Архип
2013-09-30
“шәрқий түркстанға азадлиқ!”, “хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун”, “уйғурларға әркинлик”, “хитай уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқни тохтатсун !” чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өктәбир ейиға мана бу җәңгивар шоарларсиз кирмәйду, йиллардин буян дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурларға охшаш вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғурларму - 1 өктәбир хитайниң дөләт байриминиң һарписида, намайиш өткүзүшни әнәнигә айландурған.
2013-09-30
Уйғур биз ториниң 28 - сентәбирдики хәвиридә тор бекитиниң йезиқ тәһрири, мәркизий милләтләр университети магестир аспранти пәрһат халмуратниң 28 - сентәбир күни сәһәр саәт 12 дә, истанбулға меңиш сәпиридә бейҗиң айродромида тутуп китилгәнлики хәвәр қилинған иди.
2013-09-30
Түркийә дөләт мудапиә министирлиқи өткән пәйшәнбә күни баянат елан қилип, өзиниң узун мәнзиллик башқурулидиған бомба һава мудапиә қалқан сестимиси қурулушини бир хитай назук техникилиқ қорал - ярақ ширкитигә һөддигә бәргән иди. Түркийә һөкүмитиниң қарари дуняға наһайити тасадипилиқ туюлған вә зор ғулғула қозғиған.
2013-09-30
8 - Нөвәтлик хәлқаралиқ милләтләр ара түркологийә қурултийи, истанбул университети тил - әдәбият факултети, түркологийә тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән 30 - сентәбир дүшәнбә күни истанбул университетиниң қурултай залида рәсмий башланди.
2013-09-30
1949 - Йили снтәбирдә шәрқий түркистан җумһурийитиниң йетәкчилиридин әхмәтҗан қасими башчилиқидики 17 кишиниң айропилан вәқәсигә учрап қаза қилғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди. Бу йил әнә шу хәвәрниң тарқалғанлиқиға 64 йил тошти.
2013-09-30
9 - Айниң 29 - күни австралийиниң адилайд шәһиридә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштуруши билән адилайд җамаитиниң иқтисадий һәм мәниви җәһәттики қоллашлири билән сетивелинған, австралийидики тунҗи шәрқий түркистанлиқлар өйи паалийәт мәркизиниң ичилиш мурасими өткүзүлди.
2013-09-30
9 - Айниң 28 - күни токйода уйғур ханим - қизлириниң кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрисида доклат сөзләш паалийити өткүзүлгән.
2013-09-27
Ғайип оғлиниң из - дерикини елиш үчүн, уйғур җәмийити вә хәлқара җамаәттин изчил һалда ярдәм тәләп қилип келиватқан дәртмән ана патигүл ғулам, бүгүн мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитидә нөвәттә бейҗиңда нәзәрбәнт астида тутуп турулуватқан мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиға миннәтдарлиқ билдүрди.
2013-09-27
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 24 - нөвәтлик инсан һәқлири омумийиғининиң әң ахирқи күнлири йәни 26 - , 27 - синтәбир күнлири мәхсус йиғин чақирилип хитай һүкүмитигә вакалитән бейҗиңдин кәлгән 42 вәкилдин балилар һәқ - һоқуқлири тоғрисида соал соралған.
2013-09-27
Уйғур торчилиқини узундин буян көзитип, чәтәлләрдики нопузлуқ журналларда бу һәқтә мақалә, әсәрләрни елан қилип келиватқан, әнгийәдә яшаватқан уйғур зиялийси әзиз әйса әпәнди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, уйғур тор бекәтлириниң йеқинқи бирқанчә йилдин буянқи тәрәққият әһвали һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.
2013-09-27
2013 _ Йили 25 - синтәбир чаршәнбә күни истанбулдики шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән зәйтинбурну мәдәнийәт - сәнәт залида, шәрқий түркистан кечилики паалийити өткүзүлди.
2013-09-27
Японийәлик хәлқара мунасивәтләр профессори накаҗиманиң “җуңго дегән немә?”, “ дөләт қурулғандин кейинки көләңгә арқисидики һәқиқәт” сәрләвһилик китаби йеқинда японийә п һ п нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.
2013-09-27
Абдулла алим түркистани сәуди әрәбистанидики уйғурлар ичидә вәтәнпәрвәрлики билән тонулғинидәк, әрәбләр ичидиму өзиниң юқири билими вә қолға кәлтүргән нәтиҗилири билән тонулған шәхсләрниң бири.
2013-09-27
Йеқинқи йиллардин буян қазақистан рәһбәрлики, шундақла мәмликәтниң қанун қоғдаш органлири һәмдә мутәхәссисләр қазақистанда террорлуқ вә диний әсәбийликниң йоқлуқини җакарлиған болсиму, амма мәмликәтниң җай - җайлирида йүз бәргән қанлиқ вақәләрдин кейин бу мәсилигә болған көз қараш дәрру өзгәрди.
2013-09-27
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.