Архип
2013-07-16
Хитай даирилири йеқинқи 10 йилдин буян “тарқақ һәҗ қилишни тосуш” баһанисидә, дәл мусулманларниң үмрә вә һәҗгә баридиған пәйтидә, уйғурларға паспорт беҗирип беришни тохтитип, чегридин кирип-чиқиш ишлирини йәниму мүшкүлләштүрүп келиватқан иди.
2013-07-16
Хотәндә бир хитай секретар тәрипидин оғли уруп мейип қилинған 67 яшлиқ мәттохти рәҗәп, 6 йилдин бери әрз қилип ақтуралмиғандин кейин, йеқинда у 50 йүәнгә бир тармақ сетивалған.
2013-07-16
Йеқинда уйғур елидә мәйданға кәлгән вәқәләр вә шундақла рамзан ейи башлиниши билән хитай һөкүмәт даирилириниң түрлүк васитиләр арқилиқ уйғурларни рози тутуштин чәкләшкә урунуш һәрикәтлири хәлқарада интайин кәң инкас қозғиған.
2013-07-16
Түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти елан қилинған түркийиниң әскишәһәр шәһиридә рамзан ейи башланғандин буян уйғурлар тонутулмақта.
2013-07-16
Түркийәниң конийә шәһиригә қарашлиқ мәрам наһийиси тәрипидин ясалған бир бағчиға “хитай йүешию бағчиси” дәп хитай шәһириниң намини бәргән болуп, мәрам наһийилик шәһәр башлиқиниң бу бағчиға хитайниң намини бериши аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди.
2013-07-16
Японийәдә тонулған тәтқиқатчи профессор ясуши “шинҗаң уйғур аптоном районидики милләтләр мәсилиси” намлиқ мақалисидә уйғур елидики уйғурлар билән хитай һөкүмити арисида йүз бериватқан түрлүк миллий мәсилиләр вә зиддийәтләр оттуриға қоюлған.
2013-07-16
Ғәрбниң кәскин риқабәтлик һаятида мусапир бир милләткә нисбәтән ейтқанда өзигә өзи хоҗа болуп яшаш тәс болмисиму, өз алдиға мустәқил игилик тикләп баш көтүрүш асан әмәс.
2013-07-15
Америка дөләт ишлар министирлиқи йеқинда елан қилған адәм бидикчилик доклатида, хитайниң адәм бидикчиликигә қарши туруш җәһәттики ипадисиниң начарлишишиға қарап, илгирики 2-дәриҗилик дөләттин, техиму начар 3-дәриҗилик дөләтләр тизимликигә киргүзүлгән.
2013-07-15
Муқәддәс рози ейида дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманларниң дәрт - пәрятлирини аңлитиш үчүн түркийидә һәр хил паалийәтләр уюштурулмақта. Булардин бири 14 - июл күни ахшам әнқәрәниң синҗан районлуқ һөкүмәтниң йиғин залида өткүзүди.
2013-07-15
Уйғур илида диний реҗим күнсири еғирлишиватқан, уйғур хәлқи етиқад әркинликиниң санақсиз тәқиплири астида азап тартиватқан бир чағда, чәтәлләрдики уйғурлар өзлиригә нисип болған һөр һаятни қәдирләп, рамизанни миллий вә диний өрп - адәтлиригә уйғун рәвиштә көңүллүк өткүзүшкә тиришмақта.
2013-07-15
Исламабадтики хитай әлчиханисиниң тор бетидә көрситилишичә, исламабадтики хитай әлчиханисигә техи йеқинда баш әлчиликкә тәйинләнгән сун ведуң пакистандики хитай муһаҗирлири билән учиришиш зияпити өткүзгән. Пакистандики бир қисим уйғурларниң билдүрүшичә, учиришиш зияпитигә шу йәрдики бир қисим уйғурларму қатнашқан.
2013-07-15
7 - Айниң 6 - күни шинҗаң телевизийә истансиси пичан вәқәси һәққидә уйғурчә программа тарқатти. Униңда хитай мухбир, 26 - июн пичандики базарлиқ сақчиханиға һуҗум қилиш җәрянида әсиргә чүшүп қалған пидаийлардин әли ибраһимни зиярәт қилди.
2013-07-15
Вәтәндин айрилғиниға 14 йил болған канада пуқраси әркин қурбан(текәс) йеқинда өз ана вәтини уйғур дияриниң үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридә 45 күн зиярәттә болди вә зияритимизни қобул қилип,вәтәндә дуч кәлгән әһваллар вә көргән билгәнлирини аңлатти.
2013-07-12
Йеқинда уйғур елидә мәйданға кәлгән бир қатар наразилиқ һәрикәтлири хәлқара мәтбуатларниң алаһидә диққитини қозғиди. Вәқәләрдин кейин америка вә яврупа иттипақи вә шундақла хәлқара диний әркинлик комитети қатарлиқ нопузлуқ кишилик һоқуқ органлириму баянат елан қилип, хитай һөкүмитини вәқәниң тәпсилатини ашкарилашқа вә уйғурларниң дәрдигә қулақ селишқа чақиришиму вәқәниң әһмийитини ашурди.
2013-07-12
Америка - хитай истратегийә - иқтисад диалоги 11 - июл күни аяқлашти. Сөһбәттә хитайниң ташқи ишлириға мәсул әмәлдари яң җечиниң “уйғурлар вә тибәтләр тарихтики әң яхши шараиттин бәһримән болуватиду” дегән сөзи, көплигән хәлқара мәтбуатларда тилға елинип, уйғур ели вә тибәттә барғанчә яманлишиватқан инсан һәқлири дәпсәнчилики мәсилиси йәнә бир қетим муназирә темисиға айланди.