Архип
2014-12-25
Қирғизистан президенти алмасбек атамбайиф 2015-йили 9-майда, йәни “улуғ вәтән уруши ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш” күнидә қирғизистанниң явру-асия иқтисади бирликиниң толуқ һоқуқлуқ әзаси болуп қелишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
2014-12-25
Японийәдә тәсири бир қәдәр зор болған мәҗмуәләрдин “японийә иқтисад” журнилиниң 12-санида доктор турмуһәммәт һашимниң “хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши” намлиқ мақалиси елан қилинди.
2014-12-24
Йеқинда хитай компартийәси мәркизий комитети билән хитай дөләт ишлири кабинети бирликтә “йеңи шараитта милләтләр хизмитини күчәйтиш вә өзгәртиш һәққидә пикир” намлиқ һөҗҗәт чиқарған.
2014-12-24
Хитайниң хотән вилайәтлик парткоми йеқинда “оттуз немә үчүн” намлиқ қолланма тарқитип хотәндә нөвәттә йолға қоюлуватқан диний бәлгилимиләрниң сәвәблиригә изаһат бәргән.
2014-12-24
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әпәндигил башчилиқидики бир өмәк әнқәрәдә үлкү учақлири маарип вә мәдәнийәт фонди җәмийити рәиси олҗай килавуз әпәнди билән ишханисида учришиш елип барди.
2014-12-24
23-Декабир күни москвада қирғизистан һәм әрменийә дөләтлирини русийә башчилиқидики таможна-баҗ иттипақиниң әзалиқиға қобул қилиш келишимигә қол қоюш һәмдә бу иттипаққа явру-асия иқтисади бирлики дәп нам бериш мурасими болди.
2014-12-24
Қазақистан уйғур әдәбиятиниң даим талантлиқ әдиблири билән тонулуп кәлгәнлики көпчиликкә яхши мәлум. Кейинки вақитларда у өзиниң көплигән аләмгә тонулған вәкиллиридин айрилған болсиму, бүгүнки күндә әнә шуларниң изини бесип келиватқан яш иҗадкарлар йоқ әмәс.
2014-12-23
Бир қисим кәнт кадирлириниң өз кәнтиниң йеқинқи әһвали һәққидики баянлири уйғур йезилириниң нөвәттики реал йүзини билиштә биринчи қол учурларни бәрмәктә.
2014-12-23
22-Декабирда қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң дөләт вә җамаәт әрбаби әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 100 йиллиқиға беғишланған тәнтәнилик паалийәт болуп өтти.
2014-12-23
Хитай даирилири йеқиндин буян уйғуларниң диний етиқад әркинликигә қарита чәклимилирини техиму қаттиқ вә техиму ялиңач шәкилдә иҗра қилмақта.
2014-12-23
Тайландта 6 йәрдә тутуп турулуватқан 400 әтрапида уйғурниң бири болған абдуллаһ абдувели бүгүн кесәл сәвәбидин давалаш үнүм бәрмәй тайландтики бир дохтурханида аләмдин өткән.
2014-12-23
22-Декабир күни шиветсийә бинакарлиқ вә шәһәр тәрәққият министири мәһмәт қаплан шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмисиниң рәиси әхмәтҗан турсун башчилиқидики идарә һәйәт әзалирини ишханисида қобул қилди.
2014-12-23
Йеқинда қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридики бир топ уйғур яш мәдәнийәт паалийәтчилири вә актиплири мәшһур уйғур нахшичиси вә композитори мурат насирофниң қәбрисини зиярәт қилди вә униң сәнәт һаяти, җүмлидин уйғурларниң сәнәт ишлириға қошқан төһписини әслиди.
2014-12-23
Моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип түрмидин қоюп берилгәндин буянқи өзи дуч келиватқан бир қисим сиясий бесимлар вә иқтисадий қийинчилиқлар һәққидә тохтилип өтти.
2014-12-22
Керийә наһийисиниң сийәк йезисида йеқинқи 6 ай ичидә аз дегәндә миңға йеқин аялниң бешидики лечәк мәҗбурий еливетилгән, бу җәрянда мәҗбурланған аял вә униң аилә - тавабиатлири билән хитай сақчилири вә хадимлири оттурисида көп қетим җидәл - маҗира вә тоқунушлар йүз бәргән. Маҗиралардин биридә сабиқ дөләт хизмәтчиси зөһрәгүл мәмтимин бешидики лечәккә қол узатқан йеза башлиқи мәмәтҗанни тиллиған. Зүһрәгүлниң бу қилмиши үчүн, бу йил 7 - айда сийәк йезисида сот ечилип униңға қамақ җазаси берилгән; сотқа униң аилә - тавабиатлири қатнаштурлмиған. Мәлум болушичә, дәсләптә керийә, униңдин кейин нийә қамақханисида тутуп турулған зөһрәгүл мәмтимин нөвәттә үрүмчидики бир аяллар түрмисидә җаза муддитини өтимәктә.