Архип
2013-09-13
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 13 - нөвәтлик дөләт башлиқлири йиғини 13 - синтәбир күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридики “ала арча” дөләт меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлди.
2013-09-13
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2013-09-12
Радио аңлиғучилиримиздин бириниң елхәт арқилиқ инкас қилишичә, хитай сақчилири 8-айниң 23-күни, йәни қағилиқниң йилқичи йезисида вәқә йүз берип үч күндин кейин поскамниң күйбағ йезисидиму бир қанлиқ вәқә йүз бәргән.
2013-09-12
Көзәткүчиләр, төвән турмуш капаләт пули әмәлийәттә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң уйғур елини ечиш вә тәрәққий қилдуруш истратегийисиниң сиртида қалдурулуп, техиму намратлиққа йүзлиниватқанлиқини ашкарилап беридиған мәсилә, дәп мулаһизә қилмақта.
2013-09-12
Хитай ахбаратиниң ашкарилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бишкәк йиғининиң мәқсити нуқтилиқ америка 2014-йили афғанистандин чекинип чиққандин кейин барлиққа келидиған бихәтәрлик җәһәттики риқабәткә қандақ тақабил туруш мәсилисини музакирә қилиш.
2013-09-12
Чаршәнбә күни шйе гуаңго исимлик бири, қарамай шәһәр башлиқи чен шиңфа вә җуңго нефити шинҗаң тармақ ширкитиниң партком секретари шү вейшиләрниң парихорлуқ, чириклик қилмишлири үстидин йезилған паш қилиш хетини хитайдики аммиви тор бекәтлиридә өз кимлики билән елан қилди.
2013-09-12
11-Сентәбир кәчқурун ситокһолмниң шәһәр мәркизигә җайлашқан “сүний һәмраһ” сәнәт сарийида әркин сәнәткарларниң дунядики һәрқайси хәлқләрниң әнәниви нахша-уссул сәнити бойичә маһарәт көрситиш кечилики өткүзүлди.
2013-09-12
Түркләр уйғур диярини ата вәтинимиз, уйғурларни қан қериндишимиз дәйду. Түрк хәлқи уйғур дәвасиниң өзлириниң миллий дәваси икәнликигә ишиниду. Түркийәниң һәр йеридә өйлиригә, ишханисиға вә ашханилириға көк байрақ есивалған түркләрни көрәләйсиз.
2013-09-12
Японийә NHK телевизийә қанили, японийәдин түркийәгә саяһәткә барған икки нәпәр қиз оқуғучиниң бири кападокяда намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгәнлики, йәнә бири болса һошсиз һалда дохтурханида давалиниватқанлиқини елан қилди.
2013-09-12
Хитайниң дөләт рәиси ши җинпиңниң қирғизистандики зиярити давамлишиватиду. Қирғизистан президенти алмасбек атамбайиф билән хитайниң дөләт башлиқи икки дөләтниң истратегийәлик шериклик мунасивити орнитиш һәққидики тохтамнамигә қол қоюшти.
2013-09-11
Үрүмчидә бир уйғур баққалниң хитай сақчилири тәрипидин етиветилгәнлики һәққидики учурлар иҗтимаий ахбарат васитилиридә елан қилинғандин кейин мухбиримиз, үрүмчидики мәзкур тәвәликкә телефон қилип вәқә һәққидә мәлумат игилиди.
2013-09-11
Көзәткүчиләр, төвән турмуш капаләт пули әмәлийәттә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң уйғур елини ечиш вә тәрәққий қилдуруш истратегийисиниң сиртида қалдурулуп, техиму намратлиққа йүзлиниватқанлиқини ашкарилап беридиған мәсилә, дәп мулаһизә қилмақта.
2013-09-11
Көпинчә көзәткүчиләр гәрчә ши бу қетим түркмәнистан, өзбекистан вә қирғизистанни зиярәт қилип бир қатар келишимләрни имзалиған болсиму, әмма қазақистан зияритигә алаһидә әһмийәт бәргәнликини тәһлил қилмақта.
2013-09-11
Ана тилда йәсли қуруш һәрикитини тосуш карға кәлмигәндин кейин, хитай һөкүмәт даирилири уйғур зиялийлирини тутуп тәһдит селиш, уйғур йәслилирини тақаш, йиғилишларни мени қилиш чарилирини қолланған болсиму, “ана тил инқилаби” ни тосуп қалалмиған иди.
2013-09-11
Түркийә диний ишлар министири мәһмәт гөрмәз 2013-йили 9-сентәбир, дүшәнбә күни рәсмий зиярәт үчүн 8 кишилик бир һәйәт билән үрүмчигә йетип барди.