигән японлар уйғурлар үчүн намайиш қилди. Намайишчилар қоллирида шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ байриқини көтүрүп,“уйғурларға әркинлик!” “уйғурларға мустәқиллиқ” “хитайниң уйғурларни бастуруши тохтитилсун!” “шәрқий түркистандин хитайлар чиқип кәтсун!”дегәндәк шоарларни товлашти.
2013-06-29
2006-Йили австралийиниң сидней шәһиридә қурулған “уйғур ана тил мәктипи” ниң 7 йиллиқ хатирә мурасимида ана тилни қоғдашниң муһим вә шәрәплик вәзипә икәнлики оттуриға қоюлди.
2013-06-28
Бүгүн хитай мәркизи теливизийәси хотәндә йәнә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини вә вәқәниң тинчитилғанлиқини хәвәр қилди, әмма вәқәниң тәпсилати һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.
2013-06-28
Лүкчүндә сақчиханиға от қоюп, һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, америка һөкүмити буниңға дәрһал инкас қайтуруп, хитайдин вәқәниң тәпсилатини ашкарилашни вә уйғур хәлқни үстидин йүргүзүлүватқан бесим сияситини аяқлаштурушни тәләп қилған иди.
2013-06-28
5 - Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши 6 - айниң 23 - күнидин 28 - күнигичә түркийәниң дүзҗә шәһиридики бир меһманханида давамлашти.
2013-06-28
Уйғур елидики таратқуларниң ашкарилишичә, йеқинда көнчи дәрясиниң ахириқи еқиминиң пүтүнләй үзүлүп қалғанлиқи һәмдә лопнор вадисидики 260 миң модин артуқ тәбиий тоғрақлиқниң қуруп кәткәнлики мәлум.
2013-06-28
Шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийисигә қатнашқан, яшларни вәтәнсөйәр қилип тәрбийиләш йолида өз һәссини қошуватқан пешқәдәм уйғур ғазиси, 85 яшлиқ бовай аблимит бәкри акини бешкәк тәвәсидә тонумайдиған уйғур йоқ.
2013-06-28
Қазақистан уйғур әдәбияти тәрәққиятида, җүмлидин униң проза, поезийә вә драматоргийә саһәлиридә қәләм тәврәткән атақлиқ язғучи мәсүмҗан зулпиқароф уйғурларниң өтмүш тарихи, болупму миллий азадлиқ күриши һәққидә салмақлиқ әсәрләр йезип қалдурди.
2013-06-28
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-06-27
Пичан лүкчүндә йүз бәргән сақчиханиға от қоюп һуҗум қилиш вәқәси һәққидә мухбиримизмиң йәрлик даириләр вә аһалиләрдин игилигән учурлиридин мәлум болушичә, вәқәдә һөкүмәт тәрәптин аз дегәндә 35 киши, һуҗумчилардин 11 киши өлгән.
2013-06-27
26 - Июн лүкчүн вәқәси һәққидә хитай һөкүмитиниң вәқәниң йүз бериш сәвәбини йошуруп, вәқә һәққидә ениқ мәлумат бәрмәслики америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң җиддий инкасини қозғиди.
2013-06-27
Уйғур дияриниң лүкчүн базирида мәйданға кәлгән вәқәдин кейин түркийә бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстәчи, милләтчи һәрикәт партийәси парламәнт әзаси өзҗан йеничеһри вә көп санда аммивий тәшкилатлар вәкиллири лүкчүндә йөз бәргән вәқә тоғрисида баянат елан қилди.
2013-06-27
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ ниң рәһбәрлири хәлқара җәмийәтни 26-июн пичан наһийисиниң лүкчүн базирида йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәсигә көңүл бөлүшкә чақирди.