Архип
2014-12-31
Игилишимизчә, даириләр үчтурпан наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур яшни кәлпиндә наһәқ етиветилгән 17 яшлиқ абдулбаситниң өлүм хәвирини үндидарға йоллиғанлиқи сәвәблик 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2014-12-31
Түркийәдики аммивий тәшкилатлар тайландтики 300 уйғурни түркийәгә елип келишни тәләп қилип, һәр хил паалийәтләрни оюштурмақта. 12 - Айниң 27 - күни түркийә доған хәвәр агентлиқи тайланд һөкүмитиниң 300 уйғурни хитайға қайтуруп беришни қарар қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрни илан қилғандин кейин, түркийәдики аммивий тәшкилатлар түркийәниң һәрқайси вилайәтлиридә арқа - арқидин намайиш, мухбирларға баянат бериш вә қол қоюш паалийәтлири өткүзүп, түрк һөкүмитини тайландтики 300 уйғурни түркийәгә елип келишкә чақирмақта.
2014-12-31
Хитай вә бир қисим хәлқаралиқ ахбаратларниң хәвәр қилишичә, 2013-йили 26-июн әтигән саәт 06:00 әтрапида турпан вилайитиниң пичан наһийиси лүкчүн базирида, сақчихана вә йәрлик һөкүмәт бинаси шундақла бир қурулуш орниға һуҗум қилиш вәқәси йүз берип 27 адәм қаза қилғанлиқи билдүрүлгән иди.
2014-12-31
Моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада 9 - декабир 19 йиллиқ қамақ җазасини тамамлап, хитай түрмисидин қоюп берилгән болсиму, әмма сақчи даирилири назаритини күчәйтип,униң барлиқ һәрикәтлиригә чәк қоюп, чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилишини чәклигән шундақла униң аилә телефони түрлүк тосалғуларға учрап. Сирт билән алақилишиш мумкин болмиған, һәтта оғли вуреңениң сиртқа чиқип ишлишиму чәкләнгән. Аилә әзалири иқтисадий җәһәттин зор қийинчилиқларға учриған шундақла хаданиң саламәтлики күндин - күнгә начарлишип кәткән.
2014-12-31
Қазақистанлиқ уйғурлар өзлириниң өтмүш тарихи, мәдәнийити, әдәбияти, маарипи вә башқа саһәлиридә йүз бәргән муһим вәқәләрни әсләш, бүйүк намайәндилири һөрмитигә аммивий паалийәтләрни өткүзүш вә башқа паалийәтләргә алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Шу җүмлидин әдәбият саһәсидиму бир қатар паалийәтләр өткүзүлди.
2014-12-31
Шиветисийә пайтәхти ситокхолимдики тайланд әлчиханси алдида, тайланд турмисидә тутуп туруватқан 300нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәрмәсликни тәләп қилип намайиш өткүзүлди.
2014-12-30
Уйғур рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим 30-декабир радиомизда йеңи йиллиқ сөһбәт елан қилди. У, хитай һөкүмитини шәрқий түркистан мәсилисини сөһбәт арқилиқ тинч һәл қилишқа чақирип, өзиниң сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүрди.
2014-12-30
3 яшлиқ абдулланиң туберкулюз кесәллики билән тайландтики мәлум бир дохтурханида қаза қилиши муһаҗирәттики уйғур җамаәтчиликидә күчлүк инкас пәйда қилди.
2014-12-30
Өткән әсирниң 30 - 40 - йиллиридики уйғур дияриниң сиясий һаятида совет иттипақиниң ойниған ролиниң нәқәдәр зор икәнлики сир әмәс.
2014-12-30
Түркийә ситар гезитиниң 29 - декабир санида “гунаһсиз вә мәзлум уйғурлар” дегән темида бир мақалә елан қилинди. Бу мақалини ситар гезитиниң обзурчиси севил нурийева ханим язған болуп, мақалидә асаслиқи уйғурларниң наһәқчиликкә учраватқанлиқи, болупму тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң паҗиәлик әһвали тоғрисида тохталған.
2014-12-30
Шиветсийә “уйғуристан мәшрипи” дики яшлар туркийәгә шәрқий җәнуби асия дөләтлиридин келип йәрлишиватқан уйғурларниң қийнчилиқта қалғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлап, өзлириниң һәр айлиқ мәшрипидә сахавәт ишлири үчүн йиғилған пуллириға мәшрәптики балиларни вә әтраптидики уйғурларни сәпәрвәр қилип иқтисади җәһәттин ярдәм бериш паалийитини башлиған иди.
2014-12-30
“демократик хитай” торида ляв тйәнчи ханимниң “бир миллий қәһриман дуняға кәлди” намлиқ мақалиси илан қилинди.
2014-12-30
Қазақистанда көплигән талантлиқ уйғур нахшичилири, муқамчилири йетилип чиққан болуп, улар башқа мәмликәтләрдиму кәң тонулған иди. Әнә шуларниң бири нуралим варисофтур.
2014-12-29
8-Нөвәтлик шәрқий түркистан лоңқиси путбол мусабиқиси шәрқий түркистан дөләт марши вә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғафур мөмин әпәнди вә җәмийәт катипи нурмуһәммәт түркистан әпәндиләрниң тәбрик сөзлири билән тәнтәнилик башланған.
2014-12-29
Өткән һәптиләрдә пәйзиватта уйғурларни кичик алма усули ойнатқан хитай даирилири пичанниң лүкчүн йезисида кишиләрни изчил һалда кино вә консерт көрүшкә тәшкиллигән, пәйзиват наһийисидә йәнә деһқанларни 50 миң кишилик самаға салған.