Архип
2013-08-31
300-400 Намайишчи хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин оққа тутулған “ханериқ вәқәси” йүз берип аридин бир қанчә һәптә өткәндин кейин, “ню-йорк вақти” гезити мухбири андуру җәйкоп ханериққа барған вә йәрликләр билән сөһбәт өткүзүшкә тиришқан.
2013-08-31
Қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән 20 - авғуст қанлиқ бастуруш вәқәсини ениқлашлиримиз давамида мәзкур йеза вә униң билән чегридаш йезиларда бултур вә бу йил ичидә чоң - кичик болуп аз дегәндә 4 қетим вәқә йүз бәргәнлики ашкариланди.
2013-08-31
Уйғур елидә “ана тил маарипини” ни тәшәббус қилип кәлгән уйғур зиялийси абдувәли аюп, “шинҗаң хәлқара ана тил чәклик һәссидарлиқ ширкити” мудири муһәммәд сидиқ вә қануний вәкили диляр обул әпәндиләрни “қанунсиз ианә йиғиш җинайити” билән тутуп кәткән.
2013-08-31
Хитай мәркизи телевизийә истансиси 8-айниң 28-күни 127 яшлиқ хитайдики әң узун өмүр көргүчи алмихан сейитниң аниниң иш паалийәтлирини тонуштуруп, униң дуня җинс рекортиға өзини илтимас қилиш арзусиниң барлиқини елан қилған.
2013-08-31
Йеқинда голландийәгә панаһлиқ тиләп кәлгән бир аилә кишилириниң билдүрүшичә, улар хитайлар кечик балиларға йегүзүватқан әмләш дорилириниң балиларға қарита әкс тәсири барлиқини туюп қалған вә мунасивәтлик даириләр үстидин әрз сунған.
2013-08-30
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-08-29
Хитай сақчилири алдинқи күни йилқичиниң 9- вә 7-кәнтигә берип тохтимитахун вә сейит мәмәтхан аилисидин DNA синиқи үчүн әвришкә елиши хитай сақчилириниң вәқәдә өлтүрүлгәнләрдин бир қисминиң кимликини техичила бекитәлмәйватқанлиқини ашкарилимақта.
2013-08-29
Хитай даирилири тәрипидин тутуп кетилип из-дерәксиз ғайиб болғанлиқи ашкариланғанлар ичидә 2009-йилидики 5-июл вәқәсигә четишлиқ уйғур ғайибларниң ашкариланған сани 30 дин ашиду.
2013-08-29
Хитай даирилириниң 9 нәпәр уйғурни “миллий зиддийәт уруқи чачти”, “мәктәп йешидики балиларға диний тәлим бәрди” дегән җинайәтләрни артип, 5 йилдин 10 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси бәргәнлики муназирә қозғиди.
2013-08-29
Мәркизи қәйсиригә җайлашқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән қағилиқниң йилқичи йезисида йүз бәргән вә 22 уйғурниң өлүми билән ахирлашқан қанлиқ вәқәгә қарши ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
2013-08-29
Күнчиққанбәг-лопнор мәдәнийитиниң символи, тәклимаканда тиниқи өчкән сирлиқ бир көчмә көлниң пасибани шундақла лопнорлуқларниң әң ахирқи ақсақали.
2013-08-29
Муһәммәд әл билтәҗиниң рабиәтул әдвийә мәйданидики қәтлиамда мәргәнләр тәрипидин етип өлтүрүлгән 17 яшлиқ қизи әсмаға язған хети елан қилинғандин кейин бу хәт түркийәдә пүтүн ахбаратларниң қизиқиш темисиға айланди.
2013-08-28
Қағилиқниң йилқичи йезисидики чөллүктә һәрбий мәшиқ елип бериливатиду дәп қарилип етилған вә тутулған 26 кишидин 6 нәпириниң кимликлири ашкариланди. Мәлум болушичә, кимлики ашкариланған бу 6 кишидин бир нәпири йилқичидин, қалған 5 нәпири йилқичиға қошна болған йезидин.
2013-08-28
Японийәдә нәшр қилинидиған “мәтбуатлири учур ашкарилимайдиған хитай, корейә вә шималий корейә” намлиқ сиясий журналниң бу пәсиллик саниниң муқависиға хитай, корейә вә шималий корейә рәһбәрлириниң сүрити берилгән.
2013-08-28
Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған үлкү оҗақлири тәшкилати аргинҗиқ шөбисиниң уюштуруши билән қәйсәриниң әң чоң мәркәзлиридин бири болған һөрийәт мәйданида “һәқ, һоқуқ вә адаләт, шәрқий түркистанға әркинлик” мавзулуқ рәсим көргәзмиси ечилди.