Архип
2014-12-29
23-Декабир күни москвада русийә, қазақистан, беларусийәдин тәркиб тапқан үч дөләтни өз ичигә алған йеңи район характерлик тәшкилат “явро-асия иқтисадий иттипақи”ниң йиғини болуп өтти.
2014-12-29
Түркийәдә, тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапирларни қутулдуруп түркийәгә кәлтүрүш үчүн йиғин, мурасим, ахбарат елан қилиш вә намайиш қатарлиқ һәр хил паалийәтләр давам қиливатиду.
2014-12-29
29-Декабир күни, тайландтики уйғурларниң тәқдири мәсилиси һәққидә тайландниң әнқәрәдики баш әлчиханиси алдида намайишлар өткүзүлди.
2014-12-29
“уйғур дөлитигә саяһәт” намлиқ әсири билән тонулған журналист, язғучи сйлвие ханим йеқинда фирансийә свис радио-телевизийә қанили уюштурған хәлқара вәзийәтләр программисиға қатнишип уйғур елиниң йеқинқи вәзийити һәққидә тәпсилий тохталған.
2014-12-29
Мушу айниң оттурилирида хитайниң баш министири или кечяң қазақистанда президент нурсултан назарбайеф вә һөкүмәт рәһбири кәрим мәсимофлар билән музакирә йүргүзүп, икки мәмликәт оттурисидики иқтисадий алақиләрни буниңдин кейинму раваҗландуруш һәққидә бир қатар келишимләр имзалиған иди.
2014-12-26
2014 - Йили 28 - июл “йәкән исяни”дин кейин хитай һөкүмәт даирилири һәр хил тәдбирләр арқилиқ уйғур районида муқим вәзийәт бәрпа қилишқа тиришти.
2014-12-26
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған 12 - айниң 25 - күни ахшам бәргән катта зияпәткә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң рәһбәрлириму алаһидә тәклип бойичә қатнашти. Әрдоған түркийә хәлқ ирадиси мунбириниму өз ичигә алған 173 чоң аммивий тәшкилатниң мәсуллириға йеңи селинған ордисиниң зияпәт залида зияпәт бәрди. Мәзкур зияпәткә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди билән сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт фонди җәмийити башлиқи алимҗан боғда әпәнди алаһидә тәклип бойичә қатнашти. Мухбирларға йепиқ өткүзүлгән бу зияпәткә түркийә сияситигә зор тәсир көрситиватқан әң чоң аммивий тәшкилатларниң мәсуллири, дөләтниң алий рәһбәрлиридин болуп, 250 әтрапида киши қатнашти.
2014-12-26
Америка җүмә күни пакистанниң шималий вәзиристан районидики исламчи қораллиқ күчләргә учқучисиз айропиланда һава һуҗуми қилип, һуҗумда 30 дәк қораллиқ күчни өлтүргән. Һава һуҗуми талибан вә өзбек қораллиқ күчләрниң афғанистан чеграсиға йеқин җайдики базисини нишан қилған.
2014-12-26
Түркийиниң әң чоң тәшкилатлиридин бири болған үлкү оҗақлири тәшкилати тәрипидин тайландта тутуп турулуватқан 300 уйғурни түркийигә кәлтүрүш үчүн башлитилған имза топлаш паалийити түркийиниң һәр қайси шәһәр вә районлирида давам қиливатиду.
2014-12-26
Шималий явропа ислам бирлики “рабит әл ислам” ниң һәр йили декабир ейида өткүзүлүватқан хәлқаралиқ ислам қурултийиниң 34-нөвәтлик йиғини 25-декабир күни ситокһолмниң оса толуқ оттура мәктипиниң йиғин залида рәсмий башланди.
2014-12-26
Украина вәзийити пәқәт украинлиқларнила әмәс, бәлки башқа хәлиқләрниң, җүмлидин қазақистанлиқларниңму диққәт мәркизидә болуватқини мәлум. Болупму дөләт дәриҗисидә русийә вә украина охшаш икки сабиқ қериндаш совет җумһурийити оттурисида йүз бәргән тоқунуш явропа вә пүткүл дуня вәзийитигә қаттиқ тәсир қилмақта. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, украина вәзийитидин һәр ким өзичә савақ алмақта.
2014-12-26
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2014-12-25
Гуаңшиниң вийетнам чеграсидики пиңшяң базирида тутқунға учриғанларниң уйғур, уларниң 17-18 нәпири аял вә балилар икәнлики мәлум болди. Хитай ахбарати вийетнамға маңған 22 “диний радикал” ға пистирма қоюлғанлиқини хәвәр қилған.
2014-12-25
Хитай мәтбуатлири мушу айниң 21-күни вийетнамға қанунсиз өтүшкә урунған 22 нәпәр диний радикал унсурни тутқанлиқини вә булардин қаршилиқ көрсәткән бирини етип ташлиғанлиқини елан қилған иди.
2014-12-25
Игилишимизчә, хитай даирилири буниңдин 10 йил илгири пакистанда тутқун қилип муддәтсиз қамақ җазаси бәргән муһәммәттохти муһәммәтрозидин бу йил өзиниң сиясий тәшвиқати үчүн пайдиланған.